II CORINTHIANS
Chapter 5
II C | UyCyr | 5:1 | Бизгә мәлумки, биз яшаватқан бу дуниядики чедир өрүлүп чүшкәндә, йәни тенимиздин айрилғанда, адәм қоли билән ясалған әмәс, бәлки асманда Худа бизгә һазирлап қойған бир туралғуға, йәни мәңгү моҗут болидиған бир тәнгә егә болимиз. | |
II C | UyCyr | 5:2 | Биз һазирқи тенимиздә яшаватқанлиғимиздин һәсрәт чекип, асмандики тенимизниң униң орнини елишиға интизар болмақтимиз. | |
II C | UyCyr | 5:4 | Һазирқи тенимиздә яшаватқан бизләр еғир жүкләр астида һәсрәт чәкмәктимиз. Чүнки биз һазирқи тенимиздин қутулуп, өлүшкә әмәс, бәлки чиримас тәнгә егә болуп, мәңгүлүк һаятниң өткүнчи һаятимизниң орнини елишиға интизар болмақтимиз. | |
II C | UyCyr | 5:5 | Бизни биз интизар болған һаятлиққа ериштүрүш үчүн тәйярлиғучи, шундақла буниң капалити сүпитидә бизгә Муқәддәс Роһни ата қилғучи дәл Худаниң Өзидур. | |
II C | UyCyr | 5:6 | Шуниң үчүн һазирқи тәндә яшиғинимизда, Рәббимизниң маканида болалмайдиғанлиғимизни билимиз. Һалбуки, Худаниң бизгә йеңи тән беридиғанлиғидин ибарәт һәқиқәткә ишәнчимиз камил. | |
II C | UyCyr | 5:8 | Ишәнчкә егә екәнмиз, һазирқи тенимиздин ваз кечип, Рәббимизниң маканида болушқа разимиз. | |
II C | UyCyr | 5:9 | Қисқиси, мәйли бу тәндә яшайли яки бу тәндин ваз кечәйли, нишанимиз йәнила Рәббимизни хурсән қилиштур. | |
II C | UyCyr | 5:10 | Чүнки һәр биримиз һазирқи тенимиздә яшиған вақтимиздики яхши-яман әмәлиятимизға яриша чоқум Қутқазғучи-Мәсиһниң сорақ тәхти алдида һесап берип җавапқа еришимиз. | |
II C | UyCyr | 5:11 | Рәббимиздин әйминишни билгән екәнмиз, инсанларни бу һәқтә қайил қилишқа тиришимиз. Бизниң қандақ адәм екәнлигимиз Худаға аян. Вижданиңларниңму бизниң қандақ адәм екәнлигимизни тонуп йетишини үмүт қилимән. | |
II C | UyCyr | 5:12 | Бәзилириңлар ейтқандәк, өзимизни йәнә махтимақчи әмәсмиз. Бәлки силәргә биздин махтиниш пурситини бәрмәкчимиз. Буниң билән атақта Худаниң хизмитини қилидиған, теши пал-пал, ичи ғал-ғал әшу махтанчақ кишиләргә җавап берәләйсиләр. | |
II C | UyCyr | 5:13 | Бәзиләргә нисбәтән биз есимиздин адишип қалғандәк көрүнгән болсақ, керәк йоқ. Чүнки Худа бизниң һәр қандақ ишни Униң үчүн қилидиғанлиғимизни билиду. Силәргә нисбәтән бизниң әқлимиз җайида, чүнки силәрниң мәнпийитиңлар үчүн хизмәт қиливатқанлиғимизни билисиләр. | |
II C | UyCyr | 5:14 | Бизни шундақ қилишқа қиставатқини Әйса Мәсиһниң муһәббитидур. Биз Әйса Мәсиһниң һәммимиз үчүн өлгәнлигигә ишәнгән екәнмиз, өзимизниң бурун яшап кәлгән һаятимизға нисбәтән өлгәнлигимизгиму ишинимиз. | |
II C | UyCyr | 5:15 | Әйса Мәсиһ пүткүл инсанлар үчүн өлди. Мәхсәт, У ата қилған йеңи һаятқа еришкәнләрниң өзлири үчүн әмәс, бәлки уларни дәп өлгән вә өлүмдин тирилгән Әйса Мәсиһ үчүн яшисун, дегәнликтин ибарәт. | |
II C | UyCyr | 5:16 | Шуниң үчүн биз буниңдин кейин һеч кимгә бу дунияниң көз-қариши билән қаримаймиз. Гәрчә биз бурун мошу көз-қараш билән Әйса Мәсиһни пәқәтла бизгә охшаш бир инсан дәп қариған болсақму, әнди ундақ дәп қаримаймиз. | |
II C | UyCyr | 5:17 | Бир киши Әйса Мәсиһкә мәнсүп болидикән, у йеңидин яралған адәмдур. Униң кона һаяти ахирлишип, йеңиси башланған болиду. | |
II C | UyCyr | 5:18 | Буларниң һәммиси Худадиндур. Худа Әйса Мәсиһ арқилиқ бизни Өзи билән яраштурди, шундақла бизгә кишиләрни Өзи билән яришишқа чақириш вәзиписини тапшурди. | |
II C | UyCyr | 5:19 | Демәк, Худа инсанларниң гуналиридин һесап алмай, уларни Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзи билән яраштурди, шундақла Өзи билән яраштурулуш һәққидики бу Хуш Хәвәрни бизгә аманәт қилди. | |
II C | UyCyr | 5:20 | Шуңа биз Әйса Мәсиһниң вәкиллири Униңға вакалитән силәрни шуниңға чақиримизки, Худа билән яришиңлар. Худди бу Худаниң биз арқилиқ силәргә мураҗиәт қилғиниға охшаштур. | |