ECCLESIASTES
Chapter 2
Eccl | UyCyr | 2:1 | Көңлүмдә өзәмгә: «Хошаллиқни синап бақай, униң пайдиси барму-йоқ, билип бақайчу!» дедим. Билдимки, буму беһудилик екән. | |
Eccl | UyCyr | 2:3 | Чоңқур ойланғандин кейин өзәмни шарап билән хуш қилип бақмақчи болдум, өзәмни надан тутмақчи болсамму, лекин қәлбим мени йәнила даналиққа башлиди. Асманниң астидики бу дунияда, инсан қисқа һаятида немә ишларни қилса пайдилиқ болидиғанлиғини билмәкчи болдум. | |
Eccl | UyCyr | 2:7 | Қул-дедәкләрни сетивалдим, өйүмдиму қуллиримдин туғулған қул-дедәклирим көп еди. Наһайити нурғун қой-калилирим бар болди. Йерусалимниң илгирики падишалиридиму бунчилик көп мал-дуния болуп бақмиған еди. | |
Eccl | UyCyr | 2:8 | Һәдди-һесапсиз алтун-күмүчләрни топлидим, падиша вә бәгликләрдин байлиқларға егә болдум. Йенимға әр-аял нахшичиларни жиғдим, йәнә хошаллиғим үчүн нурғун тоқалларни алдим. | |
Eccl | UyCyr | 2:9 | Бүйүклүктә Йерусалимда мәндин бурун яшиған падишаларниң һәммисидин ешип кәттим. Мән һәр дайим даналиқ билән иш қилдим. | |
Eccl | UyCyr | 2:10 | Көзүм чүшкән, көңлүм халиған һәрқандақ нәрсигә чәк қоймидим. Көңлүм бу қилғанлиримдин хошаллиқ тапти, бу мениң җапалиқ ишләш арқилиқ еришкәнлиримниң мукапати болди. | |
Eccl | UyCyr | 2:11 | Амма, кейин билсәм, өз қолум билән ишләп тартқан барлиқ җапалирим беһудә екән, худди шамалниң арқисидин қоғлиғандәкла беһудилик екән. Қуяшниң астидики бу дунияда адәм һечқандақ пайда тапалмайдикән. | |
Eccl | UyCyr | 2:12 | Мән йәнә даналиқ, наданлиқ вә ахмақлиқ һәққидә ойландим. Кейинки падишалар, бурунқилар қилған ишларни тәкрарлаштин башқа йәнә немә ишларни қилалиши мүмкин? | |
Eccl | UyCyr | 2:13 | Худди йоруқлуқ қараңғулуқтин яхши болғинидәк, даналиқ наданлиқтин яхши екәнлигини билдим. | |
Eccl | UyCyr | 2:14 | Дана адәмниң көзлири рошән болар, надан адәм қараңғулуқта маңар. Амма уларниң тәғдири охшаш болуп, һәммә адәм бу дуниядин кетиду. | |
Eccl | UyCyr | 2:15 | Көңлүмдә йәнә шундақ дедим: «Надан адәмниң бешиға кәлгән күн, мениң бешимғиму келидикән, ундақта йәнә дана болушниң немә пайдиси бар?» Көңлүмдә йәнә: «Бу беһудиликтур», дедим. | |
Eccl | UyCyr | 2:16 | Чүнки надан адәмләр унтулуп кәткинигә охшаш, дана адәмләрму охшашла унтулуп кетилиду, кәлгүсидиму һәммиси бирдәк унтулуп кетилиду. Әпсуски, дана адәмләрму надан адәмләрдәк өлүп кетиду. | |
Eccl | UyCyr | 2:17 | Шуниң үчүн мән һаяттин нәпрәтләндим, чүнки қуяшниң астидики бу дунияда йүз бәргән һәрбир ишлар маңа қайғулуқ билинди. Барлиқ ишлар худди шамалниң арқисидин қоғлиғандәкла беһудилик екән. | |
Eccl | UyCyr | 2:18 | Қуяшниң астидики бу дунияда җапа тартип тапқан барлиқ нәрсилиримдин нәпрәтләндим. Чүнки мән буларни кейинкиләргә қалдурушум керәк. | |
Eccl | UyCyr | 2:19 | Лекин уларниң дана яки надан болушини ким билиду? Улар қуяшниң астидики бу дунияда мениң даналиғим вә җапа-мәшәқәтлирим арқилиқ еришкән нәрсилиримгә егә болиду. Буму беһудилик екән. | |
Eccl | UyCyr | 2:20 | Қуяшниң астидики бу дунияда ишләп тартқан җапалиримға жүригим ечишип, үмүтсизләндим. | |
Eccl | UyCyr | 2:21 | Чүнки адәмләр даналиғи, билими вә қабилийитини ишқа селип, җапа-мәшәқәт билән еришкән әмгәк мевилирини, бу нәрсиләргә әҗир сиңдүрмигән кейинкиләргә қалдуруши керәк. Бу һәқиқәтән беһудилик вә бәхитсизликтур. | |
Eccl | UyCyr | 2:22 | Адәмләрниң қуяшниң астидики бу дунияда ишләп тартқан җапалири вә әндишилири өзлиригә немә пайда кәлтүрәр? | |
Eccl | UyCyr | 2:23 | Уларниң ишләп җапа тартишлири, һәтта кечиләрниму хатирҗәмсизлик ичидә өткүзүши һәқиқәтән беһудиликтур. | |
Eccl | UyCyr | 2:24 | Адәм үчүн йәп-ичиш вә җапалиқ ишләп еришкән нәтиҗилиридин раһәтлиништин артуқ хошаллиқ йоқтур. Билдимки, буму Худаниң қоли билән болидикән. | |