ROMANS
Chapter 11
Roma | UyCyr | 11:1 | Ундақта, шуни соримақчимән: Худа Өз хәлқи исраиллардин ваз кәчтиму? Яқ, һәргиз ундақ әмәс! Мәнму Ибраһим әвладидин, йәни Бинямин қәбилисидин болған бир исраилғу! | |
Roma | UyCyr | 11:2 | Худа әзәлдинла таллиған Өз хәлқидин ваз кәчкини йоқ. Муқәддәс Язмиларниң Илияс пәйғәмбәр һәққидики қисмида немә дейилгәнлиги силәргә аян. Илияс пәйғәмбәр исраиллардин рәнҗип, Худаға ялвуруп: | |
Roma | UyCyr | 11:3 | «Әй Пәрвәрдигар, улар Сениң пәйғәмбәрлириңни өлтүрүшти, қурванлиқ супилириңни чеқишти. Пәқәт өзәм ялғузла қалдим, улар йәнә мениңму җенимға замин болмақчи болушуватиду», дегән. | |
Roma | UyCyr | 11:4 | Худа униңға қандақ җавап қайтурған? Худа униңға: «Баалға ибадәт қилмиған сәндин башқа йәнә йәттә миң адәмни Өзәмгә елип қалдим», дегән. | |
Roma | UyCyr | 11:5 | Худди шуниңдәк, бүгүнки күндә Худа Өз меһир-шәпқити билән таллиған исраиллардинму аз бир қисми йәнила бар. | |
Roma | UyCyr | 11:6 | Буларниң таллиниши өзлири қилған яхши әмәллири билән әмәс, бәлки Худаниң меһир-шәпқити билән болған. Ундақ болмиғанда, бу меһир-шәпқәтни меһир-шәпқәт дегили болматти. | |
Roma | UyCyr | 11:7 | Нәтиҗидә қандақ болди? Исраиллар издигинигә, йәни қутқузулушқа еришәлмиди, пәқәт талланғанларниң аз бир қисмила униңға еришти. Қалғанлар болса, қәлблири җаһиллаштурулуп, Худаниң чақириғиға қулақ салмиди. | |
Roma | UyCyr | 11:8 | Бу худди Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Худа уларниң қәлбини ғәпләттә қалдурди, Бүгүнгичә көзлирини көрмәс, Қулақлирини аңлимас қилди». | |
Roma | UyCyr | 11:9 | Худди шуниңдәк, Давут падишаму өз дүшмәнлири тоғрисида мундақ дегән: «Уларниң дәстихини өзлиригә қапқан вә тор болсун, Улар путлишип жиқилсун, җазалансун! | |
Roma | UyCyr | 11:11 | Ундақта, шуни сорайки: исраиллар путлишип шу жиқилғиничә пүтүнләй гумран болдиму? Яқ, һәргиз ундақ әмәс! Лекин исраиллар бойсунмиғанлиқтин, Худа йәһудий әмәсләрни ниҗатлиққа ериштүрди. Буниңдики мәхсәт, исраилларниң уларға болған көрәлмәслигини қозғаштур. | |
Roma | UyCyr | 11:12 | Демәк, исраилларниң гунайи, йәни уларниң Әйса Мәсиһни рәт қилғанлиғи йәһудий әмәсләргә бәхит елип кәлгән екән, ундақта Худа таллиған барлиқ исраиллар қутқузулушқа еришкәндә, дунияға техиму чоң бәхит елип кәлмәмду? | |
Roma | UyCyr | 11:13 | Әнди йәһудий әмәс болған силәргә шуни ейтайки, силәргә әлчи болғанлиғим үчүн, бу вәзипәмни улуқ һесаплаймән. | |
Roma | UyCyr | 11:14 | Буниң билән бәлким Хуш Хәвәрни рәт қилған җан-җигәрлирим исраилларниң көрәлмәслик отлирини қозғап, уларниң бәзилирини қутқузулуш йолиға башлалармән. | |
Roma | UyCyr | 11:15 | Чүнки уларниң рәт қилиниши арқилиқ дуниядики башқа милләтләр Худа билән яраштурулған болса, ундақта уларниң Әйса Мәсиһкә ишинип, Худа тәрипидин қобул қилиниши өлүмдин тирилгәнлик болмай немә? | |
Roma | UyCyr | 11:16 | Әгәр дәсләпки һосулдин пиширилип Худаға сунулған нан муқәддәс болса, у нандин қалған хемирму муқәддәстур. Шуниңдәк, әгәр бир дәрәқниң йилтизи муқәддәс болса, шахлириму муқәддәстур. | |
