Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I SAMUEL
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 9
I Sa UyCyr 9:1  Бинямин қәбилисидин болған Киш исимлиқ бир адәм бар еди. У Абиелниң оғли, Абиел Зирорниң оғли, Зирор Бикоратниң оғли, Бикорат болса Афияһниң оғли еди. Киш абройлуқ, дөләтмән адәм еди.
I Sa UyCyr 9:2  Униң Саул атлиқ келишкән бир оғли бар еди, исраил хәлқи ичидә униңдин келишкини йоқ еди. Һәрқандақ адәмниң бойи униң йәлкисидин ашматти.
I Sa UyCyr 9:3  Бир күни Кишниң бир нәччә ешиги йоқап кәтти. Киш оғли Саулға: — Балам, хизмәткарлардин бирәрсини елип, ешәкләрни издәп баққина! — деди.
I Sa UyCyr 9:4  Саул бир хизмәткар билән Әфрайим тағлиқ районида вә Шалишаһ зиминида ешәкләрни издәп тапалмиди. Шаалим зиминиға өтүведи, ешәкләр у йәрдиму йоқ болуп чиқти. Шуниңдин кейин улар Бинямин зиминини кезип чиқти, ешәкләрни у йәрләрдинму тапалмиди.
I Sa UyCyr 9:5  Улар Зуф зиминиға кәлгәндә, Саул хизмәткариға: — Әнди өйгә қайтайли! Болмиса атам ешәкләрдин әмәс, биздин әнсирәшкә башлайду, — деди.
I Sa UyCyr 9:6  Лекин хизмәткари униңға: — Мана, бу алдимиздики шәһәрдә Худаниң нәзири чүшкән бир адәм бар. У көпчиликниң һөрмитигә сазавәр болуп, униң ейтқанлириниң һәммиси әмәлгә ашиду. Әнди шу адәмниң йениға барсақ, бәлким у баридиған йолумизни бизгә көрситип қалар, — деди.
I Sa UyCyr 9:7  — Әгәр шу адәмниң йениға барсақ, у адәмгә немини соға қилимиз? — деди Саул, — бизниң хурҗунумизда йегүдәк нәрсә қалмиди, униңға соға қилғудәк нәрсә йоқ!
I Sa UyCyr 9:8  Хизмәткар Саулға җававән: — Мәндә бир кичик күмүч тәңгә бар. Уни Худаниң нәзири чүшкән шу адәмгә берәй, баридиған йолумизни бизгә көрситип бәрсун, — деди.
I Sa UyCyr 9:9  — Яхши, әмсә барайли, — деди Саул. Улар Худаниң нәзири чүшкән адәм туридиған шәһәргә қарап маңди. Улар даванға чиқип, шәһәргә баридиған йолда кетиватқанда, қудуқтин су әкелишкә чиққан қизларни учритип, улардин: — Ғайипни билгүчи шәһәрдиму? — дәп сориди. (У заманларда Исраилда кишиләр Худаға бирәр иш тоғрилиқ илтиҗа қилмақчи болса, «ғайипни билгүчиниң қешиға барайли» дәтти. Йәни һазир пәйғәмбәр дейилгән киши у заманларда «ғайипни билгүчи» дәп атилатти.)
I Sa UyCyr 9:10  — Яхши, әмсә барайли, — деди Саул. Улар Худаниң нәзири чүшкән адәм туридиған шәһәргә қарап маңди. Улар даванға чиқип, шәһәргә баридиған йолда кетиватқанда, қудуқтин су әкелишкә чиққан қизларни учритип, улардин: — Ғайипни билгүчи шәһәрдиму? — дәп сориди. (У заманларда Исраилда кишиләр Худаға бирәр иш тоғрилиқ илтиҗа қилмақчи болса, «ғайипни билгүчиниң қешиға барайли» дәтти. Йәни һазир пәйғәмбәр дейилгән киши у заманларда «ғайипни билгүчи» дәп атилатти.)
I Sa UyCyr 9:11  — Яхши, әмсә барайли, — деди Саул. Улар Худаниң нәзири чүшкән адәм туридиған шәһәргә қарап маңди. Улар даванға чиқип, шәһәргә баридиған йолда кетиватқанда, қудуқтин су әкелишкә чиққан қизларни учритип, улардин: — Ғайипни билгүчи шәһәрдиму? — дәп сориди. (У заманларда Исраилда кишиләр Худаға бирәр иш тоғрилиқ илтиҗа қилмақчи болса, «ғайипни билгүчиниң қешиға барайли» дәтти. Йәни һазир пәйғәмбәр дейилгән киши у заманларда «ғайипни билгүчи» дәп атилатти.)
