Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
ROMANS
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 10
Roma UyCyr 10:1  Қериндашлар, мән җан-җигәрим исраилларниң қутқузулу­шини бәкму арзу қилимән һәм буни Худадин дайим тиләймән.
Roma UyCyr 10:2  Шуниңға гувалиқ беримәнки, уларда Худаға нисбәтән һәқиқәтәнму қизғинлиқ бар. Бирақ уларниң бу қизғинлиғи һәқиқий билимгә асасланмиған.
Roma UyCyr 10:3  Чүнки улар Худадин кәлгән һәққаний адәм дәп җака­линиш йолини билмәй, Тәврат қануниға әмәл қилиши билән өзлириниң һәққаний адәм дәп җакалинишиға тиришиду. Буниң билән улар Худадин кәлгән ушбу йолни қобул қилмайду.
Roma UyCyr 10:4  Һалбуки, Әйса Мәсиһ Тәврат қануниниң мәхситини әмәлгә ашурди. Нәтиҗидә Униңға ишәнгән һәммә адәм Худа алдида һәққаний адәм дәп җака­линиду.
Roma UyCyr 10:5  Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ һәққаний адәм дәп җака­ли­нишқа нисбәтән Муса пәйғәмбәр мундақ язған: «Қанунға бойсунған­лар униң әмирлиригә толуқ әмәл қилиш билән һаятлиқ тапалайду».
Roma UyCyr 10:6  Лекин ишәнч арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалинишқа нисбәтән Муқәддәс Язмиларда мундақ дейилгән: «Өз-өзәңлардин: ‹ Асманға ким чиқиду? › (йәни Әйса Мәсиһни елип чүшүш үчүн) яки болмиса ‹ Гөргә ким чүшиду? › (йәни Әйса Мәсиһни өлүкләр арисидин елип чиқиш үчүн) дәп сорап жүрмәңлар».
Roma UyCyr 10:7  Лекин ишәнч арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалинишқа нисбәтән Муқәддәс Язмиларда мундақ дейилгән: «Өз-өзәңлардин: ‹ Асманға ким чиқиду? › (йәни Әйса Мәсиһни елип чүшүш үчүн) яки болмиса ‹ Гөргә ким чүшиду? › (йәни Әйса Мәсиһни өлүкләр арисидин елип чиқиш үчүн) дәп сорап жүрмәңлар».
Roma UyCyr 10:8  Уларниң демәкчи болғини дәл «Худаниң сөзи саңа йеқиндур, у тилиңда вә дилиңдидур». Мана бу һәм биз йәткүзүватқан ишәнч тоғрисидики сөзләрдур.
Roma UyCyr 10:9  Демәк, Әйса Мәсиһниң Рәб екәнлигини өз ағзиң билән етирап қилсаң вә Худаниң Уни тирилдүргәнлигигә чин қәлбиңдин ишәнсәң, қутқузулисән.
Roma UyCyr 10:10  Чүнки инсан чин қәлбидин ишиниш арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалиниду, өз ағзи билән етирап қилиш арқилиқ қутқузулиду.
Roma UyCyr 10:11  Муқәддәс Язмиларда: «Униңға ишәнч қилғанла киши наүмүттә қалмайду», дейилгән.
Roma UyCyr 10:12  Бу җәһәттә йәһудийлар билән йәһудий әмәсләр­ниң пәрқи йоқ. Әйса Мәсиһ һәр иккисиниң Рәббидур. У Өзигә илтиҗа қилғанларниң һәммисигә меһир-шәпқәт яғдуриду.
Roma UyCyr 10:13  Дәл Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Рәббимизгә илтиҗа қилған­ларниң һәммиси қутқузулиду».
Roma UyCyr 10:14  Лекин Униңға ишәнмигәнләр Униңға қандақму илтиҗа қилсун? У тоғрилиқ аңлимиғанлар Униң­ға қандақму ишәнсун? У тоғрисида хәвәр йәткүзгүчиләр болмиса, кишиләр қандақму аңлалисун?
Roma UyCyr 10:15  Хуш Хәвәр йәткүзгүчиләр әвәтилмисә, Хуш Хәвәр қандақ йәткүзүл­сун? Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Хуш Хәвәрни йәткүзгәнләр­ниң қәдими нәқәдәр мубарәк һә!»
Roma UyCyr 10:16  Бирақ худди Йәшая пәйғәмбәрниң: «Әй Пәрвәрдигар, биз йәткүзгән сөзләргә кимму ишәнди?» дегинидәк, һәммә адәм Хуш Хәвәрни қобул қилған әмәс.
Roma UyCyr 10:17  Ишәнч Хуш Хәвәрни аңлаштин келиду; Хуш Хәвәр болса, Әйса Мәсиһ тоғрисидидур.
Roma UyCyr 10:18  Лекин силәрдин шуни сораймәнки, исраиллар бу Хуш Хәвәрни аңлими­ғандиму? Әлвәттә аңлиди. Бу худди Муқәддәс Язмиларда йезил­ғи­нидәк: «Уларниң садаси пүткүл дунияға, Сөзлири зиминниң булуң-пушқақлириға йәтти».
Roma UyCyr 10:19  Силәрдин йәнә шуни сораймәнки, исраиллар Хуш Хәвәрни чүшән­ми­гәндиму? Башқа хәлиқләр чүшәнгән йәрдә, улар чоқум чүшәнди. Чүнки Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ аллибурун мундақ ейтқан: «Өз хәлқим болмиған бир хәлиқ арқилиқ Силәр исраилларда көрәлмәслик қозғаймән. Силәр әқилсиз дәп қарайдиған хәлиқ арқилиқ ғәзивиңларни қозғаймән».
Roma UyCyr 10:20  Кейин Йәшая пәйғәмбәр техиму жүрәклик һалда Худаниң сөзли­рини йәткүзүп, мундақ деди: «Мени издимигәнләр Мени тапти, Мени соримиғанларға Өзәмни көрсәттим».
Roma UyCyr 10:21  Лекин исраиллар һәққидә Худа Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ мундақ деди: «Мән бойсунмас вә җаһил бир хәлиққә Күн бойи қоллиримни узитип турдум».