I CORINTHIANS
Chapter 8
I Co | UyCyr | 8:1 | Әнди хетиңлардики бутқа атап нәзир қилинған гөшни йейиш яки йемәслик мәсилисигә келәйли. Силәр һәммимизниң бу мәсилигә нисбәтән билимимиз бар, дәп қарайсиләр. Бирақ билими көп болған адәм тәкәббурлишип кетиши мүмкин. Лекин меһир-муһәббити көп болған адәм болса, қериндишиниң ишәнчини мустәһкәмләшкә пурсәт издәйду. | |
I Co | UyCyr | 8:4 | Хош, әнди бутқа атап нәзир қилинған гөш мәсилисигә келәйли. Бизгә мәлумки, көп адәмләр ибадәт қиливатқан бутлар Худа әмәстур. Ялғуз бир Худадин башқа Илаһ йоқтур. | |
I Co | UyCyr | 8:5 | Гәрчә бәзиләр дунияда нурғун илаһлар бар, улар зимин вә асманда яшайду, дәп қариған һәм уларни өзиниң худаси вә рәбби дәп етирап қилған болсиму, | |
I Co | UyCyr | 8:6 | бирақ биз үчүн пәқәтла ялғуз бир Худа, йәни асмандики Худа Атимизла бардур. У пүткүл мәвҗудатниң Яратқучисидур, биз Униң үчүн яшаймиз. Шуниңға охшаш биз үчүн ялғуз бир Рәб, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһ бардур. Пүткүл мәвҗудат У арқилиқ моҗуттур. Бизму У арқилиқ йеңи һаятқа егә болдуқ. | |
I Co | UyCyr | 8:7 | Лекин һәммә мәсиһийләр бундақ билимни тонуп йәтмиди. Уларниң бәзилири мәсиһий болуштин бурун бутпәрәслик адәтлиригә көнүп қалғачқа, һазирму бутқа атап нәзир қилинған гөшни йейишни бутқа ибадәт қилиш билән баравәр дәп қарайду. Шуңа улар бу гөшни йейишкә җүръәт қилалмайду. Әгәр улар бу гөшни йәп қалған болса, өзлирини булғандуқ дәп һис қилип, виждани азаплиниду. | |
I Co | UyCyr | 8:8 | Әмәлиятта һәр қандақ бир йемәкликни йейиш яки йемәслик билән өзимизни Худаға йеқинлаштурғили болмайду. Уни йесәк, Худаға йеқинлишип қалмаймиз, йемисәкму Худадин жирақлишип кәтмәймиз. | |
I Co | UyCyr | 8:9 | Лекин еһтият қилиңларки, силәрниң мәлум йемәкликни йейиш яки йемәслик әркинлигиңлар бундақ билимни тонуп йәтмигән мәсиһий қериндашлириңларниң гуна қилишиға сәвәп болуп қалмисун. | |
I Co | UyCyr | 8:10 | Чүнки бундақ билимни тонуп йәтмигән бир мәсиһий бутниң Худа әмәслигини билидиған силәрниң бутханида өткүзүлүватқан зияпәттә бутқа атап нәзир қилинған гөшни йәватқанлиғиңларни көрсә, силәргә әгишип, өз вижданиға қарши һалда уму шу гөшни йейиши мүмкин. Ундақта, силәр униң өз вижданиға қарши һалда гуна қилишиға сәвәп қилған болуп қалмамсиләр? | |
I Co | UyCyr | 8:11 | Ақивәттә, бундақ билимни тонуп йәтмигән бу қериндишимизниң ишәнчи силәрниң билимиңлар түпәйлидин вәйран болуши мүмкин. Һалбуки, Әйса Мәсиһ униң үчүнму қурван болған. | |
I Co | UyCyr | 8:12 | Силәр қериндашларни өзлири хата, дәп қариған ишларни қилишқа дәвәт қилсаңлар, қериндашлар алдида гуна өткүзүп, уларниң вижданини җараһәтләпла қалмастин, Әйса Мәсиһ алдидиму гуна қилған болисиләр. | |