Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
II TIMOTHY
1 2 3 4
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 3
II T UyCyr 3:1  Шуни билгинки, ахир заманда еғир күнләр болиду.
II T UyCyr 3:2  У чағда инсан­лар өзинила ойлайдиған, пулпәрәс, махтанчақ, тәкәббур вә күпүрлүк қилидиған, ата-анисиниң сөзини аңлимайдиған, вапаға җапа қилидиған, Худаға бепәрвалиқ қилидиған,
II T UyCyr 3:3  көйүмсиз, башқи­ларни кәчүрмәйдиған, төһмәтхор, өзини туталмайдиған, вәһши, шундақла хәйир-сахавәтниң дүшмини болиду.
II T UyCyr 3:4  Улар сатқун, һәдди­дин ашқан вә һакавур болуп, кәйп-сапани Худадин яхши көриду.
II T UyCyr 3:5  Сиртқи қияпәттә садақәтмән болувелип, әмәлиятта көңлидә Худа­ниң қудритини инкар қилиду. Бундақлардин жирақ тур.
II T UyCyr 3:6  Уларниң арисидики бәзи кишиләр башқиларниң өйлиригә көз боямчилиқ билән киривелип, ирадиси аҗиз, гунаға патқан вә һәр хил арзу-һәвәсләрниң қули болуп қалған аялларни аздуриду.
II T UyCyr 3:7  Бундақ аяллар һәр қандақ адәмниң тәлимлирини аңлайду вә һәқиқәтни тонуп йетәлмәйду.
II T UyCyr 3:8  Янни билән Ямбири Муса пәйғәмбәргә қандақ қарши чиққан болса, бу аздурғучиларму һәқиқәткә шундақ қарши чиқиду. Бу аздурғучиларниң қәлби бузулуп кәткән, ишәнчи сахта болуп, улар Худа тәрипидин рәт қилинған кишиләрдур.
II T UyCyr 3:9  Уларниң қилмишлири узаққа давамлишалмайду, чүнки Янни билән Ямбириниң әқилсиз­лиги паш болғандәк, буларниң әқилсизлигиму халайиқ алдида чоқум паш болиду.
II T UyCyr 3:10  Лекин сән мениң тәлимим, жүрүш-турушум, һаятлиқ нишаним, ишәнчим, сәвир-тақитим, меһир-муһәббитим, чидамлиғим һәм учри­ған зиянкәшлигим вә тартқан азап-оқубәтлиримгә диққәт-етивариң­ни қаритип кәлдиң. Болупму Антакя, Коня вә Листра шәһәрлиридә учриған зиянкәшликләргә қандақ бәрдашлиқ бәргәнлигимдин һәм Рәббимизниң мени бу ишларниң һәммисидин қутқузғанлиғидин толуқ хәвириң бар.
II T UyCyr 3:11  Лекин сән мениң тәлимим, жүрүш-турушум, һаятлиқ нишаним, ишәнчим, сәвир-тақитим, меһир-муһәббитим, чидамлиғим һәм учри­ған зиянкәшлигим вә тартқан азап-оқубәтлиримгә диққәт-етивариң­ни қаритип кәлдиң. Болупму Антакя, Коня вә Листра шәһәрлиридә учриған зиянкәшликләргә қандақ бәрдашлиқ бәргәнлигимдин һәм Рәббимизниң мени бу ишларниң һәммисидин қутқузғанлиғидин толуқ хәвириң бар.
II T UyCyr 3:12  Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған, Худаға садақәт­мәнлик билән һаят кәчүрүшкә ирадә бағлиғанларниң һәммиси зиянкәшликкә учрайду.
II T UyCyr 3:13  Яман вә сахтипәз кишиләрниң әһвали бурунқидинму яманлишип, башқиларни алдаш билән биллә өзлириму алдинип кетиду.
II T UyCyr 3:14  Лекин сән һазирғичә үгинип кәлгән вә чоңқур ишәнгән һәқиқәттә давамлиқ чиң тур, чүнки бу һәқиқәтни ишәшлик кишиләрдин үгәнгәнлигиңни билисән.
II T UyCyr 3:15  Сән балилиқ чағлириңдин тартипла Муқәддәс Язмиларни үгәндиң. Бу Язмилар саңа Әйса Мәсиһкә болған ишәнч арқилиқ қутқузулушқа елип баридиған әқил-парасәтни тәғдим қилди.
II T UyCyr 3:16  Пүтүн Муқәддәс Язмилар Худаниң көрсәтмиси бойичә йезилған болуп, у һәқиқәт тоғрисида тәлим бериш, хаталиқларни көрситип бериш, камчилиқларни түзитиш вә кишиләрни һәққанийлиққа йетәкләшкә пайдилиқтур.
II T UyCyr 3:17  У Худаға мәнсүп болған кишиләрни толуқ қуралландуруп, уларни һәр қандақ яхши ишларни қилишқа тәйяр турғузалайду.