HEBREWS
Chapter 5
Hebr | UyCyr | 5:1 | Һәр қетимлиқ баш роһаний кишиләр арисидин таллинип, өз хәлқигә вакалитән Худаға хизмәт қилишқа тайинлинип, уларниң Худаға аталған һәдийәлирини вә гуналири үчүн қилған қурванлиқлирини Худаға суниду | |
Hebr | UyCyr | 5:2 | вә Худаниң йолини билмәй йолдин чәтнигәнләргә мулайимлиқ билән муамилә қилалайду, чүнки униңму нурғун аҗизлиқлири бар. | |
Hebr | UyCyr | 5:3 | Шуниң үчүн у хәлқиниң гуналири үчүнла әмәс, өз гуналири үчүнму қурванлиқ сунуши керәк. | |
Hebr | UyCyr | 5:4 | Һеч бир киши баш роһаний мәртивисигә өзлүгидин еришәлмәйду, пәқәт Һарунға охшаш, Худа тәрипидин чақирилғандила бу мәртивигә еришәләйду. | |
Hebr | UyCyr | 5:5 | Худди шуниңдәк Әйса Мәсиһму Баш Роһаний мәртивисигә Өзлүгидин еришкән әмәс. Бәлки Худа Уни тайинлап, Униңға: «Сән Мениң Оғлумсән, Бүгүн Мән Сениң Атаң екәнлигимни җакалидим», дегән. | |
Hebr | UyCyr | 5:6 | Муқәддәс Язмиларниң йәнә бир йеридә Худа Униңға: «Сән Малкисидиққа охшаш тәртиптә тайинланған мәңгүлүк Роһанийсән», дегән. | |
Hebr | UyCyr | 5:7 | Әйса Мәсиһ йәр йүзидики вақтида, Өзини өлүмдин қутқузалайдиған Худаниң алдида қаттиқ жиғлап туруп, көз яшлири билән дуа-тилавәт қилған. Униң садақәтмәнлигидин дуалири Худаға йәткән еди. | |
Hebr | UyCyr | 5:9 | У мана мошундақ пүтүнләй бойсунғачқа, мукәммәл Баш Роһаний болуш һөддисидин чиқип, Өзигә бойсунғучиларниң һәммиси үчүн мәңгүлүк қутқузулуш мәнбәси болди. | |
Hebr | UyCyr | 5:11 | Бу һәқтә ейтишқа тегишлик нурғун сөзлирим бар, лекин чүшинәй демәй аңлапла қойсаңлар, буни силәргә чүшәндүрүш тәс. | |
Hebr | UyCyr | 5:12 | Гәрчә силәр аллиқачан тәлим бәргүчи болушқа тегишлик болсаңларму, бирақ әмәлиятта силәр йәнила башқиларниң Худаниң сөзи тоғрисидики асасий билимләрни баштин үгитишигә муһтаҗсиләр. Демәк, силәргә йемәклик әмәс, бәлки йәнила сүт керәк. | |
Hebr | UyCyr | 5:13 | Чүнки пәқәт сүткила тайинидиғанлар бовақтин пәриқсиз болуп, уларда һәққанийәт һәққидики тәлимләрни егиләш тәҗрибиси камдур. | |