ACTS
Chapter 10
Acts | UyCyr | 10:1 | Қәйсәрийә шәһиридә Корнилий исимлиқ бир адәм болуп, у Рим қошунидики «Италия» дәп аталған қисимниң йүз беши еди. | |
Acts | UyCyr | 10:2 | У Худани қәдирләйдиған адәм болуп, өзи вә өйдикилириниң һәммиси Худаға ибадәт қилатти. У гәрчә йәһудийларниң хуши йоқ римлиқлардин болсиму, мәртлик билән намрат йәһудийларға пул берәтти вә дайим Худаға дуа қилатти. | |
Acts | UyCyr | 10:3 | Бир күни чүштин кейин саат үчләрдә униңға бир ғайибанә аламәт көрүнди. У Худаниң бир периштәсиниң өзиниң йениға кәлгәнлигини очуқ көрди. Периштә уни: — Корнилий! — дәп чақирди. | |
Acts | UyCyr | 10:4 | Корнилий интайин чөчүгән һалда униңға көзлирини тикип: — Тәхсир, немә иш? — дәп сориди. Периштә униңға: — Сениң дуалириң вә намратларға қилған хәйир-сахавитиң һәққидики хәвәрләр Худаға йәтти. | |
Acts | UyCyr | 10:6 | У Шимон исимлиқ бир терә әйлигүчиниң өйидә меһман болуп туруватиду. Шимонниң өйи болса деңиз бойида, — деди. | |
Acts | UyCyr | 10:7 | Униңға гәп қилған периштә ғайип болғандин кейин, Корнилий өй хизмәтчилиридин иккисини вә шәхсий ярдәмчилири ичидики садақәтмән бир ләшкәрни чақирди. | |
Acts | UyCyr | 10:9 | Әтиси улар Җаффаға йеқин барғанда, чүш вақти болуп, Петрус дуа қилиш үчүн өгүзгә чиқти. | |
Acts | UyCyr | 10:10 | Униң қосиғи ечип, бир нәрсә йегүси кәлгән еди. Тамақ тәйярлиниватқанда, Петрусниң көзигә бир ғайибанә аламәт көрүнди. | |
Acts | UyCyr | 10:11 | Асман ечилип, кәң дәстихандәк бир нәрсиниң төрт бүҗигидин бағланған һалда йәр йүзигә чүшириливатқанлиғидәк бир һаләтни көрди. | |
Acts | UyCyr | 10:12 | Дәстиханда һәр хил төрт путлуқ һайванлар, йәр-беғирлиғучилар, учар қанатларму бар болуп, уларниң арисида һарам һайванларму бар еди. | |
Acts | UyCyr | 10:14 | — Әй Рәббим, һәргиз болмайду! Мән һеч қачан һеч қандақ напак, һарам нәрсини ағзимға алған әмәсмән! — деди Петрус. | |
Acts | UyCyr | 10:15 | Бирақ Петрусқа йәнә: — Худа һалал дегәнни сән һарам десәң болмайду, — дегән аваз аңланди. | |
Acts | UyCyr | 10:16 | Бу иш үч қетим тәкрарлинип, дәстиханға охшайдиған һелиқи нәрсә асманға елип чиқип кетилди. | |
Acts | UyCyr | 10:17 | Петрус көзигә көрүнгән аламәтниң мәнасини чүшинәлмәй ойлап турғанда, Корнилий әвәткән кишиләр Шимонниң өйини тепип, дәрваза алдида туруп: | |
Acts | UyCyr | 10:19 | Петрус техичә һелиқи ғайибанә аламәтниң мәнаси зади немиду, дәп ойлавататти. Муқәддәс Роһ униңға: — Сени үч адәм издәп кәлди. | |
Acts | UyCyr | 10:20 | Пәскә чүш. Улар йәһудий болмисиму, уларни капир демәй вә иккиләнмәй улар билән биллә бар, чүнки уларни Мән әвәттим, — деди. | |
Acts | UyCyr | 10:21 | Петрус пәскә чүшүп, һелиқи адәмләргә: — Силәр издигән киши мән болимән. Бу яққа келишиңларниң сәвәви немикин? — дәп сориди. | |
Acts | UyCyr | 10:22 | — Бизни римлиқ йүз беши Корнилий әвәтти. У Худаға ибадәт қилидиған дурус адәм болуп, пүтүн йәһудий хәлқиниң һөрмитигә сазавәрдур. Худаниң бир муқәддәс периштәси униңға сизни өйигә чақиртип, тәлимиңизни аңлашни буйруған, — дәп җавап бәрди улар. | |
Acts | UyCyr | 10:23 | Бу сөзләрни аңлиған Петрус уларни өйгә тәклип қилип, қондуруп меһман қилди. Әтиси Петрус улар билән биллә йолға чиқти. Җаффадики мәсиһийләрниң бәзилириму улар билән биллә барди. | |
Acts | UyCyr | 10:24 | Иккинчи күни улар Қәйсәрийәгә йетип барди. Корнилий туққанлири вә йеқин яр-бурадәрлирини өйигә жиғип, Петрусларни күтүп туратти. | |
Acts | UyCyr | 10:26 | Петрус дәрһал уни йөләп турғузуп: — Орнуңиздин туруң! Мәнму сизгә охшашла бир адәм! — деди. | |
Acts | UyCyr | 10:28 | уларға: — Силәргә мәлумки, биз йәһудийларниң йәһудий әмәсләр билән алақә қилишимиз әнъәнивий қаидимизгә хилап, һәтта өйлириңларға кирсәкму болмайду. Лекин Худа маңа бир көрүнүш арқилиқ һәр қандақ кишини напак демәслигим керәклигини көрсәтти. | |
