ACTS
Chapter 25
Acts | UyCyr | 25:1 | Фестус Феликсниң орниға һаким болуп, Йәһудийә өлкисидики Қәйсәрийәгә келип үч күндин кейин Йерусалимға барған еди. | |
Acts | UyCyr | 25:2 | Алий роһанийлар билән йәһудийларниң ақсақаллири Фестусқа Павлусниң үстидин шикайәт қилип, униңдин Павлусни | |
Acts | UyCyr | 25:3 | Йерусалимға әвәтип беришни өтүнүп сориди. Чүнки улар йол үстидә Павлусни өлтүрүшни қәстлигән еди. | |
Acts | UyCyr | 25:4 | Лекин Фестус уларға: — Павлус һазир Қәйсәрийәдә солақта. Мән йеқинда у йәргә қайтип кетимән. | |
Acts | UyCyr | 25:5 | Силәрниң ақсақаллириңлар мән билән биллә барсун. Әгәр униң бирәр қанунсиз қилмишлири болса, улар шу йәрдә шикайәт қилса болиду, — дәп җавап бәрди. | |
Acts | UyCyr | 25:6 | Фестус уларниң арисида он күнчә туруп, Қәйсәрийәгә қайтип кәлди. Әтиси сот ечип, Павлусни сот мәйданиға елип келишни буйриди. | |
Acts | UyCyr | 25:7 | Павлус кәлгәндин кейин, Йерусалимдин кәлгән йәһудийлар униң әтрапиға олишип, униңға нурғун еғир җинайәтләрни артип, униң үстидин шикайәт қилди. Бирақ һеч қайсисиға испат көрситип берәлмиди. | |
Acts | UyCyr | 25:8 | Шуниң билән Павлус өзини ақлап: — Мән йәһудийларниң қануниға, мәркизий ибадәтханисиға яки Рим императориға қарши һеч қандақ җинайәт өткүзмидим, — деди. | |
Acts | UyCyr | 25:9 | Лекин Фестус йәһудийларға яхши көрүнүш үчүн, Павлустин: — Сени Йерусалимға апирип, у йәрдә бу шикайәтләргә асасән сотлисам қандақ? — дәп сориди. | |
Acts | UyCyr | 25:10 | — Болмайду! — дәп җавап бәрди Павлус, — мән һазир Рим императориниң һоқуқи билән тайинланған сорақчи алдида туримән. Мени сорақ қилишқа тегишлик йәр мана мошу. Өзиңизгә мәлум, мән йәһудийларға қарши һеч қандақ җинайәт өткүзмидим. | |
Acts | UyCyr | 25:11 | Әгәр җинайитим болса вә өлүмгә лайиқ бирәр иш қилған болсам, мени җазалимаң, дәп тәләп қилмиған болаттим. Уларниң мениң үстүмдин қилған шикайәтлири әмәлиятқа уйғун әмәс. Шуниң үчүн һеч кимниң мени уларға тапшуруп беришкә һәққи йоқ. Мән Рим императориға әризә қилимән! Өзи мени сорақ қилсун! | |
Acts | UyCyr | 25:12 | Һаким Фестус мәслиһәтчилири билән мәслиһәтләшкәндин кейин, Павлусқа: — Сән Рим императориниң сорақ қилишини тәләп қилдиң, шуңа униң алдиға елип берилисән, — деди. | |
Acts | UyCyr | 25:13 | Бир нәччә күндин кейин Агрипа хан билән сиңлиси Бәрники Фестусниң һакимлиқ мәнсивигә олтарғанлиғини тәбрикләш үчүн, Қәйсәрийәгә кәлди. | |
Acts | UyCyr | 25:14 | У йәрдә бир нәччә күн турғандин кейин, Фестус Павлус тоғрисида Агрипаға мундақ деди: — Бу йәрдә Феликс қалдуруп кәткән бир мәһбус бар еди. | |
Acts | UyCyr | 25:15 | Мән Йерусалимға барғинимда, йәһудий алий роһанийлири билән ақсақаллири униң үстидин шикайәт қилип, мәндин уни җазалашни тәләп қилишти. | |
Acts | UyCyr | 25:16 | Мән уларға римлиқларниң қануни бойичә сорақ қилинғучи әризә қилғучи билән йүзләштүрүлүштин вә униңға өзини ақлаш пурсити берилиштин илгири, униң үстидин һөкүм чиқиришқа болмайдиғанлиғини ейттим. | |
Acts | UyCyr | 25:17 | Улар бу йәргә кәлгәндин кейин, мән вақитни кечиктүрмәй, әтисила сорақни башлап, у кишини сораққа әкелишни буйридим. | |
Acts | UyCyr | 25:18 | Әризә қилғучилар орунлиридин туруп, униң үстидин шикайәт қилишти. Лекин уларниң шикайәтлири мениң ойлиғинимдәк җинайәт һәққидә әмәс еди. | |
Acts | UyCyr | 25:19 | Әксичә уларниң бу киши билән талаш-тартиш қилишқини өз дини һәққидики мәсилиләр вә Әйса исимлиқ бир Киши һәққидә еди. У Киши өлгән болуп, Павлус болса, У тирилди, дәйдикән. | |
Acts | UyCyr | 25:20 | Бу мәсилини мән зади қандақ ениқлашни билмидим. Шуниң үчүн мән Павлустин Йерусалимға берип у йәрдә бу шикайәтләргә асасән сораққа тартилишқа рази болуш-болмаслиғини сориған едим. | |
Acts | UyCyr | 25:21 | Һалбуки, Павлус Римда Рим императориниң алдида сорақ қилинишни тәләп қилди. Шуңа мән уни императорниң алдиға әвәткәнгә қәдәр, солақта тутуп турушни буйридим. | |
Acts | UyCyr | 25:22 | Агрипа Фестусқа: — Мәнму бу кишиниң сөзлирини аңлап бақай, — деди. — Әтә аңлайсиз, — деди Фестус. | |
Acts | UyCyr | 25:23 | Әтиси Агрипа билән Бәрники һәйвәтлик тәнтәнә билән жиғин залиға кирип кәлди. Һәр қайси командан вә шәһәр башлиқлириму улар билән биллә келишти. Фестусниң әмир бериши билән Павлус елип кирилди. | |
Acts | UyCyr | 25:24 | Һаким Фестус мундақ деди: — Агрипа хан алийлири вә жиғинға қатнашқан җанаплар! Бу кишини көрүп турупсиләр. Пүтүн йәһудийлар бу йәрдә вә Йерусалимда өлүм җазасини беришни қаттиқ тәләп қилған киши мана шу. | |
Acts | UyCyr | 25:25 | Лекин мән униңдин өлүм җазасини беришкә тегишлик бирәр җинайәт тапалмидим. Һазир у «Мени Рим императори сорақ қилсун», дәп илтимас қилди, шуниң билән уни Римға әвәтишни қарар қилдим. | |
Acts | UyCyr | 25:26 | Бирақ бу киши һәққидә мәндә падишаға мәлум қилғидәк очуқ мәлумат йоқ. Шуңа әһвални тәкшүрүш арқилиқ бирәр мәлуматқа егә болуш мәхситидә уни һәр бириңларниң алдиға, болупму Агрипа хан алийлириниң алдиға елип кәлдим. | |