ACTS
Chapter 12
Acts | UyCyr | 12:1 | Шу чағларда Һирод хан мәсиһийләр җамаитидики бәзи кишиләрни тутуп, уларға зиянкәшлик қилишқа башлиди. | |
Acts | UyCyr | 12:3 | Өзиниң бу һәрикитидин йәһудийларниң рази болғанлиғини көрүп, Петрусни тутқун қилишни буйриди. Бу вақиә «Петир нан» һейти мәзгилидә йүз бәрди. | |
Acts | UyCyr | 12:4 | Петрусни тутқандин кейин, уни зинданға ташлап, һәр бири төрт ләшкәрдин тәшкил тапқан төрт новәтчи қаравуллар топиға тапшурди. Һейттин кейин Һирод хан уни очуқ сот қилип өлтүрмәкчи болди. | |
Acts | UyCyr | 12:5 | Петрус зинданда тутуп турулди. Лекин мәсиһийләр җамаитидики қериндашлар униң үчүн Худаға сәмимий дуа қилишти. | |
Acts | UyCyr | 12:6 | Һирод хан Петрусни елип чиқип сот қилишниң алдинқи кечиси Петрус икки зәнҗир билән бағланған болуп, икки қаравулниң оттурисида ухлавататти. Ишикниң сиртиғиму қаравул қоюлған еди. | |
Acts | UyCyr | 12:7 | Туюқсиз зинданға күчлүк бир йоруқ нур чүшүп, Худаниң бир периштәси көрүнди. Периштә Петрусниң мүрисигә қеқип: — Тез тур! — дәп ойғатти. Петрусниң қоллиридики зәнҗир шу ан бошап чүшүп кәтти. | |
Acts | UyCyr | 12:8 | Периштә униңға: — Кийимиңни кийивал. Айиғиңниму кий, — деди. Петрус униң дегинини қилди. Периштә йәнә: — Чапиниңни йепинчақлап кәйнимдин маң, — деди. | |
Acts | UyCyr | 12:9 | Петрус униңға әгишип зиндандин чиқти, бирақ у периштәниң қиливатқининиң растлиғини билмәй, бир ғайибанә аламәт көрүптимән, дәп ойлиған еди. | |
Acts | UyCyr | 12:10 | Улар биринчи вә иккинчи қаравул постидин өтүп, зинданниң шәһәргә чиқидиған төмүр дәрвазисиға барғанда, дәрваза өзлүгидин ечилип кәтти. Улар дәрвазидин чиқип, бир кочидин өткәндә, периштә туюқсиз Петрусниң йенидин ғайип болди. | |
Acts | UyCyr | 12:11 | Шу чағда Петрус есигә келип, өзигә: «Әнди мән бу ишниң растлиғини билдим. Рәббим бир периштә әвәтип, мени Һирод ханниң қолидин вә йәһудийларниң маңа қилмақчи болған барлиқ зиянкәшлигидин қутқузупту», деди. | |
Acts | UyCyr | 12:12 | Петрус бу әһвални чүшинип, Маркус дәпму аталған Юһаннаниң аниси Мәрийәмниң өйигә барди. У йәрдә нурғун кишиләр жиғилип, дуа-тилавәт қиливататти. | |
Acts | UyCyr | 12:14 | У Петрусниң авазини тонуп, хошаллиғидин ишикниму ачмай жүгрәп кирип, көпчиликкә: — Петрус дәрваза алдида туриду! — дәп хәвәр қилди. | |
Acts | UyCyr | 12:15 | — Сараң болуп қалдиңму?! — дейишти улар. Лекин хизмәткар қиз раст, дәп турувалди. Улар: — Бу униң роһи болса керәк! — дейишти. | |
Acts | UyCyr | 12:16 | Петрус дәрвазини қеқивәргәндин кейин, улар чиқип дәрвазини ечип қариса, дәрвәқә у екән! Һәммиси аң-таң болушти. | |
Acts | UyCyr | 12:17 | Петрус көпчиликкә аваз чиқармаслиққа қол ишаритини қилип, уларға Худаниң өзини зиндандин қандақ елип чиққанлиғини чүшәндүрди. Андин кейин у: — Бу хәвәрни Яқупқа вә башқиларға уқтуруп қоюңлар, — дәп өзи у йәрдин башқа яққа кәтти. | |
Acts | UyCyr | 12:18 | Таң атқанда қаравуллар алақзадә болушуп кәтти. Улар Петрусниң қандақ чиқип кәткәнлигини биләлмиди. | |
Acts | UyCyr | 12:19 | Һирод хан уни издәшкә әмир қилди, лекин униң из-деригини тапалмиди. Шуниң билән у қаравулларни сорақ қилип, уларға өлүм җазаси беришни буйриди. Униңдин кейин Һирод хан Йәһудийә өлкисидин Қәйсәрийә шәһиригә қайтип кәтти. | |
Acts | UyCyr | 12:20 | Кейин Һирод хан Тир вә Сидон хәлқигә қаттиқ аччиқланди. Бу хәлиқләр ашлиқни ханниң илкидики җайлардин алидиған болғачқа, улар бирлишип, Һирод хан билән яришивелиш үчүн униң алдиға вәкил әвәтти. Улар алди билән Виластус исимлиқ муһим әмәлдарниң һисдашлиғини қолға кәлтүрди. | |
Acts | UyCyr | 12:21 | Бәлгүләнгән көрүшүш күнидә Һирод ханлиқ тонини кийип, тәхтидә олтирип, уларға нутуқ сөзлиди. | |
Acts | UyCyr | 12:22 | Улар: — Бу адәмниң сөзлири әмәс, бәлки худаларниң бириниң сөзидур! — дәп жуқури аваз билән уни махташти. | |
Acts | UyCyr | 12:23 | Һирод Худаға тәәллуқ шан-шәрәпни өзиниң қиливалғанлиғи үчүн, Худаниң периштәси шу ан уни урди. Нәтиҗидә у қурутлап өлди. | |