Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
REVELATION OF JOHN
Prev Up Next
Chapter 15
Reve UyCyr 15:1  Асманда зор һәм һәйран қаларлиқ йәнә бир карамәтни, йәни ахирқи йәттә хил балаю-апәтни елип келидиған йәттә периш­тәни көрдүм. Худаниң ғәзиви бу балаю-апәтләр билән ахирлишатти.
Reve UyCyr 15:2  Мән йәнә от арилаш хрусталь деңиздәк бир көрүнүшни көрдүм. Униң йенида девә үстидин ғалибә қилғанлар, йәни девигә вә униң һәйкилигә ибадәт қилмиған һәм униң намиға вәкиллик қилидиған рәқәм билән тамғиланмиғанлар туратти. Уларниң қоллирида Худа бәргән чилтарлар болуп,
Reve UyCyr 15:3  улар Худаниң хизмәткари Мусаниң нахши­сини һәм Қоза һәққидики нахшини ейтишатти: «Һәммигә қадир Пәрвәрдигар Худа, Қилғанлириң улуқ вә карамәттур. Әй пүткүл хәлиқләрниң Падишаси, Йоллириң адил вә һәқтур.
Reve UyCyr 15:4  Әй Пәрвәрдигар, Сәндин қорқмайдиған ким бар, Намиңни мәдһийилимәйдиған? Чүнки ялғуз бир муқәддәс Өзәңдурсән. Келип пүткүл хәлиқләр, Саңа сәҗдә қилғуси. Чүнки ашкарә болғач Қилғанлириңниң һәққанийлиғи».
Reve UyCyr 15:5  Униңдин кейин асмандики ибадәтханиниң, йәни келишим чедири­ниң ечилғанлиғини көрдүм.
Reve UyCyr 15:6  Йәттә хил балаю-апәтни өз илкидә тутқан йәттә периштә пакиз һәм пақирап туридиған кәндир рәхттин тон кийгән, көксигә алтун бәлбағ бағлиған һалда ибадәтханидин чиқти.
Reve UyCyr 15:7  Төрт тирик мәхлуқниң бири йәттә периштәгә әбәдил-әбәт яшайдиған Худаниң ғәзиви билән толған йәттә алтун чинини бәрди.
Reve UyCyr 15:8  Ибадәтхана Худаниң улуқлуғи вә қудритидин түтүн билән толди. Йәттә периштәниң йәттә балаю-апити тамам болмиғичә, һеч ким ибадәтханиға кирәлмиди.