II TIMOTHY
Chapter 4
II T | UyCyr | 4:1 | Мән тирикләр билән өлгәнләрни сорақ қилидиған һәм Өз Падишалиғини қуруш үчүн қайта келидиған Әйса Мәсиһниң, шундақла Худаниң алдида саңа буйруқ қилимәнки, | |
II T | UyCyr | 4:2 | пурсәт болсун яки болмисун, һәр вақит Худаниң сөзини йәткүзгин. Сән зор сәвир-тақәт вә яхши тәлим бериш билән кишиләрниң хаталиқлирини түзәткүз һәм уларни агаһландурғин вә илһамландурғин. | |
II T | UyCyr | 4:3 | Чүнки шундақ бир заман келидуки, у чағда инсанлар Худа тоғрисидики тоғра тәлимләрни аңлашни халимайду. Бәлки улар қулақлириға хуш яқидиған сөзләрни аңлаш үчүн өз һәвәслиригә уйғун келидиған тәлим бәргүчиләрни издәйду. | |
II T | UyCyr | 4:5 | Лекин сән һәр қандақ әһвалда өзәңни сәгәк тут. Азап-оқубәт тартишқа тәйяр тур. Һәр вақит Хуш Хәвәр йәткүзүш хизмитидә болуп, Худа саңа тапшурған вәзипини ада қил. | |
II T | UyCyr | 4:6 | Әнди өзәмгә кәлсәм, һаятим Худаға қурванлиқ орнида тәғдим қилиниш алдида туриду. Мениң бу дуниядин айрилидиғинимға аз қалди. | |
II T | UyCyr | 4:7 | Мән Худа йолида ахирғичә күрәш қилдим, йәни жүгрәш мусабиқисиниң пүтүн мәнзилини бесип болдум, ишәнчимдә чиң туруп кәлдим. | |
II T | UyCyr | 4:8 | Һазир һәққанийлиқ таҗи мени күтүп туриду. Уни адил сорақ қилидиған Рәббимиз қайта кәлгәндә, маңа кийдүриду. Шундақла уни ялғуз маңила әмәс, Униң қайта келишини интизарлиқ билән күтүп турғанларниң һәммисигә кийдүриду. | |
II T | UyCyr | 4:10 | Чүнки қериндишимиз Кириски Галатия өлкисигә, Титус Далматия өлкисигә кәтти. Демас болса, бу дунияниң ишлириға берилип кәткәнлиги үчүн мени ташлап, Салоника шәһиригә кәтти. | |
II T | UyCyr | 4:11 | Йенимда ялғуз Луқа қалди. Маркусни өзәң билән биллә елип кәл. У хизмәтлиримдә маңа ярдәмчи болиду. | |
II T | UyCyr | 4:13 | Келишиңдә Троас шәһиридә болған вақтимда Карпусниң йенида қалдуруп қойған тонум билән китапларни, болупму орам терә язмиларни биллә алғач кәлгин. | |
II T | UyCyr | 4:14 | Мискәр Искәндәр маңа көп зиянкәшлик қилди. Рәббимиз чоқум униңға қилмишлириға лайиқ җаза яндуриду. | |
II T | UyCyr | 4:15 | Сәнму униңдин һошияр бол, чүнки у биз йәткүзгән Хуш Хәвәргә күчиниң баричә қарши чиқти. | |
II T | UyCyr | 4:16 | Биринчи қетим сотланғинимда маңа ярдәм қилидиғанлар чиқмиди, әксичә һәммиси мени ташлап кәтти. Худа уларни кәчүрүм қилғай. | |
II T | UyCyr | 4:17 | Лекин Худа мән билән биллә болуп, маңа Хуш Хәвәрни толуқ җакалашқа мәдәт бәрди. Нәтиҗидә у йәрдики һәммә йәһудий әмәсләр бу Хуш Хәвәрни аңлиди. Буниң билән Худа мени бу қетимқи соттин, йәни йолвасниң ағзидин қутулдуруп чиқти. | |
II T | UyCyr | 4:18 | Рәббимиз мени һәр хил яманлиқлардин қутқузуп, асмандики Өз Падишалиғиға бехәтәр йәткүзгәй. Барлиқ шан-шәрәп Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин! | |
II T | UyCyr | 4:20 | Ераст Коринт шәһиридә қалди. Трофим кесәл болуп қалғанлиқтин, уни Милет шәһиридә қалдуруп қойдум. | |
II T | UyCyr | 4:21 | Қиш кирип кәлгичә бу йәргә келишкә тиришқин. Евул, Пуд, Лин, Клавдия вә барлиқ қериндашлардин саңа салам. | |