Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
REVELATION OF JOHN
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 9
Reve UyCyr 9:1  Бәшинчи периштә канийини чалғанда, асмандин йәргә чүшүп кәткән бир юлтузни көрдүм. Теги йоқ һаңға баридиған йолниң ачқучи униңға берилди.
Reve UyCyr 9:2  У теги йоқ һаңни ачқанда, һаңдин йоған очақниң исидәк түтүн етилип чиқти. Һаңниң түтүнидин қуяш вә асманни қараңғулуқ басти.
Reve UyCyr 9:3  Түтүнниң ичидин йәр йүзигә чекәткә яғди. Уларға чаянлардәк чеқиш күчи берилгән еди.
Reve UyCyr 9:4  Чекәткиләргә йәр йүзидики от-чөпләргә вә һәр қандақ өсүмлүк яки дәл-дәрәқләргә әмәс, пәқәт пешанисидә Худаниң тамғиси болмиған инсанларғила зиян йәткүзүш буйрулған еди.
Reve UyCyr 9:5  Уларға бу инсанларни өлтүрүш әмәс, пәқәт бәш ай муддәтлик қийин-қистаққа елиш буйруғила берилгән еди. Бу қийин-қистақ чаян адәмни чаққан вақиттики қаттиқ ағриқ азавиға охшатти.
Reve UyCyr 9:6  У күнләрдә инсанлар өлүмни издәйду, лекин тапалмайду; өлүмни сеғиниду, лекин өлүм улардин қачиду.
Reve UyCyr 9:7  Чекәткиләрниң қияпити худди җәңгә һазирланған атларға охшат­ти. Башлирида болса алтун таҗиға охшайдиған бир нәрсә бар еди. Чирайи адәмниңкигә охшатти.
Reve UyCyr 9:8  Чачлири аялларниң чечиға, чишлири ширниң чишиға охшатти.
Reve UyCyr 9:9  Көкрәклири төмүр савутларға охшатти. Қанатлириниң авази җәңгә атланған нурғун ат-һарвуларниң авазиға охшатти.
Reve UyCyr 9:10  Чаянларниңкигә охшаш чақидиған қуйруқлири бар еди. Қуйруқлиридики зәһәрлик нәштиридә адәмни бәш ай азапқа салғидәк күч бар еди.
Reve UyCyr 9:11  Уларни башқуридиған падиша теги йоқ һаңниң периш­тәси еди. Бу периштәниң ибранийчә исми Аваддон; грекчә исми Аполийон, йәни һалак қилғучи еди.
Reve UyCyr 9:12  Биринчи балаю-апәт өтүп кәтти. Әнди буниңдин кейин йәнә икки балаю-апәт келиду.
Reve UyCyr 9:13  Алтинчи периштә канийини чалғанда, Худаниң алдидики алтун қурванлиқ суписиниң төрт мүңгүзидин чиққан бир авазни аңлидим.
Reve UyCyr 9:14  Бу аваз алтинчи периштәгә: «Чоң Фират дәриясиниң йенида бағлақлиқ төрт периштәни бошат», деди.
Reve UyCyr 9:15  Дәл шу жил, шу ай, шу күн вә шу саат үчүн һазирлап қоюлған бу төрт периштә инсанларниң үчтин бирини һалак қилиш үчүн бағлақтин бошитилди.
Reve UyCyr 9:16  Буларниң атлиқ ләшкәрлириниң сани икки йүз миллион еди. Уларниң саниниң җакаланғанлиғини аңлидим.
Reve UyCyr 9:17  Ғайибанә аламәттә көзүмгә көрүнгән ат вә атлиқлар мана мундақ еди: атлиқларниң көкрәк қалқанлири чоғдәк қизил, көк яқуттәк көк вә гуңгуттәк сериқ еди. Атларниң башлири ширниң бешиға охшатти. Еғизлиридин от, түтүн вә гуңгут пүркүләтти.
Reve UyCyr 9:18  Инсанларниң үчтин бири буларниң ағзидин пүркүлгән от, түтүн вә гуңгуттин ибарәт бу үч апәттин өлди.
Reve UyCyr 9:19  Атларниң күчи еғизлирида вә қуйруқлирида еди. Қуйруқлириниң иланға охшаш беши болуп, булар билән адәмни зәхимләндүрәтти.
Reve UyCyr 9:20  Қалған инсанлар, йәни бу балаю-апәтләрдин аман қалғучилар өз қилмишлириға товва қилмиди. Җинларға, көрәлмәс, аңлалмас вә маңалмас алтун, күмүч, мис вә яғач бутларға ибадәт қилиштин ваз кәчмиди.
Reve UyCyr 9:21  Улар қатиллиқ, сехиргәрлик, җинсий әхлақсизлиқ вә оғрилиқлириғиму товва қилмиди.