EPHESIANS
Chapter 2
Ephe | UyCyr | 2:1 | Силәр бурун Худаға бойсунмай, гуна ичидә яшиғанлиғиңлар сәвәвидин роһий җәһәттә өлүк едиңлар. | |
Ephe | UyCyr | 2:2 | У чағларда силәр бу дунияниң яман йоллирида маңған едиңлар, яман роһларниң һөкүмрани болған һәм кишиләрни Худаға бойсунмаслиққа аздуридиған шәйтанға бойсунуп яшидиңлар. | |
Ephe | UyCyr | 2:3 | Бурун һәммимиз һәм шундақ яшиған едуқ. Өз гунакар тәбиитимизниң арзу-һәвәслиригә берилип, шәхсийәтчиликкә толған ой-хияллиримиз бойичә яшаттуқ. Шуңа бизму Худаниң җазасиға учрашқа лайиқ едуқ. | |
Ephe | UyCyr | 2:5 | гәрчә биз гуналиримиз түпәйлидин роһий җәһәттә өлгән болсақму, Худа бизни Әйса Мәсиһкә бағлиған һалда йеңи һаятқа ериштүрди. Есиңларда болсунки, силәр пәқәт Униң меһир-шәпқити арқилиқ қутқузулдуңлар. | |
Ephe | UyCyr | 2:6 | Биз Әйса Мәсиһкә бағланғанлиғимиз үчүн, Худа бизниму Униң билән биллә тирилдүрүп, бизгә асмандики тәхттә Униң билән биллә олтириш һоқуқини бәрди. | |
Ephe | UyCyr | 2:7 | Худаниң бундақ қилиштики мәхсити шуки, Худа Өзи Әйса Мәсиһ арқилиқ бизгә ата қилған меһир-шәпқәтниң тәңдашсиз екәнлигини әбәдил-әбәт көрситиштур. | |
Ephe | UyCyr | 2:8 | Силәр Әйса Мәсиһкә ишинип, Худаниң меһир-шәпқити арқилиқ қутқузулдуңлар. Бу силәрниң әҗриңлардин кәлгән әмәс, бәлки Худадин кәлгән илтипаттур. | |
Ephe | UyCyr | 2:9 | Силәр һәргизму яхши әмәлләр билән қутқузулмидиңлар, шуңа силәрниң махтинишқа һәққиңлар йоқ. | |
Ephe | UyCyr | 2:10 | Чүнки биз һәммимиз Худаниң иҗадийити болуп, Худа бурунла тәйярлиған яхши әмәлләрни қилишимиз үчүн Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңидин яритилдуқ. | |
Ephe | UyCyr | 2:11 | Есиңларда болсунки, туғулушуңлардин йәһудий әмәс силәр өз хәтнисидин пәхирлинидиған йәһудийлар тәрипидин «хәтнә қилинмиғанлар», дәп камситилдиңлар. Һалбуки, уларниң хәтниси пәқәт җисманий җәһәттики хәтнидур. | |
Ephe | UyCyr | 2:12 | У чағларда силәр Әйса Мәсиһкә мәнсүп әмәс едиңлар, шундақла Худаниң хәлқи болған исраиллар қатаридиму әмәс едиңлар, Худа Өз хәлқигә вәдә қилған келишимниң сиртида тураттиңлар һәм Худани тонумай, үмүтсиз яшаттиңлар. | |
Ephe | UyCyr | 2:13 | Силәр шу чағларда Худадин жирақ болсаңларму, лекин һазир Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Әйса Мәсиһниң қурванлиқ қени билән Худаға йеқинлаштурулдуңлар. | |
Ephe | UyCyr | 2:14 | Әйса Мәсиһ биз йәһудийлар билән силәр йәһудий әмәсләрни инақлаштурушниң мәнбәси. У бизләрни бирләштүрүп, бир-биримизни айривәткән дүшмәнлик тосуқни бузуп ташлиди. | |
Ephe | UyCyr | 2:15 | Әйса Мәсиһ Өзиниң тенини қурван қилиш арқилиқ йәһудий әмәсләрни чәткә қақидиған Тәврат қануни вә униң әмир-пәрманлирини күчидин қалдурди. Буниңдики мәхсәт, йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни Өзигә мәнсүп болған йеңи инсан қилип чиқиш вә уларни инақлаштуруштур. | |
Ephe | UyCyr | 2:16 | У чапрас яғачқа миқлинип қурван болуш арқилиқ бир тән қилип бирләштүрүлгән икки тәрәп арисидики дүшмәнликни йоқитип, уларни Худа билән яраштурди. | |
Ephe | UyCyr | 2:17 | Әйса Мәсиһ Худадин жирақ болған силәр билән Худаға йеқин болған биз йәһудийларға инақлиқ тоғрисидики Хуш Хәвәрни елип кәлди. | |
Ephe | UyCyr | 2:18 | Демәк, Әйса Мәсиһниң васитиси билән һәммимиз қәлбимиздики охшаш бир Муқәддәс Роһқа тайинип Худа Атимизниң алдиға баралаймиз. | |
Ephe | UyCyr | 2:19 | Шуниң үчүн силәр йәһудий әмәсләр әнди ят вә яқа жутлуқлардин әмәс, бәлки Худаниң муқәддәс хәлқи билән биргә Худа Падишалиғиниң пухралиридин, шундақла Худа аилисиниң әзалиридин болуңлар. | |
Ephe | UyCyr | 2:20 | Һәммимиз Худа селиватқан бена болуп, әлчиләр билән пәйғәмбәрләр бу бенаниң асаси, Әйса Мәсиһ болса униң һул Тешидур. | |
Ephe | UyCyr | 2:21 | Әйса Мәсиһ арқилиқ биз Рәббимизгә беғишланған муқәддәс ибадәтхана болуш үчүн бирләштүрүлүп өсмәктимиз. | |