Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
ESTHER
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10
Prev Up Next
Chapter 9
Esth UyCyr 9:1  Он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни кәлди. Бу падишаниң пәрманиниң орунлинидиған күни, шундақла йәһудийларниң дүшмәнлири уларниң үстидин ғалип келишкә үмүт бағлиған күн еди. Әксичә бу күндә йәһудийлар уларниң үстидин ғалибә қилди.
Esth UyCyr 9:2  Йәһудийлар өзлиригә зиянкәшлик қилғучиларға қарши туруш үчүн падиша Аһашвирушниң пүтүн өлкилиридики өзлири турушлуқ шәһәрләрдә жиғилишти. Җайлардики хәлиқләр улардин қорқушатти. Шуңа уларға һеч ким қаршилиқ көрситәлмиди.
Esth UyCyr 9:3  Пүтүн өлкиләрниң рәислири, алий әмәлдарлири, бәглири вә орда ишлириға җавапкәр хадимлар Мордикайдин қорққачқа, йәһудийларға ярдәм беришти.
Esth UyCyr 9:4  Чүнки Мордикайниң һоқуқ даириси барғансири кәңийиш билән у ордида интайин абройлуқ болуп, униң нам-шөһрити барлиқ өлкиләргә тарқалған еди.
Esth UyCyr 9:5  Шуңа йәһудийлар өз дүшмәнлиригә халиғинини қилди. Улар дүшмәнлирини қилич билән қирип йоқатти.
Esth UyCyr 9:6  Йәһудийлар Суза шәһиридила бәш йүз кишини өлтүрди.
Esth UyCyr 9:7  Уларниң ичидә йәһудийларниң әшәддий дүшмини Һамадатаниң оғли болған Һаманниң он оғлиму, йәни Паршандата, Далпун, Аспата, Пората, Адаля, Аридата, Пармашта, Арсай, Аридай вә Вайзаталарму бар еди. Йәһудийлар дүшмәнлирини өлтүрди, лекин уларниң һеч қандақ мал-мүлкини олҗа алмиди.
Esth UyCyr 9:8  Уларниң ичидә йәһудийларниң әшәддий дүшмини Һамадатаниң оғли болған Һаманниң он оғлиму, йәни Паршандата, Далпун, Аспата, Пората, Адаля, Аридата, Пармашта, Арсай, Аридай вә Вайзаталарму бар еди. Йәһудийлар дүшмәнлирини өлтүрди, лекин уларниң һеч қандақ мал-мүлкини олҗа алмиди.
Esth UyCyr 9:9  Уларниң ичидә йәһудийларниң әшәддий дүшмини Һамадатаниң оғли болған Һаманниң он оғлиму, йәни Паршандата, Далпун, Аспата, Пората, Адаля, Аридата, Пармашта, Арсай, Аридай вә Вайзаталарму бар еди. Йәһудийлар дүшмәнлирини өлтүрди, лекин уларниң һеч қандақ мал-мүлкини олҗа алмиди.
Esth UyCyr 9:10  Уларниң ичидә йәһудийларниң әшәддий дүшмини Һамадатаниң оғли болған Һаманниң он оғлиму, йәни Паршандата, Далпун, Аспата, Пората, Адаля, Аридата, Пармашта, Арсай, Аридай вә Вайзаталарму бар еди. Йәһудийлар дүшмәнлирини өлтүрди, лекин уларниң һеч қандақ мал-мүлкини олҗа алмиди.
Esth UyCyr 9:11  Шу күни Суза шәһиридә өлтүрүлгәнләрниң сани падишаға мәлум қилинған еди,
Esth UyCyr 9:12  падиша ханиш Әстиргә: — Йәһудийлар ялғуз Суза шәһиридила бәш йүз адәм өлтүрүпту. Өлтүрүлгәнләрниң ичидә Һаманниң он оғлиму бар екән, империяниң башқа өлкилиридә йәнә немә ишлар қилғандур? Әнди илтимасиң немә? Илтимасиң орунлиниду. Йәнә немә тәливиң бар? Дегиниң болиду, — деди.
Esth UyCyr 9:13  Әстир: — Алийлири халисила, Сузадики йәһудийларниң әтиму бүгүнки пәрман бойичә иш қилишиға иҗазәт бәргәйла һәм Һаманниң он оғлиниң җәсәтлирини дарға астурғайла, — дәп җавап бәрди.
Esth UyCyr 9:14  Падиша шу бойичә пәрман чүшәрди вә бу пәрман Сузада җакаланди. Һаманниң он оғлиниң җәсәтлири дарға есилди.
Esth UyCyr 9:15  Адар ейиниң он төртинчи күни Сузадики йәһудийлар йәнә бир қетим җәм болуп, Сузада үч йүз адәмни қирди. Лекин улар охшашла мал-мүлкини олҗа алмиди.
