II CORINTHIANS
Chapter 4
II C | UyCyr | 4:2 | Уятлиқ, йошурун ишларни қилиштин жирақ туруп, һейлә-микирлик қилмаймиз, Худаниң сөзини бурмилимаймиз. Әксичә һәқиқәтни өз пети ейтимиз. Буниң билән биз өзимизни Худа алдида һәммә кишигә билдүримиз, уларму өз қәлбидә бизниң қандақ адәм екәнлигимизни билиду. | |
II C | UyCyr | 4:3 | Биз йәткүзүватқан Хуш Хәвәрниң мәнаси йошурун дейилсә, у һалак болидиғанлар үчүнла йошурундур. | |
II C | UyCyr | 4:4 | Чүнки бу дунияниң һөкүмрани болған шәйтан Худаниң обризи болған Әйса Мәсиһниң улуқлуғини билдүридиған Хуш Хәвәрниң нури ишәнмәйдиғанларниң дилини йорутмисун дәп, уларниң әқлини ишлимәс қилип қойди. | |
II C | UyCyr | 4:5 | Биз қәйәргә барсақ, өзимизни әмәс, бәлки Рәббимиз Әйса Мәсиһни җакалаймиз. Өзимизгә кәлсәк, биз пәқәт Әйса Мәсиһ үчүн силәрниң хизмәткариңлармиз. | |
II C | UyCyr | 4:6 | Чүнки дунияни яратқанда «Нур қараңғулуқтин чақнисун», дәп әмир қилған Худа бизниң Өзиниң Әйса Мәсиһ арқилиқ аян қилған улуқлуғини тонуп йетишимиз үчүн, Хуш Хәвәрниң нури билән қәлбимизни йорутти. | |
II C | UyCyr | 4:7 | Худаниң бизгә ата қилғини Хуш Хәвәрниң нуридин ибарәт болған бебаһа ғәзнидур. Биз гоя бу ғәзнә қачиланған сапал қача. Мана буниңдин кишиләр биздики улуқ қудрәтниң өзимиздин әмәс, бәлки Худадин кәлгәнлигини биләләйду. | |
II C | UyCyr | 4:8 | Мана биз һәр тәрәптин қийин әһвалда қалдуқ, амма йәксән болмидуқ. Тәмтирәп қалдуқ, амма үмүтсизләнмидуқ. | |
II C | UyCyr | 4:9 | Қоғлиниватимиз, һалбуки Худа тәрипидин ташлаветилмидуқ. Жиқитилдуқ, амма йоқитилмидуқ. | |
II C | UyCyr | 4:10 | Әйса Мәсиһкә охшаш азап-оқубәтләргә, һәтта өлүм ховупиға дуч келиватимиз, лекин Әйса Мәсиһ дайим бизгә күч-қудрәт берип туруватиду. Буниң билән кишиләр вуҗудимиздин Униң һаят екәнлигини көрүвалалайду. | |
II C | UyCyr | 4:11 | Шундақ, Әйса Мәсиһкә әгәшкәнлигимиз сәвәвидин һемишәм өлүмгә дучар қилинмақтимиз. Кишиләр буниңдин Әйса Мәсиһниң һаятини биздә көрүвалалайду. | |
II C | UyCyr | 4:12 | Демәк, биз һемишәм өлүмгә дучар болуватимиз; силәр болсаңлар буниң билән һаятлиққа еришиватисиләр. | |
II C | UyCyr | 4:13 | Биз йәнила Хуш Хәвәрни тарқитиватимиз, чүнки Муқәддәс Язмиларда йезилған «Ишәндим, шу сәвәптин сөзлидим», дегүчидә бар болған ишәнч биздиму бардур. | |
II C | UyCyr | 4:14 | Чүнки Рәббимиз Әйсани өлүмдин тирилдүргән Худаниң бизниму Униңға охшаш тирилдүридиғанлиғини вә силәр билән биллә Өз һозуриға кәлтүридиғанлиғини билимиз. | |
II C | UyCyr | 4:15 | Биз тартиватқан мүшкүлчиликләрниң һәммиси силәр үчүндур. Бу арқилиқ Худаниң меһир-шәпқити техиму көп кишиләргә йәткүзүлиду. Шундақ болғанда, уларниң тәшәккүрлири Худаға ейтилип, Худа техиму улуқлиниду. | |
II C | UyCyr | 4:16 | Шуңа җасаритимизни йоқатмаймиз. Тенимиз барғансири харап болсиму, роһумиз күндин-күнгә йеңиланмақта. | |
II C | UyCyr | 4:17 | Биз учраватқан бу вақитлиқ вә әрзимәс азап-оқубәтләр бизгә тәңдашсиз вә мәңгүлүк шан-шәрәп елип келиду. | |