Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
ROMANS
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 13
Roma UyCyr 13:1  Һәммә адәм һөкүмәткә бойсунуши керәк. Чүнки һәр қандақ һакимийәт Худадин кәлгән һәм һөкүмәтни Худа Өзи тиклигән.
Roma UyCyr 13:2  Шуниң үчүн һөкүмәткә қаршилиқ қилғучилар Худаниң орунлаш­турушиға қаршилиқ қилған болиду. Бундақ қаршилиқ қилғучилар һөкүмәт тәрипидин җазаға тартилиду.
Roma UyCyr 13:3  Тоғра йолда маңғанлар һөкүмәт әмәлдарлиридин қорқмайду, лекин яман йолда маңғанлар униңдин қорқиду. Һөкүмәт әмәлдарлиридин қорқушни халимаймән десәң, ундақта тоғра йолда маң. У чағда һөкүмәт әмәлдарлириниң махтишиға сазавәр болисән.
Roma UyCyr 13:4  Чүнки һөкүмәт әмәлдарлири Худаниң хизмәтчилири болуп, улар сениң мәнпийитиң үчүн ишләйду. Лекин яман йолда маңсаң, әлвәттә қорқушуң керәк. Чүнки һөкүмәт әмәлдар­лириниң җазалаш һоқуқи бардә! Улар Худаниң хизмәтчиси болуп, яман йолда маңғучиларни җазалашқа тайинланған.
Roma UyCyr 13:5  Шуниң үчүн һөкү­мәт әмәлдарлириға бойсунуш керәк, бу пәқәт җазалиништин сақли­ниш үчүнла әмәс, бәлки Худа алдидиму вижданлиқ болуш үчүндур.
Roma UyCyr 13:6  Баҗ тапшурушуңларниң сәвәвиму мана шудур. Һөкүмәт әмәлдар­лири болса, Худаниң мәхсус бу ишларни башқуруп беридиған хизмәт­карлиридур.
Roma UyCyr 13:7  Һәр кимгә өзигә тегишлик һәққини төләңлар. Ғәллә-парақ жиққучиға ғәллә-парақни, баҗ жиққучиға баҗни тапшуруңлар, һөрмәт қилишқа тегишлик болғанларни һөрмәт қилиң­лар, иззәтләшкә тегишлик болғанларни иззәтләңлар.
Roma UyCyr 13:8  Меһир-муһәббәт көрситиштә өз-ара бир-бириңларға қәриздар болғандин башқа, һеч кимгә һеч қандақ қәриздар болмаңлар. Чүнки башқиларни сөйгән киши Тәврат қануниниң тәливини әмәлгә ашурған болиду.
Roma UyCyr 13:9  «Нека садиқлиғини бузма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, башқиларниң тәәллуқатлириға көз қириңни салма» дегән пәризләр вә буниңдин башқа барлиқ пәризләр «Хошнаңни өзәңни сөйгәндәк сөй» дегән бу әмиргә жиғинчақланған.
Roma UyCyr 13:10  Башқи­ларни сөйгән киши уларға яманлиқ қилмайду, шуниң үчүн меһир-муһәббәт Тәврат қануниниң тәливини әмәлгә ашуриду.
Roma UyCyr 13:11  Һазир муһим бир дәвирдә яшаватқанлиғимизни билип, буларни силәргә дәватимән. Уйқидин ойғинидиған вақтиңлар йетип кәлди, чүнки бизниң дәсләпки ишәнгән вақтимизға қариғанда, әң ахирқи үзүл-кесил қутқузулуш күнүмиз техиму йеқинлап қалди.
Roma UyCyr 13:12  Қараңғу кечә өтүп кәтти, күндүз, йәни Әйса Мәсиһниң қайтип келидиған күни йеқинлап қалди, шуңа қараңғулуқниң ишлирини ташлап, йоруқ­луқниң савутини кийиңлар.
Roma UyCyr 13:13  Әйш-ишрәт вә шарапхорлуққа, җинсий әхлақсизлиқ вә бузуқчилиқ, урушқақлиқ вә көрәлмәсликкә берилмәңлар. Йоруқлуқтики кишиләрдәк пак һаят кәчүрүңлар.
Roma UyCyr 13:14  Әйса Мәсиһниң тәбиитини өзәңларға өзләштүрүңлар. Гунакар тәбиитиңлардики арзу-һәвәсләрни қандурушни ойлимаңлар.