Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
REVELATION OF JOHN
Prev Up Next
Chapter 1
Reve UyCyr 1:1  Мәзкүр китап Әйса Мәсиһниң аянидур. Худа йеқин кәлгүсидә йүз бериши муқәррәр болған вақиәләрни Өз хизмәткарлириға көрситиш үчүн, Әйса Мәсиһкә бу аянни бәрди. Мәсиһ буни Өз периш­тәси арқилиқ хизмәткари Юһаннаға аян қилди.
Reve UyCyr 1:2  Юһанна Худаниң Сөзи — Әйса Мәсиһ бәргән гувалиққа, көргәнлириниң һәммисигә гувалиқ бәрди.
Reve UyCyr 1:3  Бу пәйғәмбәрлик сөзләрни оқуп бәргән вә уни аңлап әмәл қилғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки бу ишларниң әмәлгә ашидиған вақти йеқиндур.
Reve UyCyr 1:4  Мәнки Юһаннадин Асия өлкисидики йәттә мәсиһийләр җамаи­тигә салам! Һазир вә әзәлдин Бар Болған һәм кәлгүсидә Кәлгүчидин, Униң тәхтиниң алдидики йәттә роһтин,
Reve UyCyr 1:5  садиқ Гувачи, өлүмдин тунҗа Тирилгүчи, дуния падишалириниң Һөкүмрани болған Әйса Мәсиһтин силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ болғай. У бизни сөйди, Өз қени билән бизни гуналиримиздин азат қилди,
Reve UyCyr 1:6  бизни бир падишалиқ қилип уюштуруп, Өз Атиси Худаниң хизмити­дики роһаний қилди. Барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт Униңға мәңгү мәнсүп болғай, амин!
Reve UyCyr 1:7  Мана У булутлар үстидә кәлмәктә. Һәммә көзләр, һәтта Униң тенини нәйзилигәнләрму Уни көриду. Йәр йүзидики пүткүл хәлиқләр Униң үчүн һаза тутиду. Бу иш җәзмән болиду, амин!
Reve UyCyr 1:8  Пәрвәрдигар Худа дәйдуки: «Баш вә Ахир Өзәмдурмән. Һазир вә әзәлдин Бар Болған һәм Мәңгү Бар Болғучимән, шундақла һәммигә қадирдурмән».
Reve UyCyr 1:9  Мән қериндишиңлар Юһаннамән. Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн азап-оқубәткә, Худаниң Падишалиғиға вә сәвир-тақәткә ортақмиз. Худаниң Сөзи вә Әйса Мәсиһниң қилған гували­ғини тарқатқанлиғим үчүн, бир мәзгил Патмос арилида мәһбус болуп туруп қалғандим.
Reve UyCyr 1:10  Рәббимизниң күнидә Муқәддәс Роһниң мени илкигә елиши билән, кәйнимдин кәлгән канай авазиға охшап кетидиған үнлүк бир авазни аңлидим.
Reve UyCyr 1:11  Бу аваз: «Көридиғанлириңни китап қилип яз вә уни йәттә мәсиһийләр җамаитигә, йәни Әфәс, Измир, Пәргама, Тиятира, Сардис, Филаделфийә вә Лаодикия шәһәр­ли­ригә әвәт», дегән еди.
Reve UyCyr 1:12  Маңа сөзлигүчини көрүш үчүн кәйнимгә бурулдум. Бурулғинимда, көзүмгә йәттә алтун чирақдан
Reve UyCyr 1:13  вә уларниң оттурисида учисидики тони ошуғиғичә чүшүп туридиған, көксигә алтун бәлбағ бағлиған Инсан Оғлиға охшайдиған Бири көрүнди.
Reve UyCyr 1:14  Униң чечи ақ жуң вә қардәк аппақ еди. Көзлири гоя ялқунлап турған оттәк еди.
Reve UyCyr 1:15  Путлири очақта тавлинип пақириған мисқа охшатти, авази шақирап еқиватқан суниң шавқунидәк еди.
Reve UyCyr 1:16  У оң қолида йәттә юлтуз тутқан болуп, ағзи­дин икки бислиқ өткүр бир қилич чиқип туратти. Чирайи худди чиңқи чүш вақтидики қуяштәк парлақ еди.
Reve UyCyr 1:17  Уни көргинимдә, айиғиға өлүктәк жиқилдим. У оң қолини учамға қоюп мундақ деди: — Қорқма, Тунҗа вә Ахирқи Мән болимән.
Reve UyCyr 1:18  Һаят болғучи Өзәмдур­мән. Мән өлгән едим, лекин әнди мәңгү һаят яшаймән. Өлүм вә өлүкләр дияриниң ачқучи Мениң қолумда.
Reve UyCyr 1:19  Шуниң үчүн көргәнли­риңни, йәни һазир болуватқан вә кәлгүсидә болидиған ишларни йезип қалдур.
Reve UyCyr 1:20  Йәттә алтун чирақдан вә сән оң қолумда көргән йәттә юлтузниң сириға кәлсәк, йәттә юлтуз йәттә мәсиһийләр җамаитиниң периштәлири. Йәттә чирақдан болса, йәттә җамаәттур.