Esth UyCyr 9:16  Адар ейиниң он үчинчи күни империяниң һәр қайси өлкилиридики башқа йәһудийларму жиғилишип өзлирини қоғдашқан еди. Өзлиригә өчмәнлик қилған йәтмиш бәш миң кишини өлтүрүп, арам тапқан еди. Лекин мал-мүлүккә қол тәккүзмигән еди.
Esth UyCyr 9:17  Иккинчи күни улар дәм алди һәм бу күнни хошаллиқ зияпити күни қилип бәлгүлиди.
Esth UyCyr 9:18  Сузадики йәһудийлар болса Адар ейиниң он үчинчи, он төртинчи күнлири жиғилишип өзлирини қоғдашти. Он бәшинчи күни дәм алди һәм бу күнни хошаллиқ зияпити күни қилип бәлгүлиди.
Esth UyCyr 9:19  Шуңа кичик йеза-кәнтләрдә туридиған йәһудийлар Адар ейиниң он төртинчи күнини хошаллиқ зияпити беридиған арам елиш күни қилип, бир-биригә соғилар тәғдим қилишидиған болди.
Esth UyCyr 9:20  Мордикай бу ишларни хатириләп, пүтүн Аһашвируш империясиниң жирақ-йеқин өлкилиридики йәһудийларға мәктүп йезип әвәтип,
Esth UyCyr 9:21  уларниң һәр жили Адар ейиниң он төртинчи вә он бәшинчи күнини һейт күни қилишлирини буйриди.
Esth UyCyr 9:22  Бу күнләр йәһудийларниң дүшмәнлиридин арам тапқан күнләр, бу ай йәһудийларниң қайғулири шатлиққа, муң-зарлири хошаллиққа айланған ай еди. Уларниң бу күнләрни зияпәтләр бериш билән өткүзүп, өз ара, шундақла кәмбәғәлләргә соғилар беришлири буйрилди.
Esth UyCyr 9:23  Буниң билән йәһудийлар Мордикайниң өзлиригә йезип қалдурғини бойичә иш қилди вә башлиған бу һейтни давамлаштурушни қарар қилишти.
Esth UyCyr 9:24  Йәһудийларниң әшәддий дүшмини Агагниң нәслидин болған Һамадатаниң оғли Һаман йәһудийларни йоқитиш сүйиқәстини планлиған еди. У йәһудийларни йоқитиш үчүн пур (чәк) тартиш арқилиқ бир күнни бәлгүлигән еди.
Esth UyCyr 9:25  Лекин Һаманниң сүйиқәсти падишаниң қулиғиға йәткәндә, падиша Һаманниң өзи планлиған йәһудийларға зиянкәшлик қилиш плани униң өз бешиға кәлсун, дәп әмир яздурған еди. Шуниң билән Һаман һәм униң оғуллириниң һәммиси дарға есилған еди.
Esth UyCyr 9:26  Һаман тартқан чәк «пур» дәп аталғачқа, йәһудийлар хатирилигән бу күнләрму «пурим» дәп аталди. Йәһудийлар Мордикай язған мәктүп, өзлириниң көргәнлири вә бешидин өткүзгәнлири сәвәвидин
Esth UyCyr 9:27  өзлири, әвлатлири вә улар билән бирләшкән кишиләр үчүн бир әнъәнә бәлгүләп, Мордикайниң йезип қалдурғини бойичә һәр жили бу икки күнни хатириләшни қарар қилди.
Esth UyCyr 9:28  Улар һәм бу күнләр империяниң һәр бир өлкә вә шәһәрлиридә, һәммә аилиләрдә хатирилиниши вә әвлаттин әвлатқичә давамлишиши керәк, бу күнләрниң йәһудийлар арисида хатирилиниши һеч қачан тохтап қалмаслиғи, шундақла йүз бәргән ишлар әвлатлар тәрипидин һәргиз унтулуп қалмаслиғи керәк, дәп қарар қилди.
Esth UyCyr 9:29  Абиһаилниң қизи ханиш Әстирму йәһудий Мордикай бурун язған мәктүптәк бир парчә мәктүп йезип, ханишлиқ һоқуқи билән Пурим мәйримини өткүзүшни қоллиди.
Esth UyCyr 9:30  Бу мәктүпләр падиша Аһашвируш һакимийити астидики бир йүз жигирмә йәттә өлкидики пүтүн йәһудийларға йезилған еди. Мәктүпләрдә йәһудийларға теч-аманлиқ тиләнгән еди.
Esth UyCyr 9:31  Бу мәктүпләр Пурим мәйримини бәлгүлиди. Бу мәйрәмниң һәр жили бәлгүләнгән күнләрдә хатирилинишини йәһудий Мордикай билән ханиш Әстир оттуриға қойди. Хәлиқләр худди өзлири вә әвлатлири үчүн роза тутуш вә қарилиқ тутуш вақтини бәлгүләшни қарар қилғандәк, бу мәйрәмни өткүзүшниму қарар қилди.
Esth UyCyr 9:32  Әстирниң буйруғи Пурим мәйримигә аит қаидиләрни бәлгүлиди вә буларниң һәммиси хатирә дәптиригә йезилди.