Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JAMES
1 2 3 4 5
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 3
Jame UyCyr 3:1  Қериндашлирим, мәсиһийләр җамаитидә һәммиңларла тәлим бәргүчи болувалмаңлар! Силәргә мәлумки, Худа биз тәлим бәргү­чиләрни башқилардин техиму еғир сораққа тартиду.
Jame UyCyr 3:2  Һәммимиз көп хаталишимиз, һалбуки, тилда хаталашмиған киши өзини һәр җәһәт­тин тизгинләп, пишип йетилгән киши болиду.
Jame UyCyr 3:3  Биз атларни тизгин­ләш үчүн уларниң ағзиға еғиздуруқ салимиз, буниң билән уларни халиған йеримизгә маңдуралаймиз.
Jame UyCyr 3:4  Йәнә мәсилән, кемә шунчилик чоң болсиму, йәнә келип күчлүк боран униңға шунчә қаттиқ урулсиму, лекин һайдиғучи кичиккинә руль арқилиқ уни халиған йеригә һайдалайду.
Jame UyCyr 3:5  Шуниңға охшаш, гәрчә тил тенимизниң кичик бир әзаси болсиму, лекин чоң ишларға сәвәп болалайду. Кичиккинә бир от учқунниң чоң орманға от қоюветәләйдиғанлиғини ойлап беқиңлар.
Jame UyCyr 3:6  Тил дәл шу от учқуниға охшайду. У һәр хил қилмишниң мәнбәси вә әзалиримиз ичидики бузғунчи болуп, пүтүн бәдинимизни булғалайду. Бу от дозақ отидин йеқилса, һаятимизни вәйран қиливетәләйду.
Jame UyCyr 3:7  Инсанлар явайи һайванатлар, учар қанатлар, йәр беғирлиғучи һайванлар вә су мәхлуқатлирини тизгинләләйду һәм уларни аллибурун тизгинлиди.
Jame UyCyr 3:8  Амма тилни һеч ким тизгинләлмәйду. Тил тизгинлигили болмайдиған бир осал нәрсә болуп, у худди җанға зәмин болидиған зәһәргә охшаштур.
Jame UyCyr 3:9  Биз тилимиз билән Худа Атимизни мәдһийиләй­миз, йәнә шу тилимиз билән Худа Өз обризиға охшаш қилип яратқан инсанларни қарғаймиз.
Jame UyCyr 3:10  Демәк, бир еғиздин һәм мәдһийә, һәм ләнәт чиқиду. Қериндашлирим, бундақ болмаслиғи керәк!
Jame UyCyr 3:11  Бир булақтин шәрбәтму, зәрдапму чиқамду?
Jame UyCyr 3:12  Қериндашлирим, әнҗир дәриғи зәйтунниң мевисини бәрмәйду, үзүм ғоли әнҗирниң мевисини бәрмәйду. Шәрбәт булиғидин зәрдапму чиқмайду.
Jame UyCyr 3:13  Араңларда ким әқил-парасәтлик болса, у өз һаятида кәмтарлиқ билән қилған яхши ишлири арқилиқ өзиниң әқил-параситини көрсәтсун.
Jame UyCyr 3:14  Лекин қәлбиңларда көрәлмәслик вә шәхсийәтчилик болса, әқил-парасәтликмән, дәп өзәңлардин махтанмаңлар. Әгәр махтансаңлар, ялған сөзләп, һәқиқәтни йоққа чиқарған болисиләр.
Jame UyCyr 3:15  Бу дунияға вә инсан тәпәккүригә хас болған бундақ «әқил-парасәт» Худадин кәлгән әмәс, бәлки шәйтандин кәлгән.
Jame UyCyr 3:16  Көрәлмәслик вә шәхсийәтчилик болғанла йәрдә қалаймиқанчилиқ вә һәр хил яман­лиқлар болиду.
Jame UyCyr 3:17  Лекин бир адәмдә Худадин кәлгән әқил-парасәт болса, у алди билән пак, андин течлиқпәрвәр, хуш пеил, кәмтар вә рәһимдил болуп, униң һаяти яхши мевиләр билән толған болиду. У йәнә айримчилиқ вә сахтипәзлик қилмайду.
Jame UyCyr 3:18  Течлиқ издигүчиләр течлиқ уруғини чачиду вә униңдин адаләт мевисини алиду.