Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
REVELATION OF JOHN
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 10
Reve UyCyr 10:1  Андин кейин асмандин чүшүватқан йәнә бир күчлүк периш­тәни көрдүм. У бир парчә булутни йепинған болуп, бешиниң үстидә бир һасан-һүсән бар еди. Йүзи қуяшқа, путлири болса от түврүгигә охшатти.
Reve UyCyr 10:2  Қолида бир кичик очуқ орам язма бар еди. У оң путини деңиз үстигә, сол путини болса қуруқлуққа қоюп туруп,
Reve UyCyr 10:3  ширниң һөкүришигә охшаш қаттиқ аваз билән вақириди. У вақири­ғанда, йәттә гүлдүрмома өз гүлдүр-қараслири билән җавап қайтурди.
Reve UyCyr 10:4  Йәттә гүлдүрмома җавап қайтурғанда, уларниң сөзлирини хатирили­вал­мақчи болуп тураттим. Бирақ асмандин: «Йәттә гүлдүрмоминиң ейтқанлирини хатирилимә. Уларни мәхпий тут», дегән бир авазни аңлидим.
Reve UyCyr 10:5  Деңиз һәм қуруқлуқниң үстидә турған, мән көргән у периштә оң қолини асманға көтирип,
Reve UyCyr 10:6  асман, йәр, деңиз вә улардики мәвҗудат­ларни Яратқучи, йәни әбәдил-әбәт Яшиғучиниң нами билән қәсәм қилип: «Әнди кечиктүрүлмәйду;
Reve UyCyr 10:7  әксичә йәттинчи периштә канийини чалғанда, Худа Өз хизмәткарлири болған пәйғәмбәрләргә җакалиған сир әмәлгә ашиду», деди.
Reve UyCyr 10:8  Мән асмандин аңлиған аваз маңа йәнә: «Берип, деңиз һәм қуруқ­луқ­ниң үстидә турған периштәниң қолидики очуқ орам язмини ал», деди.
Reve UyCyr 10:9  Мән берип, периштәниң кичик орам язмини маңа беришини сори­дим. У маңа: — Буни елип йә! Ағзиңда һәсәлдәк татлиқ болиду, бирақ мәйдәң­ни ечиштуриду, — деди.
Reve UyCyr 10:10  Кичик орам язмини периштәниң қолидин елип йедим, ағзимда һәсәлдәк татлиқ тетиди. Лекин уни жутқинимда мәйдәм ечишип кәтти.
Reve UyCyr 10:11  Кейин периштә маңа: — Сән Худаниң көп милләтләр, хәлиқләр, һәр хил тилларда сөзлишидиған кишиләр вә падишалар тоғрисидики пәйғәмбәрлик сөзлирини йәнә бир қетим җакалишиң лазим, — деди.