Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
REVELATION OF JOHN
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 5
Reve UyCyr 5:1  Андин тәхттә Олтарғучиниң оң қолида һәр икки йүзигә хәт йезилған вә йәттә тамға билән печәтләнгән бир орам язмини көрдүм.
Reve UyCyr 5:2  Жуқури аваз билән: «Орам язма вә печәтләрни ечишқа ким лайиқтур?» дәп вақириған күчлүк бир периштәниму көрдүм.
Reve UyCyr 5:3  Лекин нә асманда, нә йәр йүзидә, нә йәр астида орам язмини ечип оқалайдиған бирәрси чиқмиди.
Reve UyCyr 5:4  Орам язмини ечиш вә оқушқа лайиқ бирәрси чиқмиғачқа, қаттиқ жиғлавәттим.
Reve UyCyr 5:5  Буниң билән йетәкчиләрдин бири маңа: — Жиғлима! Қара, Йәһуда қәбилисидин кәлгән Шир — Давутниң Нотиси ғалибә қилди. Орам язмини вә униң йәттә печитини ечиш­қа У қадир, — деди.
Reve UyCyr 5:6  Андин бир Қозиниң йетәкчиләр қоршап турған тәхт билән тирик мәхлуқларниң арилиғида турғанлиғини көрдүм. Қаримаққа, У бурун боғузланғандәк қилатти. Қозиниң йәттә мүңгүзи вә йәттә көзи бар болуп, бу көзләр Худаниң пүткүл дунияға әвәткән йәттә Роһи еди.
Reve UyCyr 5:7  Қоза берип, тәхттә Олтарғучиниң оң қолидин орам язмини алди.
Reve UyCyr 5:8  Язмини алғанда, төрт тирик мәхлуқ вә жигирмә төрт йетәкчи Униң айиғиға баш қойди. Уларниң һәр бириниң қолида чилтар вә исриқ билән толған алтун тавақ бар еди. Бу исриқ Худаниң муқәддәс хәлқиниң дуалири еди.
Reve UyCyr 5:9  Улар йеңи бир қошақ ейтишти: «Орам язмини елишқа Вә печәтләрни ечишқа лайиқсән. Чүнки боғузландиң Вә һәр қәбилидин, һәр тилдин, Һәр милләттин, һәр хәлиқтин болған инсанларни Өз қениң төләми билән Худаға мәнсүп қилдиң.
Reve UyCyr 5:10  Уларни бир падишалиқ қилип уюштуруп, Худайимизниң хизмитидики роһаний қилдиң. Улар йәр йүзидә һөкүм сүргүси».
Reve UyCyr 5:11  Андин тәхтниң, тирик мәхлуқларниң вә йетәкчиләрниң әтрапида миңлиған, он миңлиған периштәләрни көрдүм вә уларниң авазлирини аңлидим.
Reve UyCyr 5:12  Улар үнлүк аваз билән мундақ дейишәтти: «Боғузланған Қоза Қудрәт, байлиқ, даналиқ, күч-қувәт, Һөрмәт, шан-шәрәп вә мәдһийигә лайиқтур».
Reve UyCyr 5:13  Мән йәнә асман, йәр йүзи, йәр асти, деңизлар вә каинаттики пүтүн җанлиқларниң: «Мәдһийә, һөрмәт, шан-шәрәп вә қудрәт, Тәхттә Олтарғучиға вә Қозиға мәңгү мәнсүп болсун!» дегинини аңлидим.
Reve UyCyr 5:14  Төрт тирик мәхлуқ «Амин!» дәп җавап қайтуратти, йетәкчиләр йәргә баш қоюп, тәхттә Олтарғучиға вә Қозиға сәҗдә қилатти.