Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I SAMUEL
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 26
I Sa UyCyr 26:1  Бир нәччә зифлиқлар Гибъаһқа келип, Саул билән көрүшүп: — Давут Йешимон чөлиниң четидики Хакила дегән егизликтә йошурунуп жүриду, — дейишти.
I Sa UyCyr 26:2  Буни аңлиған Саул дәрһал исраиллардин үч миң алдинқи қатарлиқ ләшкәрни таллап, Давутни издәш үчүн Зиф чөлигә атланди.
I Sa UyCyr 26:3  Саул Хакила егизлигиниң йенидики йол бойиға баргаһ қурди. Давут у чағда йәнила чөлдә еди, у Саулниң чөлдә өзиниң кәйнигә чүшкәнлигини аңлап,
I Sa UyCyr 26:4  чарлап келишкә адәм әвәтти вә шу арқилиқ Саулниң кәлгәнлигини ениқ биливалди.
I Sa UyCyr 26:5  Давут дәрһал Саул баргаһ қурған йәргә берип, Саулниң вә қошуниниң беши Нерниң оғли Абнерниң ятқан йерини көрди. Саул баргаһниң оттурисида, ләшкәрлири болса униң әтрапида ятқан еди.
I Sa UyCyr 26:6  Давут Ахимәләк билән Абишайдин: — Қайсиңлар мән билән Саулниң баргаһиға барисиләр? — дәп сориведи, Абишай: — Мән өзәм сиз билән баримән, — деди. Ахимәләк хит хәлқидин еди, Абишай Йоабниң акиси болуп, уларниң аниси Зируя еди.
I Sa UyCyr 26:7  Шу күни кечиси Давут билән Абишай иккиси баргаһқа берип, Саулниң баргаһниң оттурисида ухлаватқанлиғини, бешиниң йенида нәйзисиниң йәргә санчиқлиқ турғанлиғини, Абнер билән ләшкәрләрниң униң чөрисидә ятқанлиғини көрди.
I Sa UyCyr 26:8  Абишай Давутқа: — Бүгүн Пәрвәрдигар дүшминиңизни қолуңизға тапшурупту. Әнди иҗазәт бериң, уни нәйзә билән йәргә миқлап қояй. Бирла санчисам болди, иккинчи санчишимниң һаҗити йоқ! — деди.
I Sa UyCyr 26:9  — Яқ, уни өлтүргүчи болма! — деди Давут Абишайға, — кимму Пәрвәрдигар таллиған падишаға қол тәккүзүп, гунасиз қалсун?
I Sa UyCyr 26:10  Мән мәңгү һаят Пәрвәрдигар алдида қәсәм ичимәнки, Пәрвәрдигар Өзи Саулниң җенини алиду. У яки күни тошуп аләмдин өтиду, яки җәңдә һалак болиду.
I Sa UyCyr 26:11  Пәрвәрдигар мени Өзи таллиған падишаға қол селишимдин сақлисун! Униң бешидики нәйзә билән су қачини елип кетәйли.
I Sa UyCyr 26:12  Шуниң билән Давут Саулниң бешидики нәйзә билән су қачини алди вә у йәрдин кәтти. Уларни һечким көрмиди, һечким сәзмиди. Һәтта һечбири ойғанмиди. Чүнки Пәрвәрдигар уларни қаттиқ уйқиға ғәриқ қиливәткән еди.
I Sa UyCyr 26:13  Шундақ қилип, Давут җилғиниң қарши тәрипигә өтүп дөңгә чиқти, уларниң арисида хели арилиқ бар еди.
I Sa UyCyr 26:14  Давут Саулниң адәмлиригә вә Нерниң оғли Абнерға қарап вақириди: — Һәй Абнер, җавап бәрмәмсән? — Сән ким падишаға қарап вақирашқа җүръәт қилған? — деди Абнер.
I Sa UyCyr 26:15  — Сән Исраилдики тәңдиши йоқ адәм әмәсмусән? — деди Давут Абнерға, — бирси ғоҗайиниң болған падиша алийлирини өлтүргили кирсә, сән немишкә падишани яхши қоғдимидиң?
I Sa UyCyr 26:16  Бундақ қилғиниң яхши болмиди! Мән мәңгү һаят Пәрвәрдигар алдида қәсәм қилимәнки, ғоҗайиниңларни, йәни Пәрвәрдигар таллиған падишани яхши муһапизәт қилмиғанлиғиңлар үчүн һәммиңлар өлүмгә мәһкүмсиләр. Абнер, әнди қарап баққина, падишаниң бешидики нәйзә билән су қача нәдә?
I Sa UyCyr 26:17  Саул Давутниң авазини тонуп, униңға: — Оғлум Давут! Бу расттинла сәнму? — деди. — Ләббәй, падиша алийлири, — дәп җавап бәрди Давут,
I Sa UyCyr 26:18  — мән немә иш қилдим, немә яманлиқ өткүздүм? Ғоҗайинимниң мән, қуллирини қоғлап жүрүшидики сәвәп немә?
I Sa UyCyr 26:19  Падиша алийлири, әнди мән, қуллириниң гепигә қулақ селип бақсиңиз! Әгәр сизниң маңа ғәзәплинишиңизгә Пәрвәрдигар сәвәп болған болса, қурванлиғим Пәрвәрдигарниң ирадисини өзгәрткәй; әгәр буни қиливатқанлар инсанлар болса, улар Пәрвәрдигар алдида қарғишқа кәткәй. Чүнки улар бу күнләрдә мени Пәрвәрдигарниң зиминидин һайдап, ят илаһларға чоқунидиған йәргә қоғлавәтти.
I Sa UyCyr 26:20  Әнди мән падишайимдин қенимниң ят зиминда, йәни Пәрвәрдигарниң һозуридин жирақ йәрдә төкүлүшигә йол қоймаслиғини өтүнимән, исраиллар падишасиниң мени — кичиккинә бир бүргини издәп жүрүши, худди таққа оға чиққанларниң кәклик олиғинидәкла иштур.
I Sa UyCyr 26:21  Саул мундақ деди: — Мән гуна қилдим, қайтип кәл, оғлум Давут! Бүгүн җенимни әзиз билгәнлигиң үчүн әнди иккинчи саңа зиян-зәхмәт йәткүзмәймән. Мән ахмақлиқ қилип, қаттиқ гуна қилиптимән.
I Sa UyCyr 26:22  — Мана падишайимизниң нәйзиси, — деди Давут, — жигитлириңиздин бири келип әкәтсун.
I Sa UyCyr 26:23  Пәрвәрдигар бүгүн падишайимиз болған сизни қолумға тапшурғанти, лекин мән Пәрвәрдигар таллиған падишаға қол тәккүзмидим. Пәрвәрдигар һәрбир адәмни униң адиллиғи вә садақәтлигигә яриша мукапатлайду.
I Sa UyCyr 26:24  Бүгүн сизниң җениңиз мениң нәзиримдә әзиз билингәндәк, мениң җенимму Пәрвәрдигарниң нәзиридә әзиз билинсун вә мени барлиқ мүшкүллүкләрдин хали қилсун.
I Sa UyCyr 26:25  — Балам Давут, Худа саңа бәхит ата қилғай! Сән чоқум улуқ ишларни қилисән һәм ғалибигә еришисән! — деди Саул. Шуниңдин кейин Давут өз йолиға кәтти, Саулму өйигә қайтти.