Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I THESSALONIANS
1 2 3 4 5
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 2
I Th UyCyr 2:1  Қериндашлар, силәргә мәлумки, бизниң қешиңларға барғинимиз бекарға кәтмиди.
I Th UyCyr 2:2  Силәргә йәнә шуму мәлумки, биз қешиңларға бериштин илгири Филипи шәһиридә турған вақтимизда, у йәрдә азап чәктуқ вә һақарәткә учридуқ. Кейин силәрниң шәһириңлардиму йәнә қаттиқ қаршилиқларға учридуқ, лекин биз Худаниң ярдими билән ғәйрәткә келип, Худаниң Хуш Хәвирини силәргә йәткүздуқ.
I Th UyCyr 2:3  Биз бу Хуш Хәвәрни бирәр сахтилиқ, яман нийәт яки һелигәрлик билән йәткүзүватқинимиз йоқ.
I Th UyCyr 2:4  Әмәлиятта Худа бизни лайиқ көрүп, Хуш Хәвәрни йәткүзүш вәзиписини бизгә тапшурди. Биз Хуш Хәвәрни инсанларни хурсән қилиш үчүн әмәс, бәлки бизниң қәлбимизни күзитиватқан Худани хурсән қилиш үчүн йәткүзүватимиз.
I Th UyCyr 2:5  Силәргә мәлумки, биз һеч қачан силәрниң йениңларға хошамәт қилғили яки ниқаплинип тамахорлуқ қилғили бармидуқ. Буниңға Худа гувадур.
I Th UyCyr 2:6  Мәйли силәр болуңлар яки башқилар болсун, биз һеч кимдин бирәр махташ тама қилмидуқ.
I Th UyCyr 2:7  Әйса Мәсиһниң әлчилиридин болған­лиғимиз үчүн, ярдимиңларни тәләп қилишқа һәқлиқ едуқ, лекин силәргә худди балилирини бағриға басқан мулайим анидәк муамилә қилдуқ.
I Th UyCyr 2:8  Шу чағда силәргә шундақ муһәббәт бағлиған едуқки, биз Худаниң Хуш Хәвиринила әмәс, өз җенимизниму тәғдим қилишқа рази едуқ. Чүнки силәрни шу қәдәр яхши көрәттуқ!
I Th UyCyr 2:9  Қериндашлар, бизниң қандақ тиришип-тирмишип ишлигәнлигимиз җәзмән есиңларда бардур. Биз һеч қайсиңларға еғирчилиғимизни салмаслиқ үчүн, бир тәрәптин кечә-күндүзләп ишләп турмушумизни қамди­сақ, йәнә бир тәрәптин Худаниң Хуш Хәвирини силәргә йәткүздуқ.
I Th UyCyr 2:10  Мәсиһийләрдин болған силәрниң араңлардики әмәлий һәрикити­миз­ниң пак, һәққаний вә әйипсиз екәнлигигә өзәңлар гувалиқ берәләй­силәр, буниңға Худаму гувадур.
I Th UyCyr 2:11  Силәргә мәлумки, биз һәр бириңларға ата пәрзәндигә әҗир сиңдүргәндәк әҗир сиңдүрдуқ,
I Th UyCyr 2:12  силәргә мәдәт бәрдуқ, тәсәлла бәрдуқ. Силәрни Өз Падишалиғиға вә шан-шәривигә чақирған Худаниң пәрзәнтлиригә лайиқ яшашқа дәвәт қилдуқ.
I Th UyCyr 2:13  Худаға һемишәм шүкүр ейтишимиздики йәнә бир сәвәп шуки, силәр биздин Худаниң сөзини аңлап, уни қобул қилғиниңларда, бу сөзни инсанларниң сөзи әмәс, бәлки Худаниң сөзи, дәп етирап қилдиң­лар. Әмәлияттиму бу сөз Худаниң сөзи болуп, у һазир униңға ишинидиған силәргә күчлүк тәсир көрсәтмәктә.
I Th UyCyr 2:14  Қериндашлар, силәрниң әһвалиңларму Худаға ишәнгән вә Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған Йәһудийә өлкисидики мәсиһийләр җамаәтлиригә охшайду. Чүнки уларниң шу йәрдики йәһудийлар тәрипидин зиянкәшликкә учриғиниға охшаш, силәрму өз жутдашлириңлар тәрипидин зиян­кәш­ликкә учридиңлар.
I Th UyCyr 2:15  Бурун йәһудийларниң әҗдатлири пәйғәм­бәр­ләрни өлтүргән, кейин уларниң әвлатлири Рәббимиз Әйсани өлтүрди. Һазир йәнила бәзи йәһудийлар бизгиму зулум селип, бизни биз Хуш Хәвәр тарқитиватқан шәһәрләрдин қоғлап чиқарди. Уларниң бундақ қилмишлири Худаниң ғәзивини кәлтүриду. Улар худди пүткүл инсанлар билән дүшмәнләшкәндәк, бизниң йәһудий әмәсләрниң қутқузулушиға еришиши үчүн уларға бу Хуш Хәвәрни тарқитишимизға тосқунлуқ қиливатиду. Буниң билән улар гунали­рини үзлүксиз көпәйтип чекигә йәткүзмәктә. Шуниң үчүн Худаниң ғәзиви әнди уларға чүшүш алдида туриду.
I Th UyCyr 2:16  Бурун йәһудийларниң әҗдатлири пәйғәм­бәр­ләрни өлтүргән, кейин уларниң әвлатлири Рәббимиз Әйсани өлтүрди. Һазир йәнила бәзи йәһудийлар бизгиму зулум селип, бизни биз Хуш Хәвәр тарқитиватқан шәһәрләрдин қоғлап чиқарди. Уларниң бундақ қилмишлири Худаниң ғәзивини кәлтүриду. Улар худди пүткүл инсанлар билән дүшмәнләшкәндәк, бизниң йәһудий әмәсләрниң қутқузулушиға еришиши үчүн уларға бу Хуш Хәвәрни тарқитишимизға тосқунлуқ қиливатиду. Буниң билән улар гунали­рини үзлүксиз көпәйтип чекигә йәткүзмәктә. Шуниң үчүн Худаниң ғәзиви әнди уларға чүшүш алдида туриду.
I Th UyCyr 2:17  Қериндашлар, биз амалсиз һалда силәрдин вақитлиқ айрилдуқ. Биз силәр билән биллә болмисақму, қәлбимиз йәнила силәр билән биллә. Биз силәр билән йәнә бир қетим дидар көрүшүшкә интизар болғанлиғимиз үчүн, йениңларға беришқа интайин тириштуқ!
I Th UyCyr 2:18  Биз­ниң йениңларға барғумиз кәлгән еди. Болупму мәнки Павлус нәччә қетим силәрни йоқлап бармақчи болған болсамму, бирақ буниңға шәйтан тосалғу болди.
I Th UyCyr 2:19  Силәрниң ишәнчидә ахириғичә чоқум чиң туридиғанлиғиңларға ишинимиз вә силәр үчүн бәк хошал болимиз. Рәббимиз Әйса қайта кәлгәндә, Униң алдида пәхирлинидиған таҗи­миз дәл силәр әмәсму?
I Th UyCyr 2:20  Биз һәқиқәтән силәрдин пәхирлинимиз, силәр бизниң хошаллиғимиз!