II THESSALONIANS
Chapter 3
II T | UyCyr | 3:1 | Қериндашлар, сөзимизниң ахирида биз үчүн дуа қилишиңларни үмүт қилимиз. Рәббимиз һәққидики Хуш Хәвәр худди силәргә йәткән чағдикигә охшаш, һәр қандақ йәрдә тез тарқалсун вә һөрмәт билән қобул қилинсун. | |
II T | UyCyr | 3:2 | Худаниң бизни бузуқ вә яман адәмләрдин қутулдуруши үчүнму дуа қилиңлар. Чүнки һәммила адәм Рәббимиз Әйса Мәсиһкә ишәнгини йоқ, | |
II T | UyCyr | 3:3 | амма Рәббимиз ишәнчликтур. У силәрни мустәһкәм қилиду һәм шәйтанниң яманлиқлиридин сақлайду. | |
II T | UyCyr | 3:4 | Худа силәрниң буйруғанлиримизни қиливатқанлиғиңлар вә давамлиқ қилидиғанлиғиңлар һәққидә бизгә ишәнч бәрди. | |
II T | UyCyr | 3:5 | Рәббимиз Әйса силәрни Худаниң меһир-муһәббитини техиму чоңқур чүшинишкә йетәклигәй вә силәрни Өзигә охшаш чидамлиқ қилғай. | |
II T | UyCyr | 3:6 | Қериндашлар, биздин алған тәлимләргә риайә қилмай, күн бойи лағайлап жүргәнләрдин жирақ турушуңларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән буйруймиз. | |
II T | UyCyr | 3:7 | Биздин қандақ үлгә елишиңлар керәклигини өзәңлар билисиләр, чүнки биз силәр билән биллә болғанда һорунлуқ қилип, лағайлап жүрмигәндуқ. | |
II T | UyCyr | 3:8 | Һеч кимниң ненини бекарға йемигән едуқ. Биз һеч қайсиңларға еғирчилиғимизни салмаслиқ үчүн тиришип-тирмишип, кечә-күндүзләп ишлигән едуқ. | |
II T | UyCyr | 3:9 | Бундақ қилишимиз, силәрдин ярдәм сорашқа һәқлиқ болмиғанлиғимиздин әмәс, бәлки силәргә яхши үлгә қалдуруш үчүн еди. | |
II T | UyCyr | 3:11 | Лекин араңларда бәзиләрниң һеч иш қилмай лағайлап жүргәнлигини аңлидуқ. Улар бекарчилиқта башқиларниң ишлириға арилишип жүрүпту. | |
II T | UyCyr | 3:12 | Бундақларға Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами билән шундақ буйруймиз вә улардин өтүнүп сораймизки, теч яшап, әмгигиңлар билән нан тепип йәңлар. | |
II T | UyCyr | 3:14 | Әгәр ушбу хетимиздики сөзләрни қобул қилмайдиғанлар болса, улардин һәзәр әйләңлар, уларни уялдуруш үчүн улар билән арилашмаңлар. | |
II T | UyCyr | 3:15 | Бирақ уларни дүшмән қатарида көрмәй, әксичә уларға бир қериндаш сүпитидә несиһәт қилиңлар. | |
II T | UyCyr | 3:16 | Аманлиқниң мәнбәси болған Рәббимиз һәр вақит һәр җайда силәргә аманлиқ ата қилғай. Рәббимиз һәммиңлар билән биллә болғай! | |
II T | UyCyr | 3:17 | Мәнки Павлус бу ахирқи салимимни өз қолум билән яздим. Бу мениң һәммә хәтлиримниң өзигә хас бәлгүсидур. Мана бу мениң өз қәлимимдур. | |