Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
ROMANS
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 14
Roma UyCyr 14:1  Ишәнчи аҗиз қериндашларниң пикирлири үстидә һөкүм қилмай, уларни қобул қилиңлар.
Roma UyCyr 14:2  Бәзи мәсиһийләр һәр қандақ йемәкликләрни йейишкә болидиғанлиғиға ишиниду, лекин бәзиләрниң ишәнчи аҗиз болғанлиғи үчүн гөш йемәйду.
Roma UyCyr 14:3  Һәр қандақ йемәкликләрни йәйдиғанлар гөш йемәйдиғанларни камсит­мисун һәм гөш йемәйдиғанларму һәр қандақ йемәкликләрни йәйди­ған­лар үстидин һөкүм қилмисун. Чүнки Худа уларни қобул қилған.
Roma UyCyr 14:4  Худаниң хизмәткари үстидин һөкүм қилидиған сән ким едиң? Уларға Егиси болған Худа Өзи җавапкәр. Хизмәткари үстидин һөкүм қилиш яки уни ақлаш Худаниң ишидур. Худа уни әйипсиз қилалайду, чүнки Рәббимиз бундақ қилишқа қадирдур.
Roma UyCyr 14:5  Бәзиләр мәлум күнләрни башқа күнләрдин муһим дәп қарайду, йәнә бәзиләр һәммә күнни охшаш дәп қарайду. Бу ишта һәр ким өз виждани бойичә қарар чиқарсун.
Roma UyCyr 14:6  Бәзиләр мәлум бир күнни қәдирләп, буниң билән Рәббимизгә болған һөрмитини ипадиләйду. Бәзиләр, йәни һәр қандақ йемәкликләрни йәйдиғанларму шу йегән йемәкликлири арқилиқ өзиниң Рәббимизгә болған һөрмитини ипадиләйду. Чүнки улар Худа бәргән рисқи үчүн шүкүр ейтиду. Гөш йемәйдиғанларму Худа бәргән рисқи үчүн Худаға шүкүр ейтиду.
Roma UyCyr 14:7  Һеч қайсимиз пәқәтла өзимиз үчүн яшимаймиз вә һеч қайсимиз пәқәтла өзимиз үчүн өлмәймиз.
Roma UyCyr 14:8  Бәлки яшисақму, өлсәкму Рәббимиз үчүн­дур, қисқиси, қандақла болсақ, Рәббимизгә мәнсүпмиз.
Roma UyCyr 14:9  Әйса Мәсиһ һәм өлгәнләрниң, һәм тирикләрниң Рәбби болуш үчүн өлүп тирилди.
Roma UyCyr 14:10  Ундақта, гөш йемәйдиған сән немә үчүн һәммә йемәк­лик­ләрни йәйди­ған қериндишиң үстидин һөкүм қилисән? Һәммә йемәклик­ләрни йәйдиған сәнму немә үчүн гөш йемәйдиған қеринди­шиңни камситисән? Һәммимизниң Худаниң һөкүм тәхтиниң алдида һесап беридиғанлиғимизни билмәмсән?
Roma UyCyr 14:11  Бу худди Муқәддәс Язми­ларда йезилғинидәк: «Пәрвәрдигар дәйдуки: ‹ Мәңгү моҗутлуғум билән қәсәм қилимәнки, Пүткүл инсан алдимда тизлинип сәҗдә қилиду, Пүткүл инсан Мениң Худа екәнлигимни етирап қилиду › ».
Roma UyCyr 14:12  Демәк, һәр биримиз Худа алдида өзимиз үчүн һесап беримиз.
Roma UyCyr 14:13  Шуниң үчүн бир-бириңларни әйипләшни тохтитиңлар. Қеринди­шиң­ларни тоғра йолдин аздуруп, уларни гунаға жиқитишқа сәвәп болидиған һәр қандақ иш қилмаслиқни қарар қилиңлар.
Roma UyCyr 14:14  Рәббимиз Әйсаға мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, мән шуниңға һәқиқий ишини­мән­ки, һәр қандақ йемәкликниң өзи һарам әмәстур. Лекин мәлум йемәкликни һарам дәп қариған киши үчүн, у йемәклик һарамдур.
