PHILIPPIANS
Chapter 3
Phil | UyCyr | 3:1 | Әнди, қериндашлирим, силәр Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн шат-хорам болуңлар. Силәргә бурун ейтқан сөзләрни йәнә қайтилаш маңа аваричилиқ әмәс, чүнки бу сөзләр силәрниң қоғдилишиңлар үчүндур. | |
Phil | UyCyr | 3:2 | Қутқузулуш үчүн чоқум хәтнә қилиниш керәк, дәп жүридиған «тән кәскүчиләрдин» һошияр болуңлар. Бу яманлиқ қилғучиларниң ишттин пәрқи йоқ! | |
Phil | UyCyr | 3:3 | Худаниң нәзәридә һәқиқий хәтнә қилинғанлар улар әмәс, бәлки бизләр. Чүнки биз Муқәддәс Роһқа тайинип, Худаға ибадәт қилип, Әйса Мәсиһ билән махтинимиз. Биз қилчиму хәтнигә вә өзимиз сиңдүргән әҗиргә таянмаймиз. | |
Phil | UyCyr | 3:4 | Әгәр өз әҗримгә тайинишқа тоғра кәлсиди, униңға асаслирим йетәрлик болатти. Әгәр бәзиләр бундақ ишларға тайинип қутқузулғили болиду, дәп ойлиса, у чағда мениң асасим техиму йетәрлик болатти. | |
Phil | UyCyr | 3:5 | Чүнки мән туғулуп сәккизинчи күни хәтнә қилинған Исраил әвладимән, йәни Бинямин қәбилисидин болған қени сап йәһудиймән. Тәврат қануниға әмәл қилишни өлчәм қилиш нуқтисидин ейтқандиму, мән қил сиғмайдиған пәрисий еқимидинмән. | |
Phil | UyCyr | 3:6 | Бу йолдики қизғинлиғим җәһәттин ейтқанда, мән илгири Әйса Мәсиһкә ишәнгүчиләр Тәврат қанунини бекар қилмақчи дәп, уларға зиянкәшлик қилған адәм едим. Әгәр Тәврат қануниға әмәл қилиш һәққанийлиқ дәп қаралса, мән бу өлчәмгә әң лайиқ адәм болаттим. | |
Phil | UyCyr | 3:7 | Лекин мән бурун қутқузулуш үчүн муһим билгән бу ишларни һазир пүтүнләй әһмийәтсиз, дәп қаридим. | |
Phil | UyCyr | 3:8 | Мән қәтъий шундақ қараймәнки, Рәббим Әйса Мәсиһни тонушниң әвзәллиги алдида һәр қандақ иш қәдирсиздур. Әйса Мәсиһни тонуп йетишим һәм Униңға зич бағлинишим үчүн, һәммини ташлавәттим һәм уларни әхләт, дәп қараймән. Әнди мениң һәққаний адәм дәп җакалинишим Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ әмәс, бәлки Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ болди. Чүнки бу һәққанийлиқ ишәнч арқилиқ Худадин кәлди. | |
Phil | UyCyr | 3:9 | Мән қәтъий шундақ қараймәнки, Рәббим Әйса Мәсиһни тонушниң әвзәллиги алдида һәр қандақ иш қәдирсиздур. Әйса Мәсиһни тонуп йетишим һәм Униңға зич бағлинишим үчүн, һәммини ташлавәттим һәм уларни әхләт, дәп қараймән. Әнди мениң һәққаний адәм дәп җакалинишим Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ әмәс, бәлки Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ болди. Чүнки бу һәққанийлиқ ишәнч арқилиқ Худадин кәлди. | |
Phil | UyCyr | 3:10 | Мениң һазирқи мәхситим, Әйса Мәсиһни вә Униң өлүп тирилиш қудритини, шундақла Униң тартқан азап-оқубәтлирини өз кәчүрмишим арқилиқ чоңқур тонуп йетип, Униң өлүмини үлгә қилиш | |
Phil | UyCyr | 3:12 | Бундақ дейиш билән, бу мәхсәткә еришип болдум яки камаләткә йәттим, демәкчи әмәсмән. Лекин Әйса Мәсиһ мени немә мәхсәт билән қутқузған болса, мәнму шу мәхсәт үчүн чепип жүрүватимән. | |
Phil | UyCyr | 3:13 | Қериндашлар, мән һәргиз өзәмни бу мәхсәткә йетип болдум, дәп қаримаймән. Лекин мән шундақ қилимәнки, худди жүгрәш мусабиқисидә кәйнигә қаримай жүгрәватқан адәмдәк, мәнму өтүп кәткән ишларни ойлимай, кәлгүсидики нишанға қарап тиришимән. | |
Phil | UyCyr | 3:14 | Йәни Худа Әйса Мәсиһ арқилиқ мени чақирип, асманда мән үчүн тәйярлиған мукапатқа қарап илгириләймән. | |
Phil | UyCyr | 3:15 | Шуниң үчүн аримиздики роһий җәһәттә пишип йетилгәнләрниң һәммисиниң мошундақ ойлишини үмүт қилимән. Әгәр башқичә ой-пикриңлар болса, Худа буниму силәргә очуқ көрситип бериду. | |
Phil | UyCyr | 3:16 | Қандақ болушидин қәтъий нәзәр, биз Худа бизгә көрситип бәргән һәқиқәттә чиң турушимиз керәк. | |
Phil | UyCyr | 3:17 | Қериндашлар, мени үлгә қилиңлар, шундақла силәр бизни үлгә қилған кишиләрдинму үгиниңлар. | |
Phil | UyCyr | 3:18 | Чүнки силәргә көп қетим ейтқинимдәк, һазирму көз яшлиримни төкүп туруп, шуни қайта ейтимәнки, өзлирини мәсиһий дәвалған нурғун кишиләр Әйса Мәсиһниң чапрас яғачтики қурванлиғини көзгә илмай, Униң дүшмәнлиридәк жүрмәктә. | |
Phil | UyCyr | 3:19 | Бундақларниң ақивити мәңгүлүк һалакәттур. Уларниң Худаси өзиниң қарнидур. Уларниң махтинидиғини номуссиз ишлардур. Улар пәқәт бу дунияниң ишлиринила ойлайду. | |
Phil | UyCyr | 3:20 | Һалбуки, бизниң һәқиқий маканимиз асманда. Биз асмандики Қутқазғучимиз болған Рәббимиз Әйса Мәсиһниң асмандин келишини интизарлиқ билән күтмәктимиз. | |