Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I CHRONICLES
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 19
I Ch UyCyr 19:1  Аридин бирқанчә вақит өткәндин кейин, аммонларниң падишаси Нахаш вапат болди. Униң падишалиқ орниға оғли Ханун чиқти.
I Ch UyCyr 19:2  Давут: «Ханунниң атиси Нахаш маңа меһир-шәпқәт көрсәткәнлиги үчүн, мән униң оғли Ханунға меһир-шәпқәт көрситимән», дәп ойлиди. Давут униңға тәсәлла бериш үчүн әлчилирини әвәтти. Әлчиләр Ханунға тәсәлла бериш үчүн аммонларниң зиминиға киргәндә,
I Ch UyCyr 19:3  аммонларниң әмәлдарлири Ханунға: — Давут бу йәргә һал сориғили адәм әвәтипту, силичә у атилириниң һөрмитини қиливатқанмиду? Униң әлчилириниң бу йәргә келиштики мәхсити бу зиминни тәкшүрүп, пайлап чиқип, андин кейин зиминимизни ишғал қилиш, дәп ойлимамдила? — дейишти.
I Ch UyCyr 19:4  Шуниңдин кейин Ханун Давутниң әлчилирини тутувелип, уларниң сақал-бурутлирини чүшүрүвәтти. Йәнә уларниң тонлириниң асти тәрипидин ямпашлириғичә болған қисмини кесиветип, андин уларни қоғлавәтти.
I Ch UyCyr 19:5  Давут әлчиләрниң әһвалидин хәвәр тапқандин кейин, уларни күтүвелишқа алдиға адәм әвәтти. Әлчиләр толиму иза-аһанәттә қалған еди. Падиша әлчилиригә: «Силәр Ериха шәһиридә туруп, сақал-бурутуңлар өскәндин кейин қайтип келиңлар», дәп сөз әвәтти.
I Ch UyCyr 19:6  Аммонлар өзлириниң Давутни рәнҗитип қойғанлиғини билип, Ханун билән бирлишип, 35 тонна күмүчкә Аррам-Наһарайим, Аррам-Маака вә Зобаһ дегән йәрләрдин һарвулуқ ләшкәрләрни җәң һарвулири билән яллап алди.
I Ch UyCyr 19:7  Улар йәнә 32 миң һарвулуқ ләшкәрләр, шундақла Маака падишаси билән униң қошунини яллап алди. Маака падишаси келип, Медиба шәһириниң алдида баргаһ қурди. Аммонларму өз шәһәрлиридин жиғилишип җәңгә атланди.
I Ch UyCyr 19:8  Давут бу хәвәрни аңлап, исраилниң пүтүн қошунини Йоабниң башчилиғида улар билән уруш қилишқа чиқарди.
I Ch UyCyr 19:9  Аммонлар пайтәхт Раббаһ шәһиридин чиқип, шәһәр дәрвазисиниң алдида сәп түзүп турди, ярдәмгә кәлгән башқа падишалар болса далада айрим бир қошун болуп турди.
I Ch UyCyr 19:10  Йоаб өзиниң алди-кәйнидин һуҗумға учрайдиғанлиғини көрүп, исраилниң бир қисим алдиңқи қатарлиқ ләшкәрлирини таллап, уларни сүрийәликләргә қарши сәпкә турғузди.
I Ch UyCyr 19:11  Қалған адәмлирини болса акиси Абишайниң башқурушиға қойди. Абишай уларни аммонларға қарши җәңгә тәйяр қилди.
I Ch UyCyr 19:12  Йоаб Абишайға: — Мабада сүрийәликләр мәндин күчлүк чиқса, сән маңа ярдәмгә кәл. Мабада аммонлар сәндин күчлүк чиқса, мән саңа ярдәмгә барай.
I Ch UyCyr 19:13  Җасарәтлик бол, хәлқимиз вә Худайимизниң шәһәрлири үчүн җан тикип уруш қилайли! Пәрвәрдигарниң ирадиси әмәлгә ашқай, — деди.
I Ch UyCyr 19:14  Йоаб вә униң адәмлири илгириләп берип, сүрийәликләргә һуҗумға өтүшкә тәйяр болди. Сүрийәликләр уларниң алдида қачти.
I Ch UyCyr 19:15  Сүрийәликләрниң қачқанлиғини көргән аммонларму Йоабниң акиси Абишайдин қечип, шәһәргә қайтип киривалди. Шуниңдин кейин Йоаб Йерусалимға қайтип кәтти.
I Ch UyCyr 19:16  Исраиллардин йеңилгәнлигини билгән сүрийәликләр Фират дәриясиниң у тәрипидики сүрийәликләргә адәм әвәтип, уларни йөткәп кәлди. Улар Һададъәзәр қошуниниң беши Шобакниң рәһбәрлигидә урушқа кәлди.
I Ch UyCyr 19:17  Буниңдин хәвәр тапқан Давут Исраилдики ләшкәрләрниң һәммисини жиғип, Иордан дәриясидин өтүп, сүрийәликләргә йеқин йәргә келип, өз қошунини уларға қарши сәпкә турғузди. Буни көргән сүрийәликләр Давутқа қарши җәңгә атланди.
I Ch UyCyr 19:18  Һалбуки, сүрийәликләр исраилларниң алдидин йәнә қачти. Давут сүрийәликләрниң йәттә миң һарвулуқ ләшкирини вә қириқ миң пиядә ләшкирини өлтүрди. Давут йәнә сүрийәликләрниң қошуниниң беши Шобакни һалак қилди.
I Ch UyCyr 19:19  Һададъәзәргә тәвә падишаларниң һәммиси өзлириниң исраиллардин мәғлуп болғанлиғини көрүп, Давут билән течлиқ келишими түзүшүп, униңға тәвә болди. Шуниңдин кейин сүрийәликләр аммонларға ярдәм бериштин баш тартидиған болди.