Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
REVELATION OF JOHN
Prev Up Next
Chapter 13
Reve UyCyr 13:1  Һелиқи әҗдиһа деңиз бойида тикилип туратти. Андин он мүңгүзлүк, йәттә башлиқ бир девиниң деңиздин чиқиватқанлиғини көрдүм. Униң һәр бир мүңгүзидә бирдин таҗа бар еди, һәр бир бешида Худаға күпүрлүк кәлтүридиған ибарә йезилған еди.
Reve UyCyr 13:2  Мән көргән бу девә илпизға охшатти, путлири ейиқниң путлириға, ағзи болса ширниң ағзиға охшатти. Әҗдиһа девигә өз қудрити, тәхти вә зор һоқуқини бәрди.
Reve UyCyr 13:3  Девиниң башлиридин бири әҗәллик яриланғандәк туратти. Лекин бу әҗәллик яра сақайған еди. Пүтүн дуния һәйранлиқ ичидә девигә әгәшти.
Reve UyCyr 13:4  Улар девигә бундақ һоқуқ бәргән әҗдиһаға ибадәт қилишти. Улар йәнә девигиму ибадәт қилип: «Девигә тәң келәләйдиғанлар барму? Униң билән кимму елиша­лисун?» деди.
Reve UyCyr 13:5  Девигә тәкәббурлуқ вә күпүрлүк қилидиған еғиз һәмдә 42 ай жүргү­зәләйдиған һоқуқ берилди.
Reve UyCyr 13:6  У Худаға, Худаниң намиға вә Униң дәргаһиға, йәни бу йәрдә яшайдиғанларға күпүрлүк қилиш үчүн ағзини ачти.
Reve UyCyr 13:7  Униң Худаниң муқәддәс хәлқигә қарши җәң қилип, уларни йеңишигә йол қоюлди. Һәр қәбилә, һәр милләт, һәр хил тилда сөзлишидиған хәлиқләргә һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи берилди.
Reve UyCyr 13:8  Дуния яритилғандин бу ян, боғузланған Қозиниң һаятлиқ дәптиригә нами йезилғанлардин башқа, йәр йүзидә яшайдиған һәммә инсан Униңға ибадәт қилиду.
Reve UyCyr 13:9  Мону сөзни қулиғиңларда чиң тутуңлар:
Reve UyCyr 13:10  «Худаниң: «Тутқун болиду», дегини чоқум тутқун болиду. Худаниң: «Қиличлиниду», дегини чоқум қиличлинип өлиду». Шуниң үчүн Худаниң муқәддәс хәлқи сәвир қилиши, етиқатта чиң туруши лазим.
Reve UyCyr 13:11  Униңдин кейин йәрдин чиқиватқан йәнә бир девини көрдүм. Униң Қозиниңкидәк кичик икки мүңгүзи бар еди, лекин авази әҗдиһаниңкидәк чиқатти.
Reve UyCyr 13:12  У биринчи девигә вакалитән пүтүн һоқуқни жүргүзүп, йәр йүзини вә униңда яшайдиғанларни әҗәллик яриси сақайған биринчи девигә ибадәт қилишқа мәҗбурлатти.
Reve UyCyr 13:13  У чоң карамәтләрни көрситәтти, һәтта инсанларниң көз алдида асмандин йәр йүзигә от яғдуратти.
Reve UyCyr 13:14  У биринчи девигә вакалитән көрситишкә һоқуқландурулған карамәтләр билән йәр йүзидә яшайди­ғанларни аздурди. Уларға қилич билән чепилған, лекин аман қалған биринчи девиниң һөрмити үчүн бир һәйкәл тикләшни буйриди.
Reve UyCyr 13:15  Йәрдин чиққан девигә, деңиздин чиққан девиниң һәйкилигә һаятлиқ нәпәси берип, уни сөзләләйдиған қилиш вә униңға ибадәт қилмиғанларниң һәммисини өлтүрүш қудрити берилди.
Reve UyCyr 13:16  У улуқ вә әрзимәс, бай вә кәмбәғәл, әркин адәм вә қулларниң һәммисини оң қоли яки пешанисигә бир бәлгү урғузушқа мәҗбурлиди.
Reve UyCyr 13:17  Бу бәлгү барлар, йәни қоли яки пешанисидә девиниң нами яки униң намиға вәкиллик қилидиған рәқәм бесилғанлардин башқа һеч ким бир нәрсә сетивалалматти яки саталматти.
Reve UyCyr 13:18  Бу йәрдә бир һекмәт бар. Әқил-парасити барла кишиләр девиниң рәқимини һесаплап чиқалайду, чүнки бу рәқәм бир адәмгә вәкиллик қилиду. Униң рәқими 666дур.