Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
REVELATION OF JOHN
Prev Up Next
Chapter 19
Reve UyCyr 19:1  Шуниңдин кейин асманда нурғун халайиқниң вақирашли­ри­дәк бир авазни аңлидим. Улар: «Һәмдусана! Ниҗатлиқ, улуқлуқ вә қудрәт Худайимизға мәнсүптур.
Reve UyCyr 19:2  Чүнки Униң һөкүмлири һәқ вә адилдур. У йәр йүзини өз җинсий әхлақсизлиғи билән бузған даңлиқ паһишини сораққа тартип, Өз хизмәткарлириниң қениниң интиқамини алди», дейишәтти.
Reve UyCyr 19:3  Улар йәнә: «Һәмдусана! Паһишини өртигән отниң ис-түтәклири Пурқирайду әбәдил-әбәт!» дейишти.
Reve UyCyr 19:4  Жигирмә төрт йетәкчи вә төрт тирик мәхлуқ йәргә баш қоюп: «Амин! Һәмдусана!» дәп тәхттә олтарған Худаға сәҗдә қилишти.
Reve UyCyr 19:5  Униңдин кейин тәхттин көтирилгән бир аваз мундақ деди: «Әй Худаниң пүткүл хизмәткарлири, Уни чоңқур һөрмәтлигән улуқ вә әрзимәсләрниң һәммиси Уни мәдһийиләңлар!»
Reve UyCyr 19:6  Андин суларниң шарқиришиға, қаттиқ гүлдүрмоминиң гүлдүрли­шигә вә нурғун халайиқниң авазиға охшаш бир авазни аңлидим. Улар: «Һәмдусана! Һәммигә қадир Пәрвәрдигаримиз Худа һөкүмрандур.
Reve UyCyr 19:7  Шат-хорамлиқ билән тәнтәнә қилайли! Уни мәдһийиләп улуқлайли! Чүнки Қозиниң той күни йетип кәлди, Қиз өзини тәйяр қилди.
Reve UyCyr 19:8  Униңға кийиш үчүн пакиз вә ялтирап туридиған есил кәндир тон берилди», дәп вақирашти. (Есил кәндир Худаниң муқәддәс хәлқиниң хәйирлик ишлириға вәкиллик қилиду.)
Reve UyCyr 19:9  Андин периштә маңа: — Мону сөзләрни хатириләвал, «Қозиниң той зияпитигә тәклип қилинғанлар нәқәдәр бәхитлик!» — деди. У маңа йәнә: — Булар Худаниң һәқиқий сөзлиридур, — деди.
Reve UyCyr 19:10  Униңға сәҗдә қилиш үчүн айиғиға баш қойдум. Лекин у: — Һәргиз ундақ қилма! Мәнму Худаниң сән вә Әйсаға гувалиқ бәргән қериндашлириңға охшаш хизмәткаримән. Худағила ибадәт қил! Чүнки Әйса Мәсиһ һәққидә гувалиқ бериш Худаниң пәйғәмбәр­лик сөзини ейтишниң һәқиқий маһийитидур, — деди.
Reve UyCyr 19:11  Униңдин кейин асманниң ечилғанлиғини вә у йәрдә турған бир ақ атни көрдүм. Атқа Мингүчиниң исми «Садиқ» вә «Һәқ» еди. У адил һөкүм вә адил җәң қилатти.
Reve UyCyr 19:12  Униң көзлири ялқунлап турған отқа охшатти. Бешида нурғун таҗа бар болуп, бәдинигә Өзидин башқа һеч ким билмәйдиған бир исим йезилған еди.
Reve UyCyr 19:13  Учисиға қанға миләнгән тон кийгән бу атқа Мингүчиниң исми «Худаниң Сөзи» еди.
Reve UyCyr 19:14  Пакиз вә аппақ есил кәндир тон кийгән асмандики қошунлар ақ атларға минип, Униң кәйнидин әгишип келивататти.
Reve UyCyr 19:15  Униң ағзидин һәр қайси хәлиқләргә зәрбә бериш үчүн өткүр бир қилич чиқип туратти. У хәлиқләрни төмүр калтәк билән башқуратти. У Худаға қарши турғучиларни худди үзүмләрни шарап көлчигидә дәссәп миҗиған­дәк, һәммигә қадир Худаниң отлуқ ғәзиви билән һалак қилатти.
Reve UyCyr 19:16  Униң тони вә йотисида «Падишаларниң Падишаси вә рәбләрниң Рәбби» дегән нами йезилған еди.
Reve UyCyr 19:17  Андин қуяшниң ичидә турған бир периштәни көрдүм. У асманда учуватқан барлиқ қушларға қаттиқ аваз билән: «Келиңлар, Худаниң улуқ зияпитигә жиғилиңлар!
Reve UyCyr 19:18  Падишаларниң, сәрдарларниң вә қудрәтликләрниң, шундақла атларниң вә униңға мингәнләрниң, қулларниң вә әркин адәмләрниң, улуқларниң вә әрзимәсләрниң гөшлирини йәңлар», деди.
Reve UyCyr 19:19  Униңдин кейин девә, дуния падишалири вә уларниң ләшкәрли­риниң атқа Мингүчи һәм Униң қошуни билән җәң қилиш үчүн җәм болғанлиғини көрдүм.
Reve UyCyr 19:20  Девә вә униңға вакалитән мөҗүзиләр көрсәткән сахта пәйғәмбәр иккилиси тутулди. Сахта пәйғәмбәр шу мөҗүзиләр арқилиқ тенидә девиниң бәлгүси болған һәм девиниң һәйкилигә ибадәт қилғанларни аздуруп жүргән еди. Уларниң һәр иккилиси гуңгут йениватқан от көлигә тирик ташланди.
Reve UyCyr 19:21  Уларниң ләшкәрлири атқа Мингүчиниң ағзидин чиққан қилич билән чепилди. Пүтүн учарқанатлар буларниң гөшини йәп тойди.