Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
ROMANS
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 12
Roma UyCyr 12:1  Шуңа, әй қериндашлар, Худа бизгә шундақ рәһим-шәпқәт көрсәткән екән, өзәңларни Худани хурсән қилидиған, Униңға аталған тирик қурванлиқ сүпитидә Униңға беғишлишиңларни өтүни­мән. Мана бу силәрниң Худаға қилидиған һәқиқий ибадитиңлардур.
Roma UyCyr 12:2  Бу дунияниң еқимлириға әгишип жүрмәңлар, әксичә ой-пикриңлар Худаниң йеңилиши билән пүтүнләй өзгәрсун. Шу чағда Худаниң һаятиңларға болған ирадисини һәм бу ирадиниң нәқәдәр яхши, нәқәдәр хурсән қиларлиқ вә нәқәдәр мукәммәл екәнлигини биләләй­силәр.
Roma UyCyr 12:3  Худаниң меһир-шәпқити маңа ата қилинғанлиғи үчүн, һәр бириң­­ларға шуни ейтимәнки, өзәңларни артуқчә баһалимаңлар. Әксичә еғир-бесиқлиқ билән Худа силәргә бәргән ишәнч җәһәттики қабилийитиңларға қарап өзәңларни чағлап көрүңлар.
Roma UyCyr 12:4  Бизниң тенимиз көплигән әзалардин тәркип тапқан һәм һәр бир әзайимизниң охшаш болмиған роли бар.
Roma UyCyr 12:5  Шуниңға охшаш, биз мәсиһийләр көп болсақму, Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн һәммимиз бир тән болуп, бир-биримизгә бағлинип туримиз
Roma UyCyr 12:6  һәм Худаниң бизгә ата қилған меһир-шәпқитигә асасән һәр биримиздә охшаш болмиған қабилийәтләр бар болиду. Әгәр Худаниң силәргә бәргән қабилийити Өзиниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүш болса, Униң силәргә пәйғәмбәрлик сөз арқилиқ сөзләватқанлиғиға ишәнгиниңлардәк, ишәнч билән бу пәйғәмбәрлик сөзни башқиларға йәткүзүңлар.
Roma UyCyr 12:7  Худаниң силәргә бәргән қабилийити башқиларға хизмәт қилиш болса, хизмәт қилиңлар; Худа тоғрисида тәлим бериш болса, тәлим бериңлар;
Roma UyCyr 12:8  илһамландуруш болса, илһамландуруңлар; сәдиқә бериш болса, чин көңлүңлар билән сәдиқә бериңлар; йетәкчилик қилиш болса, җавапкәрчилик билән йетәкчилик қилиңлар; рәһим қилиш болса, хошаллиқ билән қилиңлар.
Roma UyCyr 12:9  Меһир-муһәббитиңлар сахта болмисун. Яманлиқтин жиркиниң­лар, яхши ишларда чиң туруңлар.
Roma UyCyr 12:10  Бир-бириңларни қериндашларчә сөйүп, өз ара қизғин болуңлар. Башқиларни өзәңлардин жуқури көрүп, уларни һөрмәтләңлар.
Roma UyCyr 12:11  Қизғинлиғиңлар совуп кәтмисун. Әксичә оттәк қизғин қәлбиңлар билән Рәббимизгә хизмәт қилиңлар.
Roma UyCyr 12:12  Үмүт ичидә шат-хорам яшаңлар, қийинчилиқларға бәрдашлиқ бериңлар. Һәр вақит дуада болуңлар.
Roma UyCyr 12:13  Худаниң муқәддәс хәлқи ариси­дин еһтияҗи чүшкәнләргә ярдәм қилиңлар вә уларға меһмандост болуңлар.
Roma UyCyr 12:14  Силәргә зиянкәшлик қилғучиларға бәхит тиләңлар. Уларға пәқәт бәхит тиләңларки, уларни қарғимаңлар.
Roma UyCyr 12:15  Хошал болғанлар билән биллә хошал болуңлар, қайғурғанлар билән биллә қайғуруңлар.
Roma UyCyr 12:16  Өз ара инақ өтүңлар, мәғрурланмаңлар. Әксичә төвән дәриҗидики кишиләр билән бериш-келиш қилиңлар. Һәргиз биләрмән болувал­маңлар.
Roma UyCyr 12:17  Һеч кимниң яманлиғиға яманлиқ билән җавап қайтурмаңлар, көпчилик яхши дәп қариған ишларни көңүл қоюп қилиңлар.
Roma UyCyr 12:18  Имканийәтниң баричә көпчилик билән инақ өтүңлар.
Roma UyCyr 12:19  Қәдирлик достлар, интиқам алмаңлар, буни Худаға тапшуруңлар. Чүнки Муқәд­дәс Язмиларда мундақ йезилған: «Пәрвәрдигар дәйдуки, интиқам алғучи Мәндурмән, уни Мән чоқум қилимән».
Roma UyCyr 12:20  Муқәддәс Язмиларда йәнә мундақ йезилған: «Дүшминиң ач болса, уни тойдур, уссиған болса, услиғини қандур. Бундақ қилиш билән униң йүзини чимилди­тип, уни хиҗаләтчиликтә қалдурисән». Силәрму интиқам елишниң орниға шундақ қилиңлар.
Roma UyCyr 12:21  Демәк, яманлиқ алдида тиз пүкмәңлар, яманлиқни яхшилиқ билән йеңиңлар.