ACTS
Chapter 16
Acts | UyCyr | 16:1 | Павлуслар Дәрбә вә Листра шәһәрлиригиму кирип өтти. Листрада Тимотий исимлиқ бир мәсиһий бар еди. Униң аниси Әйса Мәсиһкә ишәнгән йәһудий аял еди, атиси болса, грек еди. | |
Acts | UyCyr | 16:3 | Шуңа Павлус уни өзи билән биллә елип маңмақчи болди. Бирақ бу йәрдики йәһудийларниң һәммиси Тимотийниң атиси грек екәнлигини билгәчкә, Павлус йәһудийларниң уни қобул қилмаслиғиниң алдини ейтиш үчүн, уни хәтнә қилдурди. | |
Acts | UyCyr | 16:4 | Улар шәһәр-йезилардин өткәч, Йерусалимдики әлчиләр билән йетәкчиләр бәлгүлигән йәһудий әмәсләргә мунасивәтлик, риайә қилишқа тегишлик болған қарарларни мәсиһийләргә йәткүзди. | |
Acts | UyCyr | 16:5 | Шундақ қилип, һәр қайси җамаәтләрниң ишәнчи күчәйтилип, мәсиһийләрниң саниму күндин-күнгә көпәйди. | |
Acts | UyCyr | 16:6 | Павлуслар Фригийә вә Галатия районлириға кирип өтүп кәтти, чүнки у вақитта Муқәддәс Роһ уларниң Асия өлкисидә Хуш Хәвәр тарқитишиға йол қоймиған еди. | |
Acts | UyCyr | 16:7 | Улар Мисийә райониға кәлгәндин кейин, Битинийә өлкисигә кирмәкчи болди. Бирақ һәзрити Әйсаниң Роһи уларниң киришигә йәнә бир қетим йол қоймиди. | |
Acts | UyCyr | 16:9 | Шу күни кәчтә Павлусқа бир ғайибанә аламәт көрүнүп, македонийәлик бир киши униң алдида өрә туруп: — Деңиздин өтүп, Македонийә өлкисигә келип, бизгә ярдәм бәрсиңиз! — дәп тәләп қилди. | |
Acts | UyCyr | 16:10 | Павлус бу аламәтни көргәндин кейин, биз дәрһал Македонийәгә беришқа тәйярландуқ. Чүнки Худаниң бизни у кишиләрниң қешиға берип, Хуш Хәвәр йәткүзүшкә чақирғанлиғини чүшәнгән едуқ. | |
Acts | UyCyr | 16:11 | Биз кемигә олтирип, Троастин йолға чиқип, Семадирәг арилиға қарап йол елип, әтиси Македонийәдики Неаполис шәһиригә бардуқ. | |
Acts | UyCyr | 16:12 | У йәрдин ичкириләп, Македонийәниң шу райондики Филипи дегән муһим шәһәргә кирдуқ. Буму римлиқлар орунлишивалған вә улар башқуруватқан шәһәр еди. Биз бу йәрдә бир нәччә күн турдуқ. | |
Acts | UyCyr | 16:13 | Дәм елиш күни шәһәр сиртидики дәрия бойиға бардуқ. Худди ойлиғинимиздәк, у йәрдә йәһудийлар дуа-тилавәт қилидиған бир җайни таптуқ. Биз олтирип, у йәргә топланған аяллар билән сөһбәтләштуқ. | |
Acts | UyCyr | 16:14 | Аңлиғучилар ичидә Тиятира шәһиридин кәлгән Лидия исимлиқ бир аял бар еди. Сөсүн рәңлик рәхт сатидиған Лидия гәрчә йәһудий болмисиму, Худаға ибадәт қилатти. Худа униң қәлбини йорутуши билән, у Павлусниң тәлимини қобул қилди. | |
Acts | UyCyr | 16:15 | У аилисидикиләр билән чөмүлдүрүлгәндин кейин, бизни өйигә тәклип қилип: — Әгәр силәр мени Рәббимиз Әйсаға ишәнди, дәп қарисаңлар, мениң өйүмгә берип туруп кетиңлар! — дәп чиң турувалди. Шуниң билән биз униңға мақул болуп, өйигә бардуқ. | |
Acts | UyCyr | 16:16 | Бир күни биз йәһудийлар дуа қилидиған җайға йәнә бир қетим барғанда, алдимизға бир хизмәткар қиз чиқти. Бу қизға җин чаплишивалған болуп, бу роһ уни башқиларниң кәлгүсидики ишлириға пал ачидиған қилип қойған еди. У ғоҗайинлириға пал ечиш арқилиқ нурғун пул тепип бәргән еди. | |
Acts | UyCyr | 16:17 | У йол бойи Павлус вә бизгә әгишип: — Бу кишиләр улуқ Худаниң хизмәткарлири, улар силәргә қутқузулуш йолини йәткүзиду! — дәп вақирап маңди. | |
Acts | UyCyr | 16:18 | У хелә көп күн уда шундақ вақириған еди. Буниңдин интайин безар болған Павлус қизға җин чаплишивалғанлиғини билип, униңға бурулуп, һелиқи җинға: — Әйса Мәсиһниң нами билән буйруймәнки, униң тенидин чиқ! — дейишигила, җин шу ан чиқип кәтти. | |
