REVELATION OF JOHN
Chapter 16
Reve | UyCyr | 16:1 | Шуниңдин кейин ибадәтханидин көтирилгән җараңлиқ бир авазниң йәттә периштәгә: «Бериңлар, Худаниң ғәзиви билән толған йәттә чинидикини йәр йүзигә төкүңлар!» дегәнлигини аңлидим. | |
Reve | UyCyr | 16:2 | Биринчи периштә берип чинидикини қуруқлуққа төкти. Буниң билән тенидә девиниң бәлгүси болған вә униң һәйкилигә ибадәт қилғанларниң бәдинини жиркиничлик жириңлиқ ярилар қаплап кәтти. | |
Reve | UyCyr | 16:3 | Иккинчи периштә чинидикини деңизға төкти. Деңиз сүйи өлүкниң қениға охшаш қанға айланди вә ичидики пүтүн җанлиқлар өлди. | |
Reve | UyCyr | 16:5 | Андин су периштәсиниң мундақ дегәнлигини аңлидим: «Һазир вә әзәлдин бар болған муқәддәс Худа! Чиқарған һөкүмлириң дурус вә адилдур. | |
Reve | UyCyr | 16:6 | Яман адәмләр Сениң муқәддәс хәлқиң вә пәйғәмбәрләр қенини төккәнлиги үчүн, Сән уларға ичкили қан бәрдиң. Улар мошу җазаға лайиқтур». | |
Reve | UyCyr | 16:7 | Йәнә қурванлиқ суписидин кәлгән бир авазниң: «Әй һәммигә қадир Пәрвәрдигар Худа, һөкүмлириң һәқ вә адилдур», дегәнлигини аңлидим. | |
Reve | UyCyr | 16:8 | Төртинчи периштә чинидикини қуяшниң йүзигә төкти. Буниң билән қуяшқа инсанларни оттәк қизиғи билән өртәш қудрити берилди. | |
Reve | UyCyr | 16:9 | Инсанлар дәһшәтлик иссиқта өртәлди. Бирақ улар товва қилиш вә бу балаю-апәтләрни кәлтүрүш қудритигә егә болған Худаға һәмдусаналар ейтишниң орниға Уни қарғашти. | |
Reve | UyCyr | 16:10 | Бәшинчи периштә чинидикини девиниң тәхтигә төкти. Девиниң падишалиғини қараңғулуқ басти. Инсанлар азаптин тиллирини чишләшти. | |
Reve | UyCyr | 16:11 | Улар ағриқ азави вә ярилириниң дәстидин асмандики Худани қарғашти. Бирақ қилмишлириға товва қилишмиди. | |
Reve | UyCyr | 16:12 | Алтинчи периштә чинидикини улуқ Фират дәриясиға төкти. Шу һаман дәрияниң сүйи қуриди. Буниң билән күн чиқиштин келидиған падишаларниң йоли ечилди. | |
Reve | UyCyr | 16:13 | Шуниңдин кейин әҗдиһаниң, девиниң вә сахта пәйғәмбәрниң еғизлиридин чиққан пақиға охшайдиған үч яман роһни көрдүм. | |
Reve | UyCyr | 16:14 | Булар карамәтләр көрситидиған җинларниң роһлири болуп, пүтүн дуниядики падишаларни һәммигә қадир Худаниң улуқ күнидики җәңгә топлашқа кетивататти. | |
Reve | UyCyr | 16:15 | Әйса мундақ деди: «Қараңлар, оғриниң келишидәк туюқсиз келимән. Ялиңач қелип, номусқа қалмаслиқ үчүн, кийимлирини йениға қоюп, сәгәк ятқанлар нәқәдәр бәхитлик-һә!» | |
Reve | UyCyr | 16:17 | Йәттинчи периштә чинидикини һаваға төкти. Асмандики ибадәтханиниң тәхтидин көтирилгән җараңлиқ бир аваз: «Иш тамам!» деди. | |
Reve | UyCyr | 16:18 | Шу пәйттә чақмақлар чеқилди, гүлдүрмоминиң гүлдүр-қараслири аңланди. Йәр-зимин шунчилик тәврәндики, инсанлар яритилғандин бери бундақ қаттиқ тәвриниш болмиған еди. | |
Reve | UyCyr | 16:19 | Улуқ шәһәр Бабил үчкә бөлүнди. Һәр қайси әлләрдики шәһәрләрму йәр билән йәксән болди. Шу улуқ шәһәр Бабилдин һесап елиниш үчүн, Худаниң қаттиқ ғәзиви билән толған қәдәһ униңға берилди. | |