Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
HABAKKUK
1 2 3
Prev Up Next
Chapter 3
Haba UyCyr 3:1  Хабақуқ пәйғәмбәрниң дуаси: («Шигйонот» бойичә ейтилған)
Haba UyCyr 3:2  Әй Пәрвәрдигар, Сениң шөһритиңни аңлидим, Әйминәрмән улуғвар ишлириңдин, әй Пәрвәрдигар. Заманимизда шу ишларни қайта қилғайсән, Шу улуғвар ишлириңни қайта көрсәткәйсән, Ғәзәпләнгәндиму рәһимдиллигиңни есиңдин чиқармиғайсән.
Haba UyCyr 3:3  Көрдүмки, кәлгәнлигини Худаниң Теман зиминидин, Көрдүмки, чүшкәнлигини муқәддәс Худаниң Паран теғидин. Селаһ Униң улуқлуғи көкни қаплиди, Толди пүткүл йәр-зимин Униңға ейтилған һәмдусаналарға.
Haba UyCyr 3:4  Униң нури худди таң нуридәк парлақ, Қудрәт йошурунған қолидин чеқилар чақмақ.
Haba UyCyr 3:5  Қорқунучлуқ кесәлләр жүрәр Униң алдида, Вә һәм келәр ваба Униң арқисида.
Haba UyCyr 3:6  Тохтиғанда У силкинәр җаһан, Нәзәр салғинида титиришәр хәлиқ һаман. Болсиму қедимий тағлар кукум-талқан, Түзлинип кәтсиму әбәдий даван, Өзгәрмәс Униң қилғанлири һаман.
Haba UyCyr 3:7  Көрдүмки чедирлардики ғәмгә патқан Кушан қәбилисини, Көрдүмки чедирлардики вәһимидин титиригән Мидян хәлқини.
Haba UyCyr 3:8  Әй Пәрвәрдигар, аччиқланғанмидиң дәрияларға? Ғәзәпләнгәнмидиң еқинларға? Атлириңни минип, ғалибилик җәң һарвулириңни һайдиғиниңда, Ташқанмиди қәһриң деңизларға?
Haba UyCyr 3:9  Турар оқ-яриң җәңгә тәйяр, Турар оқданда лиқ оқлар. Селаһ Айридиң ташқин билән йәр йүзини,
Haba UyCyr 3:10  Тәврәнди тағлар көргәндә Сени. Кәлкүн келип, сулар өркәшләп, Йәтти пәләккә шавқунлири.
Haba UyCyr 3:11  Чақнишида учуватқан оқлириңниң, Ялтиришида пақирақ нәйзәңниң, Тохтап қалди күн билән ай асманда.
Haba UyCyr 3:12  Зиминға ташлидиң қәдәм ғәзивиңдә, Езип ташлидиң әлләрни қәһриңдә.
Haba UyCyr 3:13  Яқ! Бәлки кәлдиң Өз хәлқиңни қутқузушқа, Таллиғиниңға ниҗатлиқ беришкә. Сән яманларниң йол башламчисини урдуң, Вәйран қилдиң пүтүнләй униң әгәшкүчилирини. Селаһ
Haba UyCyr 3:14  Йоқаттиң өз қурали билән дүшмәнниң йолбашчисини. Борандәк атланған еди тарқитиветишкә улар бизни, Көрәңлигән бизни асан қолға келидиған олҗа дәп.
Haba UyCyr 3:15  Атлириң билән чәйләп, чайқидиң деңизни, Ташқинлаттиң деңиздики улуқ суларни.
Haba UyCyr 3:16  Аңлап буларни шүркүнди теним. Шавқундин һәм титириди левим. Қорқунучтин бошап кәтти сүйәклирим, Ғал-ғал титирәп, сәнтүрүлүп туралмай қалдим. Күтәрмән шундиму сәвирчанлиқ билән, Бизгә һуҗум қилғучиларға балаю-апәт келидиған күнгичә.
Haba UyCyr 3:17  Мәйли мевә бәрмисун әнҗир дәриғи, Яки йоқ болсун ғолларда үзүм, Мәйли мевә бәрмисун зәйтун дәриғи, Яки бәрмисун етизлар һосул, Мәйли йоқилип кәтсун қорадики қойлар, Вә яки йоқилип кәтсун еғилдики калилар,
Haba UyCyr 3:18  Шатлинармән йәнила Пәрвәрдигардин, Хошаллиқ тапармән Ниҗаткарим Худадин.
Haba UyCyr 3:19  Күч-қувитимдур мениң Егәм Пәрвәрдигар. Путлиримни қилар У кейикниңкидәк, Маңалармән шунда мән егиз тағларда. (Тарлиқ сазлар тәңкишидә ейтилсун дәп, нәғмичиләр бешиға тапшурулған).