ROMANS
Chapter 16
Roma | UyCyr | 16:1 | Кенһерийә шәһиридики мәсиһийләр җамаитиниң хизмәтчиси болған сиңлимиз Фибини силәргә тонуштуримән. | |
Roma | UyCyr | 16:2 | Силәр уни Рәббимизгә мәнсүп дәп қарап, Худаниң муқәддәс хәлқидә болушқа тегишлик қизғинлиқ билән күтүвалғайсиләр. Униң силәрдин күткән һәр қандақ еһтияҗиға ярдәм қилғайсиләр, чүнки у нурғун кишиләргә, шуниңдәк маңиму чоң ярдәм қилған. | |
Roma | UyCyr | 16:3 | Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиш йолида биргә ишлигән хизмәтдашлирим Прискила билән ери Аквилаға салам ейтқайсиләр. | |
Roma | UyCyr | 16:4 | Улар мениң үчүн өз һаятиниң хейим-хәтәргә учришиға қаримиди. Ялғуз мәнла әмәс, йәһудий әмәс һәммә мәсиһийләр җамаитиму улардин миннәтдардур. | |
Roma | UyCyr | 16:5 | Уларниң өйидә җәм болидиған мәсиһийләр җамаитигиму салам ейтқайсиләр. Асия өлкисидә биринчи болуп Әйса Мәсиһкә ишәнгән сөйүмлүк Епениткә салам ейтқайсиләр. | |
Roma | UyCyr | 16:7 | Зинданда мән билән биллә ятқан йәһудий қериндашлирим Андорник вә Юнийәгә салам ейтқайсиләр. Улар мәндин бурун Әйса Мәсиһкә ишәнгән болуп, тонулған әлчиләрдур. | |
Roma | UyCyr | 16:9 | Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиш йолида биргә ишлигән хизмәтдишимиз Урбан вә қәдирлик Стахисларға салам ейтқайсиләр. | |
Roma | UyCyr | 16:10 | Синақлардин өткән, Әйса Мәсиһкә баштин-ахир садиқ болуп кәлгән Апелисқа салам ейтқайсиләр. Аристовулниң аилисидики мәсиһийләргә салам ейтқайсиләр. | |
Roma | UyCyr | 16:11 | Йәһудий қериндишим Һиродийонға, Наркисниң аилисидикиләрдин Рәббимизгә мәнсүп болғанларға салам ейтқайсиләр. | |
Roma | UyCyr | 16:12 | Рәббимизниң хизмитидә җапалиқ ишләватқан Трифена вә Трифоса ханимларға салам ейтқайсиләр. Рәббимизниң хизмитидә җапалиқ ишләватқан қәдирлик достум Персис ханимға салам ейтқайсиләр. | |
Roma | UyCyr | 16:13 | Рәббимизниң хизмитидә алаһидә тонулған Руфусқа вә униң маңа анилиқ меһрини йәткүзгән анисиға салам ейтқайсиләр. | |
Roma | UyCyr | 16:14 | Асинкрит, Филигон, Һермис, Патровас, Һермис вә улар билән дайим җәм болидиған қериндашларға салам ейтқайсиләр. | |
Roma | UyCyr | 16:15 | Филолог вә Юляға, Нерий вә униң сиңлисиға, Олимпас вә улар билән дайим җәм болидиған барлиқ мәсиһийләргә салам ейтқайсиләр. | |
Roma | UyCyr | 16:16 | Бир-бириңлар билән меһриванларчә саламлишиңлар. Бу йәрдики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған һәммә җамаәттин силәргә салам. | |
Roma | UyCyr | 16:17 | Қериндашлар, силәрдин шуни өтүнимәнки, силәр үгәнгән тәлимгә зит тәлим бериш билән араңларда бөлүнүш вә ишәнчиңларда тәвриниш пәйда қилидиған кишиләрдин пәхәс болуңлар, улардин жирақлишиңлар. | |
Roma | UyCyr | 16:18 | Бундақ кишиләр Рәббимиз Әйса Мәсиһкә әмәс, бәлки өз нәпси үчүн хизмәт қилиду. Улар силиқ-сипайә гәпләр вә хошамәтчилик қилиш билән саддә адәмләрниң каллисини қаймуқтуриду. | |
Roma | UyCyr | 16:19 | Силәрниң Рәббимизгә бойсунидиғанлиғиңлардин һәммә хәвәр тапти, шуңа силәрдин наһайити хурсәнмән. Бирақ яхши ишларни қилишта дана болушуңларни, яман ишлардин хали болушуңларни халаймән. | |
Roma | UyCyr | 16:20 | Аманлиқ бәргүчи Худа узун өтмәй шәйтанни аяқ астиңларда езиду. Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай. | |
Roma | UyCyr | 16:21 | Хизмәтдишим Тимотий вә йәһудий қериндашлирим Луки, Ясун һәм Сосипатерлардин силәргә салам. | |
Roma | UyCyr | 16:22 | (Мәнки ушбу хәтни Павлусниң ейтқанлири бойичә йезип бериватқан Тертийму Рәббимиз йолида силәргә салам йоллаймән.) | |
Roma | UyCyr | 16:23 | Мәнки Павлусқа вә өз өйидә җәм болидиған пүтүн мәсиһийләр җамаитигә саһипханлиқ қилидиған Гаюстин силәргә салам. Шәһәрниң ғәзничиси Ераст вә қериндишимиз Квартлардин силәргә салам. { | |
Roma | UyCyr | 16:24 | Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай, амин!} (25)Барлиқ шан-шәрәп Худаға мәнсүп болғай! Худа мән йәткүзгән Хуш Хәвәр арқилиқ ишәнчиңларни мустәһкәмләйду. Бу Хуш Хәвәр болса, Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәр болуп, у қедимдин бери сақлинип кәлгән сирдур. (26)Әнди бу сир Худаниң әмри бойичә вә бурунқи Пәйғәмбәрләрниң Язмилирида йезилғинидәк ашкариланди һәм йәһудий әмәсләрниң Әйса Мәсиһкә ишинип, Униңға бойсунуши үчүн уларға йәткүзүлмәктә. (27)Барлиқ шан-шәрәп Әйса Мәсиһ арқилиқ дана вә ялғуз Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин! | |