RUTH
Chapter 4
Ruth | UyCyr | 4:1 | Шу арида Боаз шәһәр дәрвазисиға берип, у йәрдә олтарди. Узун өтмәй өзи ейтқан Әлимәләкниң әң йеқин туққиниму у йәрдин өтүп қалди. Боаз униңға: — Бурадәр, бу йәргә келип олтар! — дәп чақирди, у келип олтарди. | |
Ruth | UyCyr | 4:2 | Боаз йәнә шәһәрдин он нәпәр йәрлик пешқәдәмлирини тәклип қилип, уларниму бу йәрдә олтарғузди. Көпчилик олтирип болғандин кейин, | |
Ruth | UyCyr | 4:3 | у һелиқи туққиниға: — Бурадиримиз Әлимәләкниң аяли Наоми Моабтин қайтип келип, өзлиригә тәвә зиминини сатмақчи болуватиду. | |
Ruth | UyCyr | 4:4 | Шуңа сени бу иштин хәвәрләндүрмәкчимән. Әгәр сән бу йәрни елишни халисаң, мошу йәрдә олтарған пешқәдәмләр вә хәлиқ алдида алғин. Әгәр халимисаңму мәйли, очуқ ейтқин, буни мениң елишим керәк, чүнки алди билән сениң елиш һоқуқуң бар. Андин кейин новәт маңа келиду, — деди. Һелиқи туққини: — Алимән, — деди. | |
Ruth | UyCyr | 4:5 | Боаз униңға: — Хоп! Әгәр сән у зиминни Наомидин алсаң, мәрһумниң моаблиқ тул аяли Рутниму некайиңға елип, мәрһумниң намини сақлап қелиш үчүн әвлат қалдуруп, әвладиға бу йәрни мирас қилишиң керәк, — деди. | |
Ruth | UyCyr | 4:6 | У киши: — Ундақта бу йәрни елиш һоқуқумдин ваз кечимән, чүнки балилиримға қалидиған мирас бөлүнүп кетидикән. Сән алғин! Мән алалмаймән, — дәп җавап бәрди. | |
Ruth | UyCyr | 4:7 | Әйни вақитларда исраиллиқларниң мал-мүлүк, сода-сетиқ ишлирида мундақ бир адәт бар еди. У болсиму, сатқучи өз аяқ кийимини йешип, алғучиға берәтти. Улар сода-сетиқниң пүткәнлигини мошу усул билән ипадиләтти. | |
Ruth | UyCyr | 4:9 | Боаз у йәрдики ақсақаллар һәм җамаәткә: — Әй җамаәт, гепимгә қулақ селиңлар! Бүгүн һәммиңлар гувачи, мән Наомидин Әлимәләкниң мираси, йәни Килйон билән Маһлонға тәвә болған йәр-зиминларни өзәмниң илкимгә алимән. | |
Ruth | UyCyr | 4:10 | Шуниң билән биллә өлгән кишиниң мирасиға варис қалдуруш үчүн һәм униң наминиң бурадәрлирим арисида унтулуп қелип, өз жути ичидә өчмәслиги үчүн, мәрһум Маһлонниң аяли моаблиқ Рутниму әмримгә алимән. Бүгүн силәр бу ишларға гува болғайсиләр, — деди. | |
Ruth | UyCyr | 4:11 | Дәрвазиниң йенидики ақсақаллар вә җамаәт: — Шундақ, биз гувачидурмиз. Пәрвәрдигар Яқупниң аяллири Раһилә билән Леяһқа нурғун пәрзәнт бәргинидәк, аялиң Рутқиму көп пәрзәнт ата қилғай. Әврата уруқ-җамаитидә бай болғайсән. Бәйтләһәмдә намиң иззәт-аброй тапқай. | |
Ruth | UyCyr | 4:12 | Пәрвәрдигар бу яш аялдин саңа нурғун әвлат ата қилғай, уруқ-җамаитиңни Тамарниң Йәһудаға туғуп бәргән оғли Парәсниң уруқ-җамаитигә охшаш ават қилғай, — дәп дуа қилишти. | |
Ruth | UyCyr | 4:13 | Шундақ қилип, Боаз Рутни әмригә елип, улар бир тәһийигә баш қойди. Пәрвәрдигарниң қудрити билән Рут һамилдар болуп, бир оғул туғди. | |
Ruth | UyCyr | 4:14 | Шәһәрдики аяллар Наомиға: — Пәрвәрдигарға мәдһийиләр ейтилсун! У бүгүн сизгә таянч болидиған бир нәврә ата қилди. Униң нами Исраилда иззәт-аброй тапсун. | |
Ruth | UyCyr | 4:15 | Сиз үчүн йәттә оғулдинму әвзәл келиниңиз сизгә муһәббәт көрсәтти, һазир у сизгә бир нәврә туғуп бәрди. Бу нәвриңиз сизгә йеңи һаятий күч бәхит етип, қерип қалған вақтиңизда таянчиңиз болиду, — дейишти. | |
Ruth | UyCyr | 4:17 | Хошна аяллар бәс-бәстә: — Наоми бир оғул нәврилик болди! — дейишип, балиға Обид дәп ат қойди. Обид болса Йишайниң атиси еди. Йишай болса падиша Давутниң атиси еди. | |
Ruth | UyCyr | 4:18 | Парәстин Давутқичә болғанларниң нәсәбнамиси: Парәс Һесронниң атиси, Һесрон Рамниң атиси, Рам Амминадабниң атиси, Амминадаб Наһшонниң атиси, Наһшон Салмонниң атиси, Салмон Боазниң атиси, Боаз Обидниң атиси, Обид Йишайниң атиси, Йишай болса Давутниң атисидур. | |
Ruth | UyCyr | 4:19 | Парәстин Давутқичә болғанларниң нәсәбнамиси: Парәс Һесронниң атиси, Һесрон Рамниң атиси, Рам Амминадабниң атиси, Амминадаб Наһшонниң атиси, Наһшон Салмонниң атиси, Салмон Боазниң атиси, Боаз Обидниң атиси, Обид Йишайниң атиси, Йишай болса Давутниң атисидур. | |
Ruth | UyCyr | 4:20 | Парәстин Давутқичә болғанларниң нәсәбнамиси: Парәс Һесронниң атиси, Һесрон Рамниң атиси, Рам Амминадабниң атиси, Амминадаб Наһшонниң атиси, Наһшон Салмонниң атиси, Салмон Боазниң атиси, Боаз Обидниң атиси, Обид Йишайниң атиси, Йишай болса Давутниң атисидур. | |
Ruth | UyCyr | 4:21 | Парәстин Давутқичә болғанларниң нәсәбнамиси: Парәс Һесронниң атиси, Һесрон Рамниң атиси, Рам Амминадабниң атиси, Амминадаб Наһшонниң атиси, Наһшон Салмонниң атиси, Салмон Боазниң атиси, Боаз Обидниң атиси, Обид Йишайниң атиси, Йишай болса Давутниң атисидур. | |