REVELATION OF JOHN
Chapter 2
Reve | UyCyr | 2:1 | — Әфәстики мәсиһийләр җамаитиниң периштәсигә мундақ яз: «Оң қолида йәттә юлтузни тутуп, йәттә алтун чирақданниң оттурисида Маңғучи мундақ дәйду: | |
Reve | UyCyr | 2:2 | Сениң әмәлиятиңни, тиришчанлиғиңни, сәвир-тақитиңни билимән. Яман адәмләрниң қилмишлириға чидап туралмайдиғанлиғиңни, әлчи болмисиму өзлирини әлчи, дәп ативалғанларни синап, уларниң сахтилиғини тонуғанлиғиңниму билимән. | |
Reve | UyCyr | 2:3 | Шундақ, сән сәвир-тақәт қилдиң, Маңа ишәнгәнлигиң сәвәвидин келип чиққан җапа-мәшәқәткә бәрдашлиқ бәрдиң вә һармидиң. | |
Reve | UyCyr | 2:5 | Шуниң үчүн қанчилик һаләткә чүшүп қалғанлиғиңға нәзәр сал! Товва қил вә дәсләпки әмәлиятиңни әслигә кәлтүр. Әгәр товва қилмисаң, Мән келип чирақданиңни орнидин елип кетимән. | |
Reve | UyCyr | 2:6 | Бирақ сениң бир артуқчилиғиң барки, у болсиму, сәнму Маңа охшаш Николас тәрәпдарлириниң қилмишлиридин нәпрәтләндиң. | |
Reve | UyCyr | 2:7 | Муқәддәс Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини қулиғиңда чиң тут! Ғалибә қилғучиларға Худаниң җәннитидики һаятлиқ дәриғиниң мевилирини йейиш һоқуқини беримән». | |
Reve | UyCyr | 2:8 | — Измирдики мәсиһийләр җамаитиниң периштәсигә мундақ яз: «Тунҗа вә Ахирқи, өлүп Тирилгүчи мундақ дәйду: | |
Reve | UyCyr | 2:9 | Сениң азап-оқубәтлириңни вә намратлиғиңни билимән, лекин әмәлиятта сән бай. Өзлирини йәһудий дәвалғанларниң төһмәтлирини билимән. Әмәлиятта улар йәһудий әмәс, бәлки шәйтанниң груһидикиләрдур. | |
Reve | UyCyr | 2:10 | Кәлгүсидә чекидиған азап-оқубәтләрдин қорқма. Билип қойғинки, шәйтан араңлардин бәзиләрни йеқинда зинданға ташлитип синимақчи. Силәр он күнгичә қийнилисиләр. Таки өлгичә Маңа садиқ бол. Шу чағда Мән саңа һаятлиқ таҗини кийдүримән. | |
Reve | UyCyr | 2:11 | Муқәддәс Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини қулиғиңда чиң тут. Ғалибә қилғучилар иккинчи өлүмниң зийиниға һәргиз учримайду». | |
Reve | UyCyr | 2:12 | — Пәргамадики мәсиһийләр җамаитиниң периштәсигә мундақ яз: «Икки бислиқ өткүр қиличи бар Болғучи мундақ дәйду: | |
Reve | UyCyr | 2:13 | Сениң шәйтанниң тәхти орунлашқан йәрдә туридиғанлиғиңни билимән. Шундақтиму сән Мениң намимға садиқ болуп кәлдиң. Һәтта араңдики ишәнчлик гувачим Антипа мошу шәйтанниң маканида өлтүрүлгән күнләрдиму Маңа ишәнгәнлигиңни инкар қилмидиң. | |
Reve | UyCyr | 2:14 | Лекин саңа бир наразилиғим бар, бу болсиму араңларда Билъамниң тәлимигә әгәшкәнләр болмақта. Билъам Балақ дегән адәмгә исраилларни бутқа атап нәзир қилинған гөшни йейиш вә җинсий әхлақсизлиқ қилишқа аздурушни үгәткән еди. | |
