EPHESIANS
Chapter 6
Ephe | UyCyr | 6:1 | Әй балилар, Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, ата-анаңларниң сөзини аңлаңлар. Бу силәрниң борчуңлардур. | |
Ephe | UyCyr | 6:2 | Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән «Ата-анаңни һөрмәт қил» дегән пәризни ада қилиңлар. Бу Худаниң бир вәдә билән бағлап бәргән дәсләпки пәрзидур. | |
Ephe | UyCyr | 6:3 | Бу вәдә шуки, униңға әмәл қилсаңлар, «бәхитлик болисиләр вә бу дунияда узун өмүр сүрисиләр». | |
Ephe | UyCyr | 6:4 | Әй атилар, пәрзәнтлириңларниң аччиғини кәлтүрүп, өчмәнлик пәйда қилмаңлар. Уларни Рәббимизниң тәлими бойичә тәрбийиләңлар. | |
Ephe | UyCyr | 6:5 | Әй қуллар, бу дуниядики ғоҗайинлириңларға худди Әйса Мәсиһкә бойсунғандәк чоңқур һөрмәт вә чин қәлб билән бойсунуңлар. | |
Ephe | UyCyr | 6:6 | Ғоҗайиниңларни хурсән қилиш үчүн, пәқәт уларниң алдидила әмәс, бәлки һемишәм уларға хизмәт қилиңлар. Чүнки силәр Әйса Мәсиһниң хизмәткари болуш сүпитиңлар билән Худаниң ирадисигә чин дилиңлардин әмәл қилишиңлар керәк. | |
Ephe | UyCyr | 6:7 | Ғоҗайиниңларға разимәнлик билән хизмәт қилиңлар. Уни адәмләр үчүн әмәс, бәлки Рәббимиз үчүн қилғандәк қилиңлар. | |
Ephe | UyCyr | 6:8 | Есиңларда тутуңларки, мәйли қул яки әркин адәм болсун, Рәббимиз һәр кимниң қилған һәр бир яхшилиғини қайтуриду. | |
Ephe | UyCyr | 6:9 | Әй ғоҗайинлар, силәрму қуллириңларға яхши муамилә қилиңлар. Уларға қорқутуш арқилиқ бесим салмаңлар. Чүнки асмандики Худа силәрниң, шундақла уларниңму ғоҗайини екәнлигини билисиләр. Худа һәммә инсанларға охшаш муамилә қилиду. | |
Ephe | UyCyr | 6:10 | Ахирида мән силәрниң Рәббимизгә вә Униң зор қудритигә тайинип, күчлүк болушуңларни тиләймән. | |
Ephe | UyCyr | 6:11 | Шәйтанниң һейлә-микирлиригә тақабил туруш үчүн, Худа ата қилған қоғдиниш қураллири билән қураллиниңлар. | |
Ephe | UyCyr | 6:12 | Чүнки биз инсанларға әмәс, бәлки яман роһий күчләр дуниясидики һөкүмранларға, һоқуқдарларға, бу қараңғу дунияниң көрүнмәс күчлиригә вә башқа яман роһий күчләргә қарши җәң қиливатимиз. | |
Ephe | UyCyr | 6:13 | Мүшкүл күнләрдә дүшмәнниң һуҗумиға тақабил туралишиңлар һәм җәңдин кейинму қәддиңларни руслап туралишиңлар үчүн, Худа ата қилған қоғдиниш қураллири билән толуқ қураллиниңлар. | |
Ephe | UyCyr | 6:14 | Бу җәңдә пут тирәп туралишиңлар үчүн, белиңларға һәқиқәт бәлбеғини, көксүңларға һәққанийлиқ савутини тақаңлар. | |
Ephe | UyCyr | 6:15 | Худаниң инсанларни Өзи билән яраштуруш тоғрисидики Хуш Хәвәр чоруғини кийип, тәйяр туруңлар. | |
Ephe | UyCyr | 6:16 | Мана буларға қошуп, шәйтанниң барлиқ от туташтурулған оқлирини тосап қалалайдиған ишәнч қалқинини қолуңларға елиңлар. | |
Ephe | UyCyr | 6:17 | Худа ата қилған қутқузулуш дубулғисини кийиңлар вә Муқәддәс Роһ қиличи, йәни Худаниң сөзини мәккәм тутуңлар. | |
Ephe | UyCyr | 6:18 | Һемишәм Муқәддәс Роһқа тайинип, илтимасиңларни ейтип дуа-тилавәт қилиңлар. Шундақла сәгәк туруп, барлиқ мәсиһийләр үчүн давамлиқ дуа қилип туруңлар. | |
Ephe | UyCyr | 6:19 | Мән үчүнму дуа қилиңлар. Хуш Хәвәрниң сирини жүрәклик йәткүзүшүм үчүн, Худа маңа тоғра сөзләрни бәргәй. | |
Ephe | UyCyr | 6:20 | Мән бу Хуш Хәвәрни тарқитиш сәвәвидин кишәнләнгән әлчимән. Мениң Хуш Хәвәрни жүрәклик һалда йәткүзүшүм үчүн дуа қилғайсиләр. Чүнки бу мениң қилишқа тегишлик ишимдур. | |
Ephe | UyCyr | 6:21 | Силәрниң мениң әһвалимни вә немә қиливатқанлиғимни билишиңлар үчүн, қәдирлик қериндишимиз һәм Рәббимизниң садиқ хизмәткари болған Тикикусни алдиңларға әвәтимән. У силәргә әһвалимизни йәткүзүп, силәрни илһамландуриду. | |
Ephe | UyCyr | 6:22 | Силәрниң мениң әһвалимни вә немә қиливатқанлиғимни билишиңлар үчүн, қәдирлик қериндишимиз һәм Рәббимизниң садиқ хизмәткари болған Тикикусни алдиңларға әвәтимән. У силәргә әһвалимизни йәткүзүп, силәрни илһамландуриду. | |
Ephe | UyCyr | 6:23 | Худа Атимиздин вә Рәббимиз Әйса Мәсиһтин силәргә аманлиқ, меһир-муһәббәт вә ишәнч тиләймән. | |