Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I SAMUEL
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 10
I Sa UyCyr 10:1  Шуниңдин кейин Самуил бир қута зәйтун йеғини Саулниң бешиға қуюп, уни сөйүп: — Мана бу Пәрвәрдигарниң сени Өз хәлқи исраилға баш болушқа тайинлиғини.
I Sa UyCyr 10:2  Бүгүн сән мәндин айрилғандин кейин, Бинямин зимининиң бир четидики Зәлзах дегән йәргә йетип барғиниңда, Раһиләниң қәбриниң йенида икки адәмни учритисән, улар саңа: «Сиз издәп чиққан ешәкләр тепилди, атиңиз әнди ешәкләрдин әмәс, сиздин әнсирәп, ‹оғлумни қандақ тапармән?› дәп олтириду», дәйду.
I Sa UyCyr 10:3  Сән у йәрдин өтүп йәнә алдиға меңип Табордики дуб дәриғиниң йениға йетип кәлгәндә, Бәйтәлгә Худаға ибадәт қилғили маңған үч адәмни учритисән. Уларниң бири үч оғлақ, бири үч нан вә йәнә бири бир тулум шарап алған болуп,
I Sa UyCyr 10:4  улар саңа салам қилип, икки нан бериду. Бәргән нанларни елишиң керәк.
I Sa UyCyr 10:5  Униңдин кейин, сән филистийәликләрниң қаравул отряди җайлашқан «Худаниң теғи» дәп аталған Гибъаһқа барисән. Шәһәргә киргиниңдә, тағдики сәҗдигаһтин чүшүп кәлгән пәйғәмбәрләргә йолуқисән. Улар чилтар, дап, сүнәй вә лираларни челишип, һаяҗанда җар селип, Худани мәдһийилишиду.
I Sa UyCyr 10:6  Шу чағда Пәрвәрдигарниң Роһи саңа күч-қудрәттә чүшиду. Сән уларға қошулуп, һаяҗанда җар селип, мәдһийиләп, башқа бир адәмдәк болуп қалисән.
I Sa UyCyr 10:7  Бу аламәтләр көрүнгән чағда, сән өзәң билгәнни қил. Чүнки Худа саңа ярдур.
I Sa UyCyr 10:8  Сән Гилгалға мәндин бурун йетип барисән. Мән шу йәрдә көйдүрмә вә аманлиқ қурванлиғи қилиш үчүн қешиңға баримән. Сән у йәрдә мән кәлгичә йәттә күн сақлап турғин, мән йетип барғандин кейин, немә қилишиңни дәп беримән.
I Sa UyCyr 10:9  Саул Самуилдин айрилип кәйнигә бурулуп меңишиғила, Худа униңға йеңи бир қәлб ата қилди. Алдин дейилгән әшу аламәтләрниң һәммиси шу күни әмәлгә ашурулди.
I Sa UyCyr 10:10  Саул хизмәткари билән Гибъаһқа кәлгәндә, бир топ пәйғәмбәрләргә йолуқти. Шу чағда Худаниң Роһи униңға күч-қудрәттә чүшти. Шуниң билән у һелиқи бир топ пәйғәмбәрләргә қошулуп, һаяҗанда җар селип, Худани мәдһийиләп кәтти.
I Sa UyCyr 10:11  Илгири Саулни тонуйдиғанлар буни көрүп һәйран қелип, бир-биригә: — Кишниң оғлиға немә болғанду? Саулму пәйғәмбәрләрдинмиду? — дейишип кәтти.
I Sa UyCyr 10:12  Лекин шу йәрлик бир киши Саулни яқлап: — Әмсә башқиларчу? Уларниң атиси пәйғәмбәрмиди? — деди. «Саулму пәйғәмбәрләрдинмиду?» дегән мақал әйнә шуниңдин қалған.
I Sa UyCyr 10:13  Саул у йәрдә һаяҗанда җар селиштин тохтиғандин кейин, сәҗдигаһқа чиқти.
I Sa UyCyr 10:14  Саулниң тағиси уни вә униң хизмәткарини көрүп: — Силәр зади нәгә бардиңлар? — дәп сориди. — Ешәкләрни издигили чиққан! — деди Саул, — ешәкләрни тапалмиғандин кейин, Самуилниң йениға бардуқ.
I Sa UyCyr 10:15  — У силәргә немә деди? — дәп сориди Саулниң тағиси.
I Sa UyCyr 10:16  — У бизгә ешәкләрниң тепилғанлиғини дәп бәрди, — деди Саул, лекин өзиниң падиша болуп тайинлинидиғанлиғи тоғрисида Самуилниң ейтқанлирини тағисиға демиди.
I Sa UyCyr 10:17  Самуил исраил хәлқини Мизпаһқа, Пәрвәрдигарниң һозуриға чақирди
I Sa UyCyr 10:18  вә уларға мундақ деди: — Пәрвәрдигар, йәни исраилларни таллиған Худа шундақ дәйдуки: «Мән силәрни Мисирдин елип чиқтим, силәрни мисирлиқларниң вә силәргә зулум қилған барлиқ милләтләрниң қолидин қутулдуруп чиқтим.
I Sa UyCyr 10:19  Лекин әнди силәр Мени — өзәңларни пүтүн балаю-апәт вә мәшәқәтләрдин қутқузған Худайиңларни рәт қилип, өзәңларға бир падиша тайинлап беришни тәләп қилдиңлар. Әнди силәр қәбилә вә җамаәт тәртиви бойичә, Мән Пәрвәрдигарниң алдида тизилип туруңлар».
I Sa UyCyr 10:20  Шуниңдин кейин Самуил һәрбир қәбилини Пәрвәрдигарниң алдида тизди. Уларниң ичидин Бинямин қәбилиси талланди.
I Sa UyCyr 10:21  Андин Самуил Бинямин қәбилисидики һәрбир җамаәтни алдиға чиқарди, улардин Матри җамаити талланди. Ахирида Матри җамаитидикиләрдин Кишниң оғли Саул талланди. Лекин улар Саулни издигәндә уни тапалмиди.
I Sa UyCyr 10:22  Шуңа улар йәнә Пәрвәрдигардин: — У адәм бу йәрдиму? — дәп сориди. — У ярақ-җабдуқларниң кәйнигә йошурунувалди, — деди Пәрвәрдигар.
I Sa UyCyr 10:23  Бири жүгрәп берип Саулни у йәрдин елип кәлди. У халайиқниң арисида турғанда, һечкимниң бойи униң йәлкисидин ашматти.
I Sa UyCyr 10:24  Самуил хәлиққә: — Пәрвәрдигар таллиған адәмни әнди көрдүңларму? Хәлқимиз ичидә униңға йетидиған бирму адәм йоқ, — деди. Буниң билән хәлиқниң һәммиси: — Яшисун падиша! — дәп чуқан көтиришти.
I Sa UyCyr 10:25  Самуил хәлиққә падишаниң җавапкәрчилиги вә һоқуқини ейтип бәрди һәм уларни язма шәкилдә йезип, муқәддәс җайға қойди. Андин кейин хәлиқни өйлиригә қайтурувәтти.
I Sa UyCyr 10:26  Саулму Гибъаһқа, өз өйигә қайтти. Қәлби Худа тәрипидин тәсирләндүрүлгән бир топ батурлар униңға һәмра болди.
I Sa UyCyr 10:27  Лекин бәзи осал кишиләр: — Бу адәм қандақму бизни қутқузалайду? — дейишип, Саулни мәнситмәй, униңға һечқандақ соға бәрмиди. Саул һечнемә демиди.