Acts | UyCyr | 10:29 | Шуниң үчүн силәр адәм әвәтип мени чақирғанда, иккиләнмәй алдиңларға кәлдим. Әнди мениң соримақчи болғиним, мени немишкә чақирдиңлар? — деди. | |
Acts | UyCyr | 10:30 | Корнилий мундақ деди: — Төрт күнниң алдида, дәл мошу вақитта, йәни чүштин кейин саат үчләрдә, мән өйдә дуа қиливататтим. Туюқсиз кийимлиридин нур чақнап туридиған бир периштә адәм шәклидә алдимда пәйда болуп: | |
Acts | UyCyr | 10:31 | «Корнилий! Дуайиң Худаға йәтти. Худа намратларға қилған хәйир-сахавитиңдинму хәвәрдар. | |
Acts | UyCyr | 10:32 | Шуңа Җаффаға адәм әвәтип, Симун Петрус исимлиқ адәмни чақиртип кәл. У терә әйлигүчи Шимонниң өйидә меһман болуп туриду. Шимонниң өйи деңиз бойида», деди. | |
Acts | UyCyr | 10:33 | Шуниң үчүн дәрһал өзлирини чақирип келишкә адәм әвәткән едим. Өзлириниң қәдәм тәшрип қилғанлири толиму убдан болди. Әнди биз һәммимиз Худа өзлиригә дегән барлиқ сөзләрни аңлаш үчүн Худаниң алдида тәйяр туруптимиз. | |
Acts | UyCyr | 10:34 | Петрус сөзини башлап мундақ деди: — Худаниң һәр қандақ адәмни, мәйли у қайси милләттин болушидин қәтъий нәзәр тәң көридиғанлиғини, садақәтмән вә тоғра иш қилидиған киши болсила, Худаниң уни қобул қилидиғанлиғини әнди чүшәндим. | |
Acts | UyCyr | 10:35 | Петрус сөзини башлап мундақ деди: — Худаниң һәр қандақ адәмни, мәйли у қайси милләттин болушидин қәтъий нәзәр тәң көридиғанлиғини, садақәтмән вә тоғра иш қилидиған киши болсила, Худаниң уни қобул қилидиғанлиғини әнди чүшәндим. | |
Acts | UyCyr | 10:36 | Силәр Худа исраил хәлқигә йәткүзгән Хуш Хәвәрни аңлиғанғу. Худа пүтүн инсанларниң Егиси болған Әйса Мәсиһ арқилиқ бизни Өзи билән яраштурди. | |
Acts | UyCyr | 10:37 | Силәрниң Йәһия пәйғәмбәр чөмүлдүрүш чақириғини йәткүзгәндин тартип, Җәлилийә өлкисидин башлап пүткүл Йәһудийә зиминлирида йүз бәргән насирәлик Әйсаға мунасивәтлик зор вақиәләрдин хәвириңлар бар. | |
Acts | UyCyr | 10:38 | Худа Уни тайинлап, Униңға Өзиниң Муқәддәс Роһи вә күч-қудритини ата қилди. У һәммә йәрни кезип, яхши ишларни қилип, шәйтанниң илкидә болғанларниң һәммисини сақайтти, чүнки Худа Униңға яр еди. | |
Acts | UyCyr | 10:39 | Биз әлчиләр Униң Йерусалим вә Исраилниң башқа йәрлиридә қилған пүтүн ишлириниң гувачилири. Гәрчә һәзрити Әйса Йерусалимда чапрас яғачқа миқлинип өлтүрүлгән болсиму, | |
Acts | UyCyr | 10:40 | үчинчи күни Худа Уни қайта тирилдүрүп кишиләр арисида намайән қилди. Бирақ һәммә кишигә әмәс, пәқәт Өзи таллиған гувачилар, йәни У өлүмдин тирилгәндин кейин Униң билән бир дәстиханда олтарған биз әлчиләр арисида намайән қилди. | |
Acts | UyCyr | 10:41 | үчинчи күни Худа Уни қайта тирилдүрүп кишиләр арисида намайән қилди. Бирақ һәммә кишигә әмәс, пәқәт Өзи таллиған гувачилар, йәни У өлүмдин тирилгәндин кейин Униң билән бир дәстиханда олтарған биз әлчиләр арисида намайән қилди. | |
Acts | UyCyr | 10:42 | У бизниң Хуш Хәвәрни йәткүзүшимизни, тирикләр вә өлгәнләрниң Сорақчиси қилинип тайинланған Кишиниң Өзи екәнлигини хәлиққә җакалишимизни буйриди. | |
Acts | UyCyr | 10:43 | Пәйғәмбәрләрниң һәммиси У һәқтә: «Һәзрити Әйсаға ишәнгәнләрниң гуналири Униң нами билән кәчүрүм қилиниду», дегән. | |
Acts | UyCyr | 10:44 | Петрус Худаниң бу сөзлирини қиливатқанда, аңлаватқан һәммә кишиниң вуҗудиға Муқәддәс Роһ чүшти. | |
Acts | UyCyr | 10:45 | Петрус билән биллә Җаффадин кәлгән һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудийлар Худаниң Муқәддәс Роһни йәһудий әмәсләргиму ата қилғанлиғини көрүп бәк һәйран болушти. | |
Acts | UyCyr | 10:46 | Уларниң башқиларниң өзлиригиму намәлум болған тилларда сөзлишип, Худаниң улуқлуғини мәдһийиләватқанлиғини аңлиғанлиғи шүбһисиз еди. Шуңа Петрус: | |
Acts | UyCyr | 10:47 | — Худа худди бизгә ата қилғандәк, уларғиму Муқәддәс Роһни ата қилған турса, уларни суға чөмүлдүрүшни қобул қилишқа ким қошулматти?! — деди. | |