Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
ROMANS
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 9
Roma UyCyr 9:1  Мән Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғим үчүн, һәқиқәтни сөзләй­мән, ялған сөзлимәймән. Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә болған вижданимму буниңға испат болалайду.
Roma UyCyr 9:2  Демәкчи болғиним, исраил­лар, йәни йәһудийларниң Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнлигигә кәлсәк, мән улар үчүн интайин көп ғәм-қайғу қиливатимән, қәлбимму һемишәм азап ичидә өртиниватиду.
Roma UyCyr 9:3  Әгәр мениң Худа тәрипидин ләнәт астида қелип, Әйса Мәсиһтин айрилип қелишим қериндаш­лирим вә җан-җигәрлирим болған исраилларниң қутқузулуши үчүн ярдәм берәлисә, мән мундақ қилишқиму рази болаттим.
Roma UyCyr 9:4  Исраиллар болса Худаниң таллиған хәлқидур. Худа уларға пәрзәнтлик салаһийи­тини бәрди. Өз улуқлуғини көрсәтти, улар билән келишимләрни түзүп, уларға Тәврат қанунини ата қилди. Исраиллар Худаға һәқиқий ибадәт қилишни үгинип, Худаниң вәдилиригә еришти.
Roma UyCyr 9:5  Улар Ибраһим, Исһақ вә Яқупларниң әвлатлиридур. Әйса Мәсиһму улар­ниң Әвлади болуп, бу дунияға инсан тенидә кәлди. У барлиқ мәвҗудат үстидин һөкүм сүридиған, мәңгү мәдһийилинидиған Худадур, амин!
Roma UyCyr 9:6  Мән һәргизму исраилларниң Әйса Мәсиһни рәт қилғанлиғи билән Худаниң уларға қилған вәдиси бекар болди, демәкчи әмәс­мән. Чүнки Худаниң нәзәридә Исраилниң әвлади болғанларниң һәммисила һәқиқий исраил һесапланмайду.
Roma UyCyr 9:7  Гәрчә улар Ибраһимниң әвлатлири болсиму, Худаниң нәзәридә уларниң һәммисила Ибраһим­ниң пәрзәнтлири һесапланмайду. Муқәддәс Язмиларда Худа әҗдади­миз Ибраһимға: «Мән саңа вәдә қилған әвлатлириң Исһақтин келип чиқиду», дегән.
Roma UyCyr 9:8  Демәк, җисманий җәһәттин Ибраһимниң әвлатлириниң һәммисила Худаниң пәрзәнтлири болувәрмәйду. Пәқәт Худаниң Ибраһимға қилған вәдисигә асасән туғулған әвлатларла Худаниң пәрзәнтлиридур.
Roma UyCyr 9:9  Чүнки Исһақниң туғулуши тоғрисида Худа әҗдадимиз Ибраһимға вәдә бәргән. Бу вәдә мундақ еди: «Келәр жили бу чағда қайта келимән, шу чағда аялиң Сарә бир оғулға ана болиду».
Roma UyCyr 9:10  Буниңдин башқа, Рибәқа әҗдадимиз Исһақтин қош гезәккә һамил­дар болғанда,
Roma UyCyr 9:11  Худа униңға: «Чоңи кичигигә хизмәт қилиду», дегән еди. Чүнки бир атидин болған бу қош гезәкләр, йәни Әсав билән Яқуп техи туғулмиған, демәк улар бирәр яхши яки яман ишму қилмаста, Худа аллиқачан улардин бирини таллиған еди. Буниңдин шуни көрүвалғили болидуки, Худаниң адәмләрни таллиши уларниң қилған әмәлиятиға әмәс, пәқәт Өзиниң ирадисигә, йәни Өз чақириғиға асаслан­ған.
Roma UyCyr 9:12  Худа униңға: «Чоңи кичигигә хизмәт қилиду», дегән еди. Чүнки бир атидин болған бу қош гезәкләр, йәни Әсав билән Яқуп техи туғулмиған, демәк улар бирәр яхши яки яман ишму қилмаста, Худа аллиқачан улардин бирини таллиған еди. Буниңдин шуни көрүвалғили болидуки, Худаниң адәмләрни таллиши уларниң қилған әмәлиятиға әмәс, пәқәт Өзиниң ирадисигә, йәни Өз чақириғиға асаслан­ған.
Roma UyCyr 9:13  Бу худди Муқәддәс Язмиларда: «Яқупни таллидим, Әсав­ни рәт қилдим», дәп йезилғинидәк.
Roma UyCyr 9:14  Ундақта, буларға немә дәймиз? Бу йәрдә Худани адил әмәс дәймиз­му? Яқ, әлвәттә ундақ әмәс!
Roma UyCyr 9:15  Чүнки Худа Муса пәйғәмбәргә мундақ дегән: «Кимгә меһриванлиқ қилғум кәлсә, шуниңға меһриванлиқ қилимән, Кимгә ич ағритқум кәлсә, шуниңға ич ағритимән».