Roma | UyCyr | 11:17 | Худди явайи Зәйтун дәриғиниң шахлири бағдики шахлири сундуруветилгән Зәйтун дәриғигә уланғанға охшаш, йәһудий әмәс силәрму сундуруветилгән әшу шахларниң, йәни йәһудийларниң орниға ишәнчиңлар арқилиқ уландиңлар. Демәк, силәр бу дәрәқниң йилтизидин озуқлуқ елип, ширнисидин һөзүрлиниватқандәк, Худа Ибраһимға вәдә қилған бәхиттин һөзүрлиниватисиләр. | |
Roma | UyCyr | 11:18 | Шундақ екән, силәр сундуруветилгән әшу шахлар алдида махтанмаңлар. Әгәр махтансаңлар, шуни унтумаңларки, силәр йилтизни әмәс, бәлки йилтиз силәрни беқиватиду. | |
Roma | UyCyr | 11:20 | Тоғра, бу шахлар, йәни йәһудийлар Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнликтин сундурулди. Силәр болсаңлар, Әйса Мәсиһкә болған ишәнчиңлар билән уландиңлар, шуңа силәр мәғрурланмаңлар, әксичә Худадин қорқуңлар! | |
Roma | UyCyr | 11:21 | Чүнки ишәнмисәңлар дәрәқниң әслидики шахлирини, йәни йәһудийларни айимиған Худа силәрниму айимайду. | |
Roma | UyCyr | 11:22 | Буниңдин Худаниң меһриванлиғи, шундақла Униң қаттиқ қол екәнлигини көрүвалғили болиду. У Өз йолидин чәтнигәнләргә қаттиқ қолдур. Лекин силәр давамлиқ Униң меһриванлиғида турсаңлар, У силәргә меһривандур. Ундақ болмиғанда, силәрму кесип ташлинисиләр. | |
Roma | UyCyr | 11:23 | Йәһудийлар ишәнмәслигидин ваз кечип, Әйса Мәсиһкә ишәнсә, уларму әслидики дәрәққә улиниду, чүнки Худа уларни қайта улашқа қадирдур. | |
Roma | UyCyr | 11:24 | Йәһудий әмәс силәр явайи Зәйтун дәриғидин кесип елинип, қанунийәткә хилап һалда алаһидә пәрвиш қилип өстүрүлгән Зәйтун дәриғигә уланған йәрдә, әслидики шахларниң өз дәриғигә улиниши техиму асан әмәсму? | |
Roma | UyCyr | 11:25 | Қериндашлар, өзәңларни йәһудийлардин үстүн тутуштин сақлинишиңлар үчүн, мундақ бир сирдин хәвәрсиз қелишиңларни халимаймән. Бу сир болса: бир қисим исраиллар Худа әвәткән Қутқазғучини һазирғичә тәрсалиқ билән рәт қилсиму, бирақ бу әһвал пәқәтла қутқузулған йәһудий әмәсләрниң сани толуқланғичә давамлишиду. | |
Roma | UyCyr | 11:26 | Кейин пүтүн исраиллар қутқузулиду. Бу тоғрилиқ Муқәддәс Язмиларда мундақ дейилгән: «Қутқазғучи Сиондин келип, Яқупниң әвлатлириниң гунакарлиғини йоқитиветиду. | |
Roma | UyCyr | 11:27 | Мана бу улар билән түзидиған келишимимдур, У чағда уларниң гунайини елип ташлаветимән». | |
Roma | UyCyr | 11:28 | Йәһудийлар Хуш Хәвәрни рәт қилғанлиғи үчүн, Худаға дүшмән болуп қалди. Бу йәһудий әмәс силәргә көп мәнпийәт йәткүзди. Лекин йәһудийлар Худаниң таллиған хәлқидур. Худа уларниң әҗдатлири билән келишим түзгәнликтин, йәнила уларни сөйиду. | |
Roma | UyCyr | 11:30 | Йәһудий әмәс силәр бир чағларда Худаға бойсунматтиңлар. Лекин йәһудийлар Худаға бойсунмиғанлиғи үчүн, силәр һазир Худаниң рәһим-шәпқитигә ериштиңлар. | |
Roma | UyCyr | 11:31 | Йәһудийлар болса, бойсунмай келиватиду. Лекин шундақ нәтиҗә болидуки, Худа силәргә рәһим-шәпқәт көрсәткәндәк, йәһудийларғиму рәһим-шәпқәт көрситиду. | |
Roma | UyCyr | 11:32 | Чүнки Худа рәһим-шәпқитини пүткүл инсанға көрситиш үчүн, һәммимизни, йәни йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни өзлириниң бойсунмаслиғиға қоювәтти. | |
Roma | UyCyr | 11:33 | Аһ! Худаниң әқил-парасити вә илим-һекмити немә дегән мол, немә дегән чоңқур һә! Униң һөкүмлирини кимму чүшинәлисун? Униң йоллирини кимму ойлап йетәлисун? Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: | |