Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
REVELATION OF JOHN
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 17
Reve UyCyr 17:1  Йәттә чиниси бар йәттә периштәниң бири келип, маңа: — Бу йәргә кәл, сулар үстидә олтарған, даңқи чиққан паһишә аялниң тартидиған җазасини саңа көрситип қояй.
Reve UyCyr 17:2  Дуния­ниң падишалири униң билән җинсий әхлақсизлиқ қилишти, йәр йүзидә яшайдиғанлар униң җинсий әхлақсизлиғиниң шаравидин мәс болушти, — деди.
Reve UyCyr 17:3  Униңдин кейин периштә мени бир чөлгә елип кәтти. Шу чағда Муқәддәс Роһ мени өз илкигә алған еди. У йәрдә йәттә башлиқ, он мүңгүзлүк, пүтүн әзайини күпүрлүк намлири қаплиған бир тоқ қизил девиниң үстидә олтарған бир аялни көрдүм.
Reve UyCyr 17:4  Аял сөсүн вә тоқ қизил рәңлик кийим кийгән болуп, алтун, қиммәт баһалиқ таш вә үнчә-мәрвайитлар билән безәлгән еди. Қолида жиркиничлик нәрсиләр вә өз җинсий әхлақсизлиғиниң мәйнәтчиликлири билән толған бир алтун қәдәһ бар еди.
Reve UyCyr 17:5  Пешанисигә «Улуқ Бабил — паһишиләрниң вә дуниядики пүткүл жиркиничликләрниң аниси» дегән бир сирлиқ нам йезилған еди.
Reve UyCyr 17:6  Мән аялниң Худаниң муқәддәс хәлқи, йәни Әйсаға гувалиқ берип қурван болғанларниң қени билән мәс болғанлиғини көрдүм. Уни көрүп интайин һәйран болдум.
Reve UyCyr 17:7  Периштә маңа мундақ деди: — Немигә һәйран болуватисән? Аялниң вә у минип турған йәттә башлиқ, он мүңгүзлүк девиниң сирини саңа ейтип берәй.
Reve UyCyr 17:8  Сән көргән девә бир заманларда бар еди, һазир йоқ. У кейин теги йоқ һаңдин чиқип, һалакәткә йүзлиниду. Йәр йүзидә яшайдиған, амма дуния яритилғандин бу ян нами һаятлиқ дәптиригә йезилмиған кишиләр девини көрүп интайин һәйран қалиду. Чүнки у бир заманларда бар еди, һазир йоқ, лекин йәнә пәйда болиду.
Reve UyCyr 17:9  Буни чүшиниш үчүн әқил-парасәт керәк. Йәттә баш у аял олтарған йәттә таққа, шундақла йәттә падишаға вәкиллик қилиду.
Reve UyCyr 17:10  Буларниң бәши ағдурулған, бири бар, йәнә бири техи кәлмиди. У кәлгәндә азла вақит туралайду.
Reve UyCyr 17:11  Бурун бар, лекин һазир болмиған девиниң өзи сәккизинчи падишадур. У һәм йәттә падишаниң қатарида һалакәткә йүзлиниду.
Reve UyCyr 17:12  Сән көргән девиниң он мүңгүзи техи һөкүм сүрмигән он падиша­дур. Лекин буларға девә билән биллә бир саатлиқ падишалиқ һоқуқи берилиду.
Reve UyCyr 17:13  Бу падишалар өз қудрити вә һоқуқлирини бир нийәт, бир мәхсәттә девигә беришиду.
Reve UyCyr 17:14  Девә вә падишалар бирлишип Қозиға қарши җәң қилиду. Қоза ғалибә қилиду, чүнки Қоза рәбләрниң Рәбби, падишаларниң Падишасидур. Униң билән бир сәптикиләр чақирилған, талланған вә Униңға садиқ болғанлардур.
Reve UyCyr 17:15  Периштә маңа йәнә: — Паһишә аял бойида олтарған, сән көргән суларниң өзи милләт­ләр, қәбилиләр, хәлиқләр вә һәр хил тилларда сөзлишидиған кишиләр­дур.
Reve UyCyr 17:16  Сән көргән девә вә он мүңгүз бу паһишә аялдин нәпрәтлиниду, уни талан-тараҗ қилип ялиңачлап қойиду, униң гөшини йәп, өзини отта көйдүриду.
Reve UyCyr 17:17  Чүнки Худа әшу он падишаниң қәлбини әсир қилип, уларниң өз мәхсәтлирини әмәлгә ашурғузиду. Шуниң билән бу падишалар Худаниң сөзлири әмәлгә ашқичә, һөкүмранлиқ һоқуқини девигә өткүзүп бериштә бирликкә келиду.
Reve UyCyr 17:18  Сән көргән аял дунияниң падишалири үстидин һөкүмранлиқ қилидиған улуқ шәһәр — Бабилдур, — деди.