Reve | UyCyr | 2:15 | Шуниңға охшаш, силәрниң араңларда Николас тәрәпдарлириниң тәлимигә әгәшкәнләрму бар. | |
Reve | UyCyr | 2:16 | Шуниң үчүн товва қил. Ундақ қилмисаң, йениңға дәрһал берип, ағзимдики қиличим билән саңа зәрбә беримән. | |
Reve | UyCyr | 2:17 | Муқәддәс Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини қулиғиңда чиң тут. Ғалибә қилғучиларға сақлақлиқ маннидин беримән. Уларға йәнә бирдин ақ таш вә бу ташларниң үстигә йезилған йеңи бир исимни, йәни буни қобул қилғучилардин башқа һеч ким билмәйдиған бир исимни беримән». | |
Reve | UyCyr | 2:18 | — Тиятирадики мәсиһийләр җамаитиниң периштәсигә мундақ яз: «Худаниң көзлири ялқунлиған отқа вә путлири пақирақ мисқа охшайдиған Оғли мундақ дәйду: | |
Reve | UyCyr | 2:19 | Сениң әмәлиятиңни, меһир-муһәббитиңни, ишәнчиңни, әҗриңни вә сәвир-тақитиңни билимән. Һазирқи әмәлиятиңниң дәсләпки әмәлиятиңдин ешип чүшүватқанлиғиниму билимән. | |
Reve | UyCyr | 2:20 | Лекин саңа бир наразилиғим бар, у болсиму өзини пәйғәмбәр дәп тонуштурған Изабел исимлиқ аялға йол қоюватисән. Бу аял хәлқимгә тәлим берип, уларни җинсий әхлақсизлиқ қилишқа вә бутқа атап нәзир қилинған гөшни йейишкә аздурмақта. | |
Reve | UyCyr | 2:21 | Мән униң товва қилиши үчүн пурсәт бәргән едим, лекин у җинсий әхлақсизлиғиға товва қилишни халимиди. | |
Reve | UyCyr | 2:22 | Әнди уни еғир кесәл қилип ятқузуветимән. Униң билән җинсий әхлақсизлиқ қилғанлар қилмишлириға товва қилмиса, уларниму еғир азапқа муптила қилимән. | |
Reve | UyCyr | 2:23 | Униң пәрзәнтлирини әҗәллик кесәл билән һалак қилимән. У чағда пүткүл мәсиһийләр җамаәтлиригә кишиләрниң ой-пикри вә қәлбини яхши билгүчиниң Өзәм екәнлигимни билдүримән һәм һәр бириңларға қилған әмәлиятиңларға яриша яндуримән. | |
Reve | UyCyr | 2:24 | Лекин Тиятирадики бу тәлимни қобул қилмиған вә шәйтанниң аталмиш «чоңқур сирлирини» үгәнмигән силәргә шуни ейтимәнки: өзәңларда бар болғанни Мән кәлгичә чиң сақлаңлар. Силәргә буниңдин башқа тәләп қоймаймән. | |
Reve | UyCyr | 2:25 | Лекин Тиятирадики бу тәлимни қобул қилмиған вә шәйтанниң аталмиш «чоңқур сирлирини» үгәнмигән силәргә шуни ейтимәнки: өзәңларда бар болғанни Мән кәлгичә чиң сақлаңлар. Силәргә буниңдин башқа тәләп қоймаймән. | |
Reve | UyCyr | 2:26 | Ким ғалибә қилса, йәни әмирлиримгә ахирғичә әмәл қилса, униңға пүткүл хәлиқләргә һаким болуш һоқуқини беримән. | |
Reve | UyCyr | 2:27 | Мана бу Атам Маңа бәргән һоқуққа охшаш һоқуқтур. Зәбурда йезилғандәк: «У уларни төмүр калтәк билән башқуруп, Сапал қачиларни уруп чаққандәк тар-мар қилиду». | |