I SAMUEL
Chapter 22
I Sa | UyCyr | 22:1 | Давут у йәрдин қечип, Адуллам шәһириниң йенидики ғарда паналанди. Униң акилири вә ата җамаитидикиләр буни аңлап, шу йәргә йетип кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 22:2 | Шуниң билән биллә бешиға күн чүшкән, қәризгә боғулған, нарази болуп жүргән кишиләр униң йениға жиғилишти. Шундақ қилип, Давут уларға йолбашчи болуп қалди. Униңға әгәшкәнләр төрт йүзчә киши еди. | |
I Sa | UyCyr | 22:3 | Давут у йәрдин Моаб зиминидики Мизпаһ дегән шәһәргә келип, Моаб падишасиға: — Худаниң маңа немә қилмақчи болғанлиғини биливалғичә, ата-анамниң бу йәргә келип турушиға рухсәт қилсила, — дәп илтиҗа қилди. | |
I Sa | UyCyr | 22:4 | Шундақ қилип, у ата-анисини Моаб падишасиниң һозуриға елип кәлди. Өзи тағдики паналинидиған ғарда йошурунуп жүргән мәзгилдә, ата-аниси у йәрдә турди. | |
I Sa | UyCyr | 22:5 | Гад пәйғәмбәр Давутқа: — Тағдики ғарда жүрмәй, Йәһуда зиминиға барғин, — деди. Андин Давут у йәрдин кетип, Хәрәт орманлиғиға барди. | |
I Sa | UyCyr | 22:6 | Саул Гибъаһ теғиниң төписидики бир жулғун дәриғиниң астида қолиға нәйзисини тутқан һалда олтиратти, әмәлдарлири болса униң әтрапида турушатти. Давут вә униң адәмлириниң тепилғанлиғи һәққидики хәвәр униңға йетип кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 22:7 | Саул әтрапидикиләргә: — Һәй Бинямин қәбилисидикиләр, гепимгә қулақ селиңлар! Йәһуда қәбилисидин болған Йишайниң оғли Давут силәргә үзүмзарлиқ вә етизларни берәрмиди, силәрни қошунлириниң беши қилармиди? | |
I Sa | UyCyr | 22:8 | Силәр маңа қарши тил бириктүрүватисиләр. Араңлардин һечким маңа оғлум Йонатанниң Йишайниң оғли билән келишим қилғанлиғини ейтмиди, мениң һалимдин хәвәр алмиди. Һечқандақ адәм маңа, өз оғлумниң күшкүртүши билән Давутниң маңа һуҗум қилишни күтүватқанлиғини ейтмиди, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 22:9 | Шу чағда Саулниң әмәлдарлири арисида турған идомлуқ Доег униңға: — Мән Йишайниң оғли Давутниң Нобтики Ахитубниң оғли роһаний Ахимәләкниң йениға кәлгәнлигини көрдүм. | |
I Sa | UyCyr | 22:10 | Ахимәләк Давут һәққидә Пәрвәрдигарға илтиҗа қилип, униңға таам вә филистийәлик Голятниң қиличини бәрди, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 22:11 | Саул падиша роһаний Ахимәләкни вә униң ата җамаитиниң һәммисини, йәни Нобтики роһанийларни чақиртти. Уларниң һәммиси падишаниң һозуриға кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 22:12 | — Һәй Ахитубниң оғли, гепимгә қулақ сал, — деди Саул. — Мана мән ғоҗам, — дәп җавап бәрди Ахимәләк. | |
I Sa | UyCyr | 22:13 | — Сән немишкә Йишайниң оғли билән биргә маңа қарши тил бириктүрдүң? Сән немишкә униңға нан билән қилич берип, униң үчүн Пәрвәрдигарға илтиҗа қилдиң? Мана әнди у маңа қарши чиқип, һуҗум қилишни күтүп ятмақта! — деди Саул униңға. | |
I Sa | UyCyr | 22:14 | Ахимәләк Саулға җавап берип, мундақ деди: — Өзлириниң әмәлдарлири ичидә Давуттин садиқ ким бар? У силиниң күйоғуллири һәм ордидики ясавуллар отрядиниң башлиғи, шундақла өзлириниң адәмлири ичидики һөрмәткә сазавәр бир кишидур. | |
I Sa | UyCyr | 22:15 | Тоғра, мән Давут һәққидә Пәрвәрдигарға илтиҗа қилдим, алийлири, бу мениң биринчи қетим илтиҗа қилишим әмәс. Давутниң яман нийитидин һеч хәвирим йоқ, бу ишта мени яки ата җамаитимни әйиплимисилә. | |
I Sa | UyCyr | 22:17 | вә әтрапидики ясавуллириға мундақ дәп буйриди: — Пәрвәрдигарниң роһанийлирини өлтүрүңлар. Улар Давут тәрәптә турған һәм Давутниң қечип кәткәнлигини билип туруп, маңа ейтмиған! Саулниң ясавуллири болса Пәрвәрдигарниң роһанийлирини өлтүрүштин баш тартти. | |
I Sa | UyCyr | 22:18 | Бу чағда падиша Доегқа: — Сән берип, роһанийларни өлтүр! — дәп буйриди. Шу күни идомлуқ Доег роһанийлиқ тонини кийгән 85 роһанийни өзи ялғуз өлтүрди. | |
I Sa | UyCyr | 22:19 | Буниңдин башқа Саул падиша роһанийлар шәһири Нобтики әр-аял, бала-җақа, әмчәктики бовақтин таки кала-ешәк, қойларғичә болған һәммисини қилич билән қирғузди. | |
I Sa | UyCyr | 22:22 | Давут Әбиятарға: — У күни идомлуқ Доегниң у йәрдә екәнлигини көрүп, униң Саулға чоқум хәвәр қилидиғанлиғини билгән едим. Ата җамаитиңдики һәрбир җанниң өлүмигә мән сәвәпчи болдум. | |