Roma UyCyr 9:16  Демәк, Худа кимгә рәһимдиллик көрситишни Өзи таллайду. Бу инсанниң ирадисигә яки уларниң тиришчанлиғиға бағлиқ әмәс, бәлки Худаниң рәһимдиллигигә бағлиқтур.
Roma UyCyr 9:17  Худа Муқәддәс Язмиларда Мисирниң падишасиға мундақ дегән: «Мениң сени тиклишимдики мәхсәт — пәқәт сениң үстүңдә күчүмни аян қилип, намимни пүтүн йәр-зиминға тарқитиштур».
Roma UyCyr 9:18  Демәк, Худа халиғиниға рәһим қилиду, халиғинини җаһиллаштуриду.
Roma UyCyr 9:19  Бундақ болғанда, бәлким араңлардин бәзиләр маңа: «Һәммә ишни Худа бәлгүләйдиған турса һәм биз Униң ирадисигә қарши чиқалмайдиған турсақ, Худа немә үчүн йәнә бизни әйипләйду?» дейиши мүмкин.
Roma UyCyr 9:20  Бирақ, әй инсан, Худа билән такаллишидиған сән кимсән? Бир сапал қача өзини ясиған хумданчиға: «Мени немә үчүн бундақ ясидиң?» дәләләмду?
Roma UyCyr 9:21  Хумданчиниң бир калләк лайдин алаһидә ишлитилидиған яки адәттә ишлитилидиған қача ясаш һоқуқи йоқму?
Roma UyCyr 9:22  Худада әйнә шундақ һоқуқ йоқму?! Худа гуна қилғанларға әсли Өз ғәзивини вә күч-қудритини көрсәтмәкчи болған еди. Лекин У бу һалакәт гирдавиға берип қалғанларға ғәзивини көрсәтмәй, бәлки сәвирчанлиқ билән уларға кәңчилик қилди.
Roma UyCyr 9:23  Худаниң мәхсити Өзиниң рәһим-шәпқитиниң нишани болған бизләргә Өзиниң йүксәк улуқлуғини көрситиш үчүндур. Чүнки биз бу улуқлуққа еришишкә алдин-ала талланған.
Roma UyCyr 9:24  Биз Худа тәрипидин чақирилғанлар болуп, йәһудийлар арисидинла әмәс, бәлки йәһудий әмәсләр арисидинму чақирилғанмиз.
Roma UyCyr 9:25  Бу худди Муқәддәс Язмиларда Худаниң Һошия пәйғәмбәр арқилиқ ейтқинидәк: «Әсли хәлқим һесапланмиған хәлиқни хәлқим, Әсли сөйгәнлирим һесапланмиғанларни сөйгәнлирим дәймән». Һошия пәйғәмбәр йәнә ейтқанки:
Roma UyCyr 9:26  «Бурун Худа уларни: ‹ Силәр Мениң хәлқим һесапланмайсиләр ›, дегән болсиму, Лекин кәлгүсидә Худа уларға: ‹ Мәңгү һаят Худаниң пәрзәнтлири ›, дәп нам бериду».
Roma UyCyr 9:27  Йәшая пәйғәмбәрму исраиллар тоғрисида мундақ җакалиған еди: «Исраилларниң сани деңиз әтрапидики қумдәк көп болсиму, лекин уларниң наһайити аз бир қисми қутқузулиду.
Roma UyCyr 9:28  Чүнки Пәрвәрдигар бу дуния үстидин чиқарған һөкүмләрни тәл-төкүз вә тез иҗра қилиду».
Roma UyCyr 9:29  Йәшая пәйғәмбәр йәнә алдин-ала ейтқинидәк: «Әгәр һәммигә қадир Пәрвәрдигар бизниң нәслимизни сақлап қалмиған болса, Бизму Худа от яғдуруп йоқ қиливәткән Содом вә Гомора шәһиридикиләрдәк болаттуқ».
Roma UyCyr 9:30  Ундақта, буни мундақ жиғинчақлаймиз: һәққанийлиқни издими­гән йәһудий әмәсләр Худа тәрипидин һәққаний адәм дәп җакаланди, улар Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ буниңға еришти.
Roma UyCyr 9:31  Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ һәққанийлиқни издигән исраиллар, йәни йәһудийлар болса, униңға еришәлмиди.
Roma UyCyr 9:32  Бу немә үчүн? Чүнки улар ишәнчкә әмәс, бәлки яхши әмәллиригә тайинип һәққаний адәм дәп җакалинишқа тиришти. Буниң билән улар Ташқа, йәни Әйса Мәсиһкә путлишип жиқилип чүшти.
Roma UyCyr 9:33  Бу худди Худа Муқәддәс Язми­ларда ейтқандәк: «Хәлиқ путлишидиған, Хәлиқни жиқитидиған, Бир Таш Сионға қойдум. Бирақ Униңға ишәнгәнләр һәргиз наүмүттә қалмайду».