Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
ROMANS
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 6
Roma UyCyr 6:1  Ундақта, биз немә дәймиз? Худаниң меһир-шәпқити техиму ашсун дәп, давамлиқ гуна ичидә яшаймизму?
Roma UyCyr 6:2  Яқ, әлвәттә ундақ әмәс! Гунаға нисбәтән биз аллиқачан өлгән. Шундақ екән, биз йәнә давамлиқ гуна ичидә яшимаслиғимиз керәк.
Roma UyCyr 6:3  Силәр чоқум шуни билишиңлар керәкки, биз чөмүлдүрүлүшни қобул қилғинимизда, Әйса Мәсиһкә бағланғанлиғимиз үчүн, Униң өлүми биләнму бағлан­дуқ.
Roma UyCyr 6:4  Шуниң үчүн биз чөмүлдүрүлүш арқилиқ Әйса Мәсиһ билән биллә өлүп, биллә көмүлдуқ. Худа Атимизниң бундақ орунлаштуруш­тики мәхсити шуки, Әйса Мәсиһни Өзиниң улуқ күч-қудрити арқи­лиқ тирилдүргәндәк, бизниму йеңи һаятқа ериштүрүштур.
Roma UyCyr 6:5  Биз Әйса Мәсиһкә бағлинип, Униңға охшаш өлгән екәнмиз, ундақта биз чоқум Униңға охшаш тирилдүрүлимиз.
Roma UyCyr 6:6  Шуни билиши­миз керәкки, кона тәбиитимиз Әйса Мәсиһ билән биллә чапрас яғачқа миқланди. Шуниң үчүн биз гунакар нәпсимизниң илкидә болмай, гунаниң қуллуғидин қутулдуқ.
Roma UyCyr 6:7  Чүнки Әйса Мәсиһ билән биллә өлгән һәр қандақ киши гунаниң күчидин халас болған болиду.
Roma UyCyr 6:8  Әйса Мәсиһ билән биллә өлгән екәнмиз, ундақта Униңға бағлинип, йеңи һаятқа еришишимизгиму ишинимиз.
Roma UyCyr 6:9  Бизгә мәлумки, Әйса Мәсиһ тирил­гән­дин кейин қайта өлмәйду. Өлүм әнди Әйса Мәсиһкә өз күчини көрси­тәл­мәйду.
Roma UyCyr 6:10  Әйса Мәсиһ Өзиниң бирла қетимлиқ өлүми арқилиқ гуна үстидин ғалибә қилди. У һазир һаят болуп, Униң һаятлиғи Худаға шан-шәрәп кәлтүрүш үчүндур.
Roma UyCyr 6:11  Шуниңға охшаш, силәрму һазир Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, өзәңларни гунаға нисбә­тән өлгән, лекин Худаға хизмәт қилишқа нисбәтән тирик һесап­лаңлар.
Roma UyCyr 6:12  Шундақ екән, гуна һәргизму һаман өлидиған тениңларни башқур­мисун. Болмиса арзу-һәвәсләргә берилип кетисиләр.
Roma UyCyr 6:13  Тениң­лар­ниң һәр қандақ бир әзасини яман ишларға қурал қилип, гунаға тутуп бәрмәңлар. Әксичә өзәңларни Худаға атаңлар, чүнки силәр өлүм­дин тирилдүрүлдүңлар. Тениңларниң һәр бир әзасини һәққаний ишларниң қурали қилиңлар.
Roma UyCyr 6:14  Гуна силәрниң һөкүмраниңлар әмәс. Чүнки силәр Тәврат қануниниң илкидә әмәс, бәлки Худаниң бизни гунаниң күчидин халас қилидиған меһир-шәпқити астида яшаватисиләр.
Roma UyCyr 6:15  Ундақта, қандақ қилиш керәк? Тәврат қануниниң илкидә әмәс, Худаниң меһир-шәпқити астида яшаватимиз дәп, гуна қиливәрсәк боламду? Яқ, әлвәттә болмайду.
Roma UyCyr 6:16  Кимгә бойсунсаңлар, шуниң қули болидиғанлиғиңларни билмәмсиләр? Гунаға бойсунсаңлар, у силәрни өлүмгә елип бариду. Худаға бойсунсаңлар, У һәққаний һаятлиққа елип бариду.
Roma UyCyr 6:17  Худаға шүкүр! Гәрчә силәр бурун гунаниң қули бол­ған болсаңларму, лекин һазир гунаниң күчидин әркин қилинип, һәққаний­лиқниң қуллири болдуңлар. Чүнки Худа силәргә бәргән тәлимгә чин дилиңлардин бойсундуңлар.
Roma UyCyr 6:18  Худаға шүкүр! Гәрчә силәр бурун гунаниң қули бол­ған болсаңларму, лекин һазир гунаниң күчидин әркин қилинип, һәққаний­лиқниң қуллири болдуңлар. Чүнки Худа силәргә бәргән тәлимгә чин дилиңлардин бойсундуңлар.
Roma UyCyr 6:19  Мән силәрниң тәбиитиң­лар­дики аҗиз­лиқларни билгәчкә, буларни силәргә адәттики мисал билән ейтива­тимән. Илгири силәр гунаниң қули болуп, тениңлардики әзалар­ни напак вә Тәврат қануниға хилап ишларға беғишлиғандиңлар. Әнди пак болушуңлар үчүн өзәңларни һәққанийлиқниң қули болушқа беғишлаңлар.
Roma UyCyr 6:20  Силәр гунаниң қули болған вақтиңларда һәққаний һаят кәчүрүш билән кариңлар йоқ еди.
Roma UyCyr 6:21  Силәр һазир номус дәп қариған бурунқи ишлардин шу чағда зади немә пайда тапқан едиңлар? У ишларниң ақивити өлүмдур.
Roma UyCyr 6:22  Бирақ һазир силәр гунаниң қуллуғидин әркин қилинип, Худаниң хизмәткарлири болдуңлар. Бу һаятиңларға пайди­лиқ болуп, силәрни пак яшашқа йетәкләйду. Әң ахирида силәр мәңгүлүк һаятқа еришисиләр.
Roma UyCyr 6:23  Чүнки гунаниң төләми өлүм. Бирақ Худаниң Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ бизгә ата қилған соғиси мәңгүлүк һаяттур.