Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
II CORINTHIANS
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 6
II C UyCyr 6:1  Биз Худа билән биллә хизмәт қилғучи сүпитидә Худаниң меһир-шәпқитиниң силәрдә бекарға кәтмәслигини өтүнимиз.
II C UyCyr 6:2  Чүнки Худа мундақ дәйду: «Вақит-саати кәлгәндә, саңа қулақ салимән, Қутқузулуш күнидә саңа меһриванлиқ қилимән». Силәргә ейтип қояйки, Худаниң «Вақит-саати» дегини һазирдур, Худа­ниң қутқузуш күни бүгүндур.
II C UyCyr 6:3  Башқиларниң ишәнчигә тосалғу болидиған ишларни қилип, әлчилик хизмитимизгә дағ кәлтүрмәйватимиз.
II C UyCyr 6:4  Бәлки һәммә ишта Худаниң хизмәткарлири екәнлигимизни көрситип, һәр хил мүшкүл­лүк, аваричилик вә җапа-мәшәқәтләргә бәрдашлиқ бериватимиз.
II C UyCyr 6:5  Таяқ йедуқ, зинданда яттуқ, топилаңчиларниң паракәндичи­лик­лиригә дуч кәлдуқ, һалимиздин кәткидәк ишлидуқ, уйқисиз қалдуқ вә ачарчилиқларға учридуқ.
II C UyCyr 6:6  Паклиғимиз, әқил-параситимиз, сәвир-тақитимиз, меһриванлиғимиз, сәмимий муһәббитимиз вә Муқәддәс Роһтин кәлгән күч билән өзимизниң Худаниң хизмәткарлири екән­лигимизни көрсәттуқ.
II C UyCyr 6:7  Худаниң һәқиқитини йәткүздуқ, Худаниң қудритиниң биз билән биллә екәнлигини намайән қилдуқ. Һәққаний­лиқни өзимизгә қурал қилип, түрлүк һуҗумларға зәрбә бериш билән биргә өзимизниму қоғдидуқ.
II C UyCyr 6:8  Һөрмәткиму сазавәр болдуқ, һақарәт­ләр­гиму учридуқ. Әйипкиму буйрулдуқ, махташқиму муйәссәр болдуқ. Кишиләр бизни алдамчиму деди, бирақ биз дурус кишиләр­миз.
II C UyCyr 6:9  Тонулмиған әрзимәс кишиләрдәк қаралсақму, лекин һәммигә тонуш­миз. Өлүм гирдавида болсақму, лекин йәнила һаятмиз. Таяқ йегән болсақму, өлтүрүлмидуқ.
II C UyCyr 6:10  Қайғу-әләмдә болсақму, һемишәм шат-хораммиз. Намрат болсақму, нурғун кишиләрни роһий җәһәттә бай қиливатимиз. Һеч нәрсимиз йоқ болсиму, һәммигә егимиз.
II C UyCyr 6:11  Әй коринтлиқлар, силәргә очуқ-ашкарә сөзлидуқ, силәргә бағри­мизни кәң ачтуқ.
II C UyCyr 6:12  Силәрдин муһәббитимизни айимидуқ, лекин силәр биздин муһәббитиңларни айидиңлар.
II C UyCyr 6:13  Мән силәргә өз пәрзәнт­лиримгә ейтқандәк ейтайки, кәң қосақ болуп, бизгә худди биз силәргә муамилә қилғандәк муамилә қилиңлар.
II C UyCyr 6:14  Ишәнмәйдиғанлар билән бир боюнтуруққа кирмәңлар. Чүнки һәққанийлиқ билән һәққанийсизликниң оттурисида қандақму ортақ­лиқ болсун?! Йоруқлуқ билән қараңғулуқ қандақму чиқиша­лисун?!
II C UyCyr 6:15  Мәсиһ билән шәйтан қандақму келишәлисун?! Мәсиһийләр билән мәсиһий әмәсләрниң немә ортақлиғи болсун?!
II C UyCyr 6:16  Худаниң ибадәт­ханиси билән бутлар арисида қандақму бирлик болсун?! Биз мәңгү һаят Худаниң ибадәтханиси. Худди Худаниң ейтқинидәк: «Хәлқим ичидә туримән, Уларниң арисида жүримән. Уларниң Худаси болимән, Уларму Мениң хәлқим болиду».
II C UyCyr 6:17  Шуниң үчүн Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Ишәнмәйдиғанлардин айрилип нери туруңлар. Напак ишларға йеқин йолимаңлар, Шунда Мән силәрни қобул қилимән». «Һәммигә қадир Пәрвәрдигар йәнә:
II C UyCyr 6:18  ‹ Силәргә Ата болимән. Силәрму Мениң оғул-қизлирим болисиләр ›, дәйду».