ECCLESIASTES
Chapter 8
Eccl | UyCyr | 8:1 | Ким дана адәмгә охшайду? Ким ишларниң мәнасини йешип берәләйду? Даналиқ адәмниң чеһрини нурландуруп, қелин бәт чирайни иллиқ чирай қилиду. | |
Eccl | UyCyr | 8:3 | Мәсъулийитиңдин қачма һәм яман ишларға арилишип қалма, чүнки падиша өзи халиған ишни қилалайду. | |
Eccl | UyCyr | 8:5 | Падишаниң әмригә бойсунғанлар җазаланмайду. Дана адәм һәрқандақ ишниң пәйти вә усулини билиду. | |
Eccl | UyCyr | 8:6 | Гәрчә адәмләр иш қилғанда хилму-хил қийинчилиқларға дуч кәлсиму, лекин һәрқандақ ишниң пәйти вә усули болиду. | |
Eccl | UyCyr | 8:8 | Шамални бойсундурғили болмиғандәк, өлүмниму бойсундурғили болмайду. Ләшкәрләр уруштин қечип қутулалмиғандәк, яманлар яманлиқтин қутулалмайду. | |
Eccl | UyCyr | 8:9 | Мән қуяшниң астидики бу дунияда йүз бәргән барлиқ ишларни көрдүм һәм бу ишлар үстидә чоңқур ойландим. Бәзидә бир адәм башқиларниң үстидин зорлуқ-зомбулуқ қилип, уларға зиянкәшлик қилидикән. | |
Eccl | UyCyr | 8:10 | Мән йәнә яман адәмләрниң һаят вақтида муқәддәс җайға кирип-чиқиватқанлиғини, йәнә уларниң өзлири яман иш қилған шу шәһәрдә махташқа сазавәр болуватқанлиғини, өлгәндин кейин һөрмәт билән йәргә көмүлүватқанлиғини көрдүм. Буму бир беһудиликтур. | |
Eccl | UyCyr | 8:11 | Җинайәтчиләр дәрһал җазаға тартилмиса, кишиләр җинайәт өткүзүшкә жүрәклик болуп кетиду. | |
Eccl | UyCyr | 8:12 | Гунакар адәм гәрчә йүз қетим гуна өткүзсиму, узун өмүр сүриду, лекин мән шуни чүшәндимки, Худадин әйминидиғанлар чоқум бәхит тапиду. | |
Eccl | UyCyr | 8:13 | Яман адәмләр бәхит тапмайду. Уларниң һаяти худди сайидәк қисқа болиду. Уларниң бәхитсизлиги дәл уларниң Худадин қорқмиғанлиғидин болғандур. | |
Eccl | UyCyr | 8:14 | Дунияда мундақ бир беһудиликму бар, һәққаний адәмләр яман адәмләр тартишқа тегишлик җазаға тартилиду, яман адәмләр болса худди һәққаний адәмләрдәк мукапатлиниду. Мән шундақ ойлаймәнки, буму бир беһудиликтур. | |
Eccl | UyCyr | 8:15 | Шуңа мән инсанларға, бу дунияда йәп-ичип, һаяттин һөзүр елишини тәвсийә қилимән. Қуяшниң астидики бу дунияда Худа инсанларға ата қилған һаятида улар җапалиқ ишлисиму, хошаллиқ улар билән биллә болиду. | |
Eccl | UyCyr | 8:16 | Мән көңүл қоюп, даналиқни билишкә вә бу дуниядики кишиләрниң қиливатқан ишлирини һәтта кечилириму ухлимай қиливатқан барлиқ ишлирини чүшинишкә тириштим. | |