Roma UyCyr 14:15  Әгәр силәр йемәклигиңлар сәвәвидин ишәнчи аҗиз болған қерин­дишиңларни өз виждани көтәрмәйдиған ишларға дәвәт қилсаңлар, меһир-муһәббәт йолида маңмиған болисиләр. Силәр бу қеринди­шиңларни йемәклик сәвәвидин набут қилмаңлар, чүнки Әйса Мәсиһ униң үчүнму Өз җенини пида қилған.
Roma UyCyr 14:16  Әгәр силәр өзәңлар яхши дәп қариған ишларни қилғанда башқиларниң әйиплишигә учрисаңлар, ундақта бундақ ишларни қилмаңлар!
Roma UyCyr 14:17  Чүнки Худаниң Падишалиғида йемәк-ичмәк қаидилиригә риайә қилип яшаш әмәс, бәлки һәққаний­лиқ, инақлиқ вә Муқәддәс Роһ ата қилған шат-хорамлиқ ичидә яшаш муһимдур.
Roma UyCyr 14:18  Мундақ яшаш билән Әйса Мәсиһкә хизмәт қилған киши Худани хурсән қилиду вә инсанларниң махтишиға сазавәр болиду.
Roma UyCyr 14:19  Шуниң үчүн өзимизни инақлиқни илгири сүридиған вә бир-биримизниң ишәнчини мустәһкәмләйдиған ишларға атайли.
Roma UyCyr 14:20  Йемәк­лик сәвәвидин Худаниң қиливатқан ишлирини бузмайли. Әлвәттә, һәммә йемәклик һалалдур. Бирақ бир адәм өзиниң йемәк­лиги сәвәвидин башқиларниң гуна өткүзүшигә сәвәпчи болуп қалса, бу дурус болмайду.
Roma UyCyr 14:21  Шуниң үчүн гөш йейиш, шарап ичиш, шундақ­ла башқа ишларни қилишиңлар қериндишиңларниң гуна өткүзүшигә сәвәпчи болса, буларни қилмиғиниңлар түзүк.
Roma UyCyr 14:22  Силәрниң қиливатқан ишиңларниң тоғра екәнлигигә болған ишәнчиңлар өзәңлар билән Худа оттурисида болсун. Өзи тоғра дәп қариған ишларни қилип, өзи үстидин һөкүм қилмиған киши немә дегән бәхитлик һә!
Roma UyCyr 14:23  Лекин бирәр йемәкликкә шәк кәлтүрүп туруп, йәнә шу йемәкликни йегән киши вижданиниң әйиплишигә учрайду. Чүнки у киши өзи йегән йемәкликниң тоғра екәнлигигә ишәнч қилалмиди. Тоғра екәнлигигә ишәнч йоқ һалда қилинған һәр қандақ иш гунадур.
Roma UyCyr 14:24  Лекин бирәр йемәкликкә шәк кәлтүрүп туруп, йәнә шу йемәкликни йегән киши вижданиниң әйиплишигә учрайду. Чүнки у киши өзи йегән йемәкликниң тоғра екәнлигигә ишәнч қилалмиди. Тоғра екәнлигигә ишәнч йоқ һалда қилинған һәр қандақ иш гунадур.
Roma UyCyr 14:25  Лекин бирәр йемәкликкә шәк кәлтүрүп туруп, йәнә шу йемәкликни йегән киши вижданиниң әйиплишигә учрайду. Чүнки у киши өзи йегән йемәкликниң тоғра екәнлигигә ишәнч қилалмиди. Тоғра екәнлигигә ишәнч йоқ һалда қилинған һәр қандақ иш гунадур.
Roma UyCyr 14:26  Лекин бирәр йемәкликкә шәк кәлтүрүп туруп, йәнә шу йемәкликни йегән киши вижданиниң әйиплишигә учрайду. Чүнки у киши өзи йегән йемәкликниң тоғра екәнлигигә ишәнч қилалмиди. Тоғра екәнлигигә ишәнч йоқ һалда қилинған һәр қандақ иш гунадур.