REVELATION OF JOHN
Chapter 4
Reve | UyCyr | 4:1 | Андин асманда очуқ бир ишикни көрдүм. Мән бурун аңлиған канай авазиға охшап кетидиған аваз: «Бу яққа чиқ, саңа буниңдин кейин йүз бериши муқәррәр болған вақиәләрни көрситәй», деди. | |
Reve | UyCyr | 4:2 | Муқәддәс Роһниң мени дәрһал илкигә елиши билән асманда бир тәхт вә униңда олтарған Бирини көрдүм. | |
Reve | UyCyr | 4:3 | Тәхттә Олтарғучиниң қияпити йешил қашташ вә қизил кварцқа охшатти. Зумрәтни әслитидиған бир һасан-һүсән тәхтни орап туратти. | |
Reve | UyCyr | 4:4 | Тәхтниң әтрапида йәнә жигирмә төрт тәхт бар еди. Тәхтләрдә башлириға алтун таҗа кийгән, ақ тонға оранған жигирмә төрт йетәкчи олтиратти. | |
Reve | UyCyr | 4:5 | Тәхттин чақмақлар чеқип, гүлдүрмоминиң гүлдүр-қараслири аңлинип туратти. Тәхтниң алдида ялқунлап турған йәттә мәшъәл бар еди. Булар Худаниң йәттә роһи еди. | |
Reve | UyCyr | 4:6 | Тәхтниң алдида йәнә худди хрустальдәк пақирап туридиған, әйнәктәк сүзүк деңизға охшайдиған бир нәрсә бар еди. Тәхтниң һәр бир тәрипиниң оттура қисмида алди вә кәйнидә нурғун көзлири бар төрт тирик мәхлуқ туратти. | |
Reve | UyCyr | 4:7 | Биринчи мәхлуқ ширға, иккинчи мәхлуқ буқиға охшатти. Үчинчи мәхлуқниң йүзи адәмниң чирайиға охшатти. Төртинчи мәхлуқ учуватқан бүркүткә охшатти. | |
Reve | UyCyr | 4:8 | Төрт тирик мәхлуқниң һәр бириниң алтидин қанити бар болуп, уларниң пүтүн бәдини, һәтта қанат астиму көзләр билән толған еди. Улар кечә-күндүз тинмай мундақ дейишәтти: «Муқәддәс, муқәддәс, муқәддәстур, Әзәлдин бар болған, һазирму бар һәм кәлгүсидә Кәлгүчи Һәммигә қадир Пәрвәрдигар Худа!» | |
Reve | UyCyr | 4:9 | Тирик мәхлуқлар тәхттә олтарған әбәдил-әбәт Һаят Болғучини улуқлап, Униңға һөрмәт вә тәшәккүр изһар қилғинида, | |
Reve | UyCyr | 4:10 | жигирмә төрт йетәкчи әбәдил-әбәт яшайдиған тәхттә Олтарғучиниң айиғиға баш қоюп сәҗдә қилатти. Таҗилирини тәхтниң алдиға қоюшуп, мундақ дейишәтти: | |