ROMANS
Chapter 4
Roma | UyCyr | 4:1 | Ундақта, биз йәһудий әвлатлири атимиз Ибраһимниң һәққаний адәм дәп җакаланғанлиғидин немиләрни биливелишимиз керәк? | |
Roma | UyCyr | 4:2 | Әгәр Ибраһим яхши әмәллири арқилиқ һәққаний адәм дәп җакаланған болса, униң махтинишқа һәққи болатти. Лекин Худаниң алдида униң махтинишқа һәққи йоқ. | |
Roma | UyCyr | 4:3 | Чүнки Муқәддәс Язмиларда мундақ дейилгән: «Ибраһим Худаниң сөзлиригә ишәнди. Худа униң ишәнчини көрүп, уни һәққаний адәм, дәп һесаплиди». | |
Roma | UyCyr | 4:4 | Әмгәк қилғучиниң алғини соға әмәс, бәлки өзиниң еришишкә тегишлик һәққи болуп һесаплиниду. | |
Roma | UyCyr | 4:5 | Лекин бир адәм Худа тәрипидин һәққаний адәм дәп җакаланған болса, бу униң яхши әмәллиридин әмәс, бәлки униң ишәнчидин болған. Чүнки бу адәм гунакарларни һәққаний адәм дәп җакалиғучи Худаға ишиниду. | |
Roma | UyCyr | 4:6 | Давут падишаму Худа бир адәмдә яхши әмәлләрниң бар-йоқлуғиға қаримастин уни һәққаний адәм, дәп һесаплиса, у адәмниң нәқәдәр бәхитлик болидиғанлиғи тоғрисида Муқәддәс Язмиларда мундақ дегән: | |
Roma | UyCyr | 4:9 | Буниңдин қариғанда, бу бәхит ялғуз хәтнә қилинғанлар, йәни йәһудийларғила мәнсүпму? Яқ, ундақ әмәс. У хәтнә қилинмиған, йәни йәһудий әмәсләргиму мәнсүптур. Чүнки биз ейтқандәк: «Худа Ибраһимниң ишәнчини көрүп, уни һәққаний адәм, дәп һесаплиди». | |
Roma | UyCyr | 4:10 | Бу иш қачан болған? Худа Ибраһимни һәққаний адәм дәп һесаплиған чағда Ибраһим хәтнә қилинғанму яки қилинмиғанму? Бу ишлар Ибраһим техи хәтнә қилинмиған вақитта болған еди. | |
Roma | UyCyr | 4:11 | Униң хәтнә қилиниши кейин болди. Бу униң Худа тәрипидин аллиқачан қобул қилинғанлиғини көрситиду. Ибраһимниң бурунла ишәнчи бар болуп, хәтнә пәқәт униң һәққаний адәм дәп һесапланғанлиғиниң бәлгүси болди. Буниң билән Ибраһим хәтнә қилинмиған, лекин Худаға ишинип һәққаний адәм дәп җакаланған йәһудий әмәсләрниң атиси болди. | |
Roma | UyCyr | 4:12 | Әгәр хәтнә қилинғанлар, йәни йәһудийлар өзлириниң хәтнә қилинғанлиғиға таянмай, әҗдадимиз Ибраһимға охшаш, униң хәтнә қилинмиған вақтидики ишәнчи бойичә яшиса, Ибраһим уларниңму атиси болиду. | |
Roma | UyCyr | 4:13 | Худа Ибраһим вә униң әвлатлириға уларниң бу дунияға варислиқ қилидиғанлиғиға вәдә бәргән еди. Бу уларниң Тәврат қануниға әмәл қилғанлиғидин әмәс, бәлки уларниң Худаға ишинип, һәққаний адәм дәп җакаланғанлиғидин болған. | |
Roma | UyCyr | 4:14 | Әгәр Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ Худаниң вәдилиригә еришкили болсиди, у чағда ишәнчниң һеч қандақ қиммити қалмиған, Худаниң вәдисиниңму әһмийити болмиған болатти. | |
Roma | UyCyr | 4:15 | Тәврат қануни бу қанунниң әмир-пәрманлириға әмәл қилмиғанларға Худаниң ғәзивини елип келиду. Қанун болмиса, қанунға хилаплиқ қилишму болмайду. | |
Roma | UyCyr | 4:16 | Шуниң үчүн ишәнчимиз арқилиқ Худаниң бизгә вәдә қилған бәхит-саадитигә еришимиз. Бу биз еришишкә тегишлик һәқ әмәс, бәлки Худаниң меһир-шәпқитидин кәлгән. Бу вәдә Ибраһимниң пүткүл әвлатлири, йәни Ибраһимға охшаш ишәнч йолида маңғанлар үчүн берилгәндур. Мәйли улар йәһудий әмәсләр болсун яки Тәврат қанунидики қаидиләр бойичә яшайдиған йәһудийлар болсун, бу вәдә һәммисиниң бу бәхит-саадәткә еришидиғанлиғиға капаләтлик қилиду. Чүнки Ибраһим барлиқ мәсиһийләрниң атисидур. | |
Roma | UyCyr | 4:17 | Бу худди Муқәддәс Язмиларда Худа Ибраһимға: «Сени нурғун милләтләрниң атиси қилдим», дәп ейтқинидәк. Худаниң нәзәридә Ибраһим һәммимизниң атисидур. Чүнки Ибраһим өлгәнләрни тирилдүридиған, мәвҗудатни йоқлуқтин барлиққа кәлтүридиған Худаға ишәнч бағлиди. | |
Roma | UyCyr | 4:18 | Ата болуш мүмкинчилиги йоқ әһвалдиму, Ибраһим йәнила үмүтини үзмәй, Худаға давамлиқ ишәнч бағлиди. Нәтиҗидә у нурғун милләтләрниң атиси болди. Бу тоғрисида Худа униңға мундақ дегән: «Сениң әвладиң юлтузлардәк сан-санақсиз болиду». | |
Roma | UyCyr | 4:19 | Ибраһим өзиниң йүз яшқа йеқинлап, пәрзәнт тепиш қабилийитидин қалғанлиғини, шундақла аяли Сарәниңму пәрзәнт көрүш қабилийитидин қалғанлиғини билгән болсиму, лекин у йәнила Худаға болған ишәнчини аҗизлаштурмиди. | |
Roma | UyCyr | 4:20 | У Худаниң вәдисидин гуманланмиди. Әксичә униң ишәнчи техиму күчийип, Худани улуқлиди. | |
Roma | UyCyr | 4:23 | Бу айәт ялғуз Ибраһим үчүнла әмәс, бәлки һәққаний адәм дәп һесаплинидиған бизләр, йәни Рәббимиз Әйсани тирилдүргән Худаға ишинидиған бизләр үчүнму йезилған. | |
Roma | UyCyr | 4:24 | Бу айәт ялғуз Ибраһим үчүнла әмәс, бәлки һәққаний адәм дәп һесаплинидиған бизләр, йәни Рәббимиз Әйсани тирилдүргән Худаға ишинидиған бизләр үчүнму йезилған. | |