Acts | UyCyr | 16:19 | Хизмәткар қиз пал ачалмайдиған болуп қалғандин кейин ғоҗайинлири пул тепиш хияллириниң йоққа чиққанлиғини билишип, Павлус билән Силасни тартип чиқип, уларни шәһәр мәйданиға, башлиқларниң алдиға елип барди. | |
Acts | UyCyr | 16:20 | Улар Павлус билән Силасни Рим әмәлдарлириниң алдиға чиқирип: — Бу йәһудийлар шәһиримизни қалаймиқанлаштурувәтти. | |
Acts | UyCyr | 16:21 | Улар қанунимизға хилап қаидә-түзүмләрни тарқитиватиду! Биз римлиқ болғандикин, уларниң тарқатқанлирини қобул қилсақ вә иҗра қилсақ болмайду! — дәп шикайәт қилди. | |
Acts | UyCyr | 16:22 | Көпчиликму уларға қошулуп, һуҗумға өткән еди. Әмәлдарлар Павлус билән Силасниң кийимлирини жиртип, ялиңачлап, калтәк билән урушқа әмир чүшәрди. | |
Acts | UyCyr | 16:23 | Улар қаттиқ таяқ йегәндин кейин, зинданға ташланди. Гундипайға қаттиқ күзитиш буйрулди. | |
Acts | UyCyr | 16:24 | Бу буйруқ билән гундипай уларни зинданниң ичкиридики бөлмигә солап, путлириға кишән салди. | |
Acts | UyCyr | 16:25 | Түн йеримиға йеқин, Павлус билән Силас Худаға дуа қилип, Худаға мәдһийә нахшилирини ейтивататти. Башқа мәһбуслар болса, қулақ селип аңлавататти. | |
Acts | UyCyr | 16:26 | Туюқсиз қаттиқ йәр тәврәп, зинданниң һуллириму силкинип кәтти. Зинданниң пүтүн ишиклири ечилип, мәһбуслардики кишәнләрму чүшүп кәтти. | |
Acts | UyCyr | 16:27 | Уйқидин ойғинип зинданниң ишиклириниң очуқ турғанлиғини көргән гундипай һәммә мәһбуслар қечип кәтсә, әмәлдарлар чоқум мени өлтүриду, дәп қиличини суғирип елип, өзини өлтүрүвалмақчи болди. | |
Acts | UyCyr | 16:29 | Гундипай чирақ әкәлдүрүп, Павлус билән Силасниң алдиға жүгрәп кирип, титригән һалда уларниң айиғиға жиқилди. | |
Acts | UyCyr | 16:30 | Кейин уларни ташқириға елип чиқип: — Қутқузулуш үчүн қандақ қилишим керәк? — дәп сориди. | |
Acts | UyCyr | 16:31 | — Рәббимиз Әйсаға ишинишиң керәк. Шундақ қилсаң, һәм өзәң, һәм аиләңдикиләрму қутқузулиду! — деди улар. | |
Acts | UyCyr | 16:32 | Шуниң билән иккиси униңға вә униң аилисидикиләргә Рәббимиз Әйса һәққидә чүшәнчә бәрди. | |
Acts | UyCyr | 16:33 | Шу вақитниң өзидила гундипай уларни башлап чиқип, ярилирини жуюп тазилиди. У дәрһал аилисидикиләр билән чөмүлдүрүшни қобул қилди. | |
Acts | UyCyr | 16:34 | У Павлус билән Силасни өз өйигә башлап келип, алдиға дәстихан салди. Улар Худаға ишәнгәнликтин аилә бойичә хошаллиққа чөмгән еди. | |
Acts | UyCyr | 16:35 | Әтиси әтигәндә Рим әмәлдарлири зинданға ясавулларни әвәтип: — У иккисини қоюветиңлар! — дәп буйриди. | |
Acts | UyCyr | 16:36 | Гундипай Павлусқа: — Әмәлдарлар Силас иккиңларни қоюветиш әмрини бәрди. Силәр әнди зиндандин чиқсаңлар болиду, теч-аман қайтиңлар, — деди. | |
Acts | UyCyr | 16:37 | Бирақ Павлус ясавулларға: — Биз Рим пухралири болсақму, әмәлдарлар бизни соал-сорақ қилмайла халайиқниң алдида қанунсиз һалда калтәк билән урғузуп, зинданға ташлиди. Әнди улар бизни оғрилиқчә қоғлимақчиму? Бундақ қилса болмайду, бизни Рим әмәлдарлири өзлири келип елип кәтсун! — деди. | |
Acts | UyCyr | 16:38 | Ясавуллар бу сөзләрни Рим әмәлдарлириға йәткүзди. Улар Павлус билән Силасниң Рим пухраси екәнлигини аңлап қорқуп кәтти вә зинданға берип, улардин кәчүрүм сориди. Уларни зиндандин елип чиққандин кейин, шәһәрдин чиқип кетишини тәләп қилди. | |
Acts | UyCyr | 16:39 | Ясавуллар бу сөзләрни Рим әмәлдарлириға йәткүзди. Улар Павлус билән Силасниң Рим пухраси екәнлигини аңлап қорқуп кәтти вә зинданға берип, улардин кәчүрүм сориди. Уларни зиндандин елип чиққандин кейин, шәһәрдин чиқип кетишини тәләп қилди. | |