Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I SAMUEL
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 31
I Sa UyCyr 31:1  Филистийәликләр исраиллар билән җәң қилишти. Нурғун исраиллар Гилбова теғида қаза болди, қалғанлири филистийәликләрдин қачти.
I Sa UyCyr 31:2  Филистийәликләр Саул билән униң оғуллириниң арқисидин қоғлап, ахири Саулниң оғуллиридин Йонатан, Абинадаб, Малкишуваларни өлтүрди.
I Sa UyCyr 31:3  Саулниң әтрапида җәң әвҗигә чиқти, шу пәйттә Саул дүшмән оқ-ячилири тәрипидин етилип, қаттиқ яриландурулди.
I Sa UyCyr 31:4  Саул өзиниң қурал-ярақ көтәргүчисигә: — Қиличиңни суғур, мени өлтүрүвәт, әву хәтнисизләр келип, маңа қилич санчип мени хорлимисун, — деди. Қурал-ярақ көтәргүчи қаттиқ қорқуп кәткинидин ундақ қилишқа унимиди. Саул өзиниң қиличини суғуруп чиқирип, өзини қилич үстигә ташлиди.
I Sa UyCyr 31:5  Қурал-ярақ көтәргүчи Саулниң өлгәнлигини көрүп, уму өзини қиличи үстигә ташлап өлди.
I Sa UyCyr 31:6  Шуниң билән Саул, униң үч оғли, қурал-ярақ көтәргүчиси вә барлиқ адәмлири шу бир күн ичидә биллә өлди.
I Sa UyCyr 31:7  Йизриәл җилғисиниң қарши тәрипидә вә Иордан дәриясиниң нерисида туруватқан исраиллар Исраил ләшкәрлириниң қачқанлиғини, Саул вә униң оғуллириниң өлгәнлигини көрүп, шәһәрлирини ташлап қачти. Андин филистийәликләр келип у шәһәрләргә олтирақлишип қалди.
I Sa UyCyr 31:8  Әтиси филистийәликләр өлтүрүлгәнләрниң кийим-кечәклирини салдурувелишқа кәлгәндә, Саул билән униң үч оғлиниң Гилбова теғида өлүк һалда ятқанлиғини көрүп,
I Sa UyCyr 31:9  Саулниң каллисини кесивелип, савут-дубулғилирини салдурувалди. Филистийәликләр өз зимининиң һәр тәрипигә чапармәнләрни әвәтип, өз бутханилириға вә хәлиққә хуш хәвәрни йәткүзди.
I Sa UyCyr 31:10  Улар Саулниң савут-дубулғилирини Ашторәт дегән аял илаһниң бутханисиға қоюп, җәсидини Бәйтшан шәһириниң сепилиға миқлап қойди.
I Sa UyCyr 31:11  Гилъадтики Ябеш шәһириниң аһалиси филистийәликләрниң Саулға қилғанлирини аңлиғанда,
I Sa UyCyr 31:12  уларниң ичидики һәммә батурлар бир кечә йол меңип, Саул билән униң оғуллириниң җәсәтлирини Бәйтшанниң сепилидин елип чүшүп, Ябешқа апирип у йәрдә көйдүрди.
I Sa UyCyr 31:13  Андин улар сүйәклирини елип, Ябешта бир жулғун дәриғиниң түвигә дәпнә қилип, йәттә күн роза тутти.