RUTH
Chapter 3
Ruth | UyCyr | 3:1 | Бир мәзгил өткәндин кейин, Наоми келини Рутқа: — Һәй қизим, мән саңа баш пана болидиған бир әр тапай. Сән әнди өй-очақлиқ болуп қалғин. | |
Ruth | UyCyr | 3:2 | Сән аял хизмәткарлири билән биллә ишлигән Боазниң бизгә туққан екәнлигини билисәнғу. Сөзүмни аңла! Бүгүн кәчтә у хаманда арпа соқиду. | |
Ruth | UyCyr | 3:3 | Сән үсти-бешиңни жуюп, өзәңгә әтир чечип, чирайлиқ кийимлириңни кийип, хаманға барғин. Лекин у йәп-ичип болғичә, сениң у йәргә барғанлиғиңни туюп қалмисун. | |
Ruth | UyCyr | 3:4 | Униң ятидиған йерини көрүвал. У йетип қалғандин кейин, сәздүрмәй берип йотқинини ечип, униң аяқ тәрипидә йетивалсаң, у саңа немә қилиш керәклигини ейтиду, — деди. | |
Ruth | UyCyr | 3:7 | Боаз йәп-ичип болғандин кейин, көңли азадә болуп раһәтләнди вә хаман догисиниң кәйнидә йетип, уйқиға кәтти. Рут тивиш чиқармай келип, униң йотқининиң аяқ тәрипини ечип қоюп, шу йәрдә ятти. | |
Ruth | UyCyr | 3:8 | Түн йерим болғанда Боаз музлап кәткәнликтин ойғинип, алдиға иңишкәндә аяқ тәрипидә бир аялниң ятқинини көрүп, һәйран болуп: | |
Ruth | UyCyr | 3:9 | — Сән ким? — дәп сориди. У: — Бу мән, чакириңиз Рут. Сиз маңа қараш җавапкәрчилиги бар болған йеқин туққиним. Шуңа маңа қанитиңизни сайә қилип, мени әмриңизгә алсиңиз! — деди. | |
Ruth | UyCyr | 3:10 | Боаз униңға: — Әй қизим, Пәрвәрдигар саңа көп бәхит ата қилсун! Сениң һазир йолдишиңниң уруқ-җамаитигә көрситиватқан садақитиң бурун көрсәткән садақитиңдинму артуқтур. Чүнки сән пули болсун-болмисун яш бирини тапалаттиң, лекин ундақ қилмидиң. | |
Ruth | UyCyr | 3:11 | Қизим, ғәм қилма! Сениң тәләп қилғанлириңниң һәммисини мән орунлап беримән, чүнки шәһәрдикиләрниң һәммиси сениң бир яхши аял екәнлигиңни билиду. | |
Ruth | UyCyr | 3:12 | Мән һәқиқәтән сениң йеқин туққиниң, бирақ билгинки, саңа мәндинму йеқин йәнә бир адәм бар. | |
Ruth | UyCyr | 3:13 | Бүгүн кечә бу йәрдә қал. Әтә сәһәрдә мән униң билән параңлишип, униң саңа туққанлиқ һәққини өтәшни халайдиған-халимайдиғанлиғини билип бақай. У өзиниң борчини ада қилип, сени илкигә алса, яхши болатти; әгәр халимиса мәңгү һаят Пәрвәрдигар алдида қәсәм қилимәнки, сени өзәм әмримгә елип, бу борчни ада қилимән. Әнди сән таң атқичә бу йәрдә йетип тур! — деди. | |
Ruth | UyCyr | 3:14 | Рут униң аяқ тәрипидә ятти. Лекин таң етиштин бурун орнидин турди, чүнки Боаз униң бу йәргә кәлгәнлигини башқиларниң билип қелишини халиматти. | |
Ruth | UyCyr | 3:15 | Боазму орнидин туруп, униңға: — Йепинчаңни ечип тутуп тур, — деди. У шундақ қилди. Боаз униңға икки халта дегидәк арпини қуюп берип, мүрисигә артип қоюп, өзи шәһәргә кәтти. | |
Ruth | UyCyr | 3:16 | Рут өйигә қайтип барғинида, қейинаниси униңдин: — Ишлириң қандақ болди, қизим? — дәп сориди. Рут Боазниң өзигә қилғанлирини қейинанисиға ейтип бәрди. | |
Ruth | UyCyr | 3:17 | — У мени сизниң алдиңизға қуруқ қол қайтмисун дәп, бу йепинчидики арпини бәрди, — деди Рут. | |