I Sa UyCyr 9:12  — Һә-ә, шундақ. У һелила алдиңларда кәтти, — дәп җавап бәрди қизлар, — тезирәк меңиңлар. У шәһәргә бүгүнла кәлди. Хәлиқ сәҗдигаһта қурванлиқ қилмақчи. Һазирла шәһәргә кириңлар, у сәҗдигаһқа ғизаланғили чиқиштин бурун уни тапалайсиләр. Җамаәт у кәлмигичә ғизаға еғиз тәккүзмәйду, у дуа қилип бәргәндин кейинла, чақирилғанлар ғизалиналайду. Әнди меңиңлар, мошу вақитта уни тапалайсиләр.
I Sa UyCyr 9:13  — Һә-ә, шундақ. У һелила алдиңларда кәтти, — дәп җавап бәрди қизлар, — тезирәк меңиңлар. У шәһәргә бүгүнла кәлди. Хәлиқ сәҗдигаһта қурванлиқ қилмақчи. Һазирла шәһәргә кириңлар, у сәҗдигаһқа ғизаланғили чиқиштин бурун уни тапалайсиләр. Җамаәт у кәлмигичә ғизаға еғиз тәккүзмәйду, у дуа қилип бәргәндин кейинла, чақирилғанлар ғизалиналайду. Әнди меңиңлар, мошу вақитта уни тапалайсиләр.
I Sa UyCyr 9:14  Саул хизмәткари билән бу шәһәргә чиқип, шәһәрниң ичигә киргәндә, Самуилниң сәҗдигаһқа бериш үчүн дәл улар тәрәпкә қарап келиватқанлиғини көрди.
I Sa UyCyr 9:15  Пәрвәрдигар Самуилға Саулниң келишидин бир күн бурун аян болуп мундақ дегән еди:
I Sa UyCyr 9:16  «Әтә мошу вақитта Мән сениң йениңға Бинямин зиминидин бир адәм әвәтимән. Сән униң бешиға яғ қуюп, уни хәлқим исраилларға баш қилип тайинла. У хәлқимни филистийәликләрниң қолидин қутулдуриду. Хәлқимниң һалиға нәзәр салдим, уларниң дат-пәрияди Маңа йәтти».
I Sa UyCyr 9:17  Самуил Саулни көргәндә Пәрвәрдигар униңға: — Мән саңа ейтқан адәм дәл мошу, у Мениң хәлқим үстидин һөкүм сүриду, — деди.
I Sa UyCyr 9:18  Шу чағда Саул шәһәр дәрвазисида Самуилниң алдиға берип, униңдин: — Тәхсир, ғайипни билгүчиниң өйи қәйәрдикин? — дәп сориди.
I Sa UyCyr 9:19  Самуил: — Ғайипни билгүчи мән болимән. Җүрүңлар, мениң алдимда меңип сәҗдигаһқа чиқиңлар. Бүгүн силәр мән билән биллә ғизалинисиләр. Саул, әтә әтигәндә мән саңа көңлүңдикини ейтип берип, сени йолға селип қойимән.
I Sa UyCyr 9:20  Үч күн бурун жүтүп кәткән ешәклириңдин ғәм қилма, улар тепилди. Лекин исраил хәлқиниң хаһиши кимдә? Сәндә вә ата җамаитиңдә әмәсму? — деди.
I Sa UyCyr 9:21  — Мән Биняминдин, йәни исраилниң әң кичик қәбилисидин болимән, бу қәбилә ичидә җамаитимиз әң әрзимәс бир җамаәттур, сиз маңа немишкә бундақ дәйсиз? — дәп җавап бәрди Саул.
I Sa UyCyr 9:22  Самуил Саул билән хизмәткарини шу йәрдики оттуз меһман олтарған чоң өйгә башлап кирип, төргә олтарғузди.
I Sa UyCyr 9:23  Кейин ашпәзгә: — Мән саңа, алаһидә сақлап қой, дегән гөшни әнди елип кәл, — деди.
I Sa UyCyr 9:24  Ашпәз оң сан гөшни әкелип, Саулниң алдиға қойди. — Мана, бу саңа атап елип қоюлған гөш, мәрһәмәт, алдиңға тартип йегин! Мән меһманларни чақирғинимдин тартип, мошу вақитқичә бу саңа сақланди, — деди Самуил. Шу күни Саул Самуил билән биллә ғизаланди.
I Sa UyCyr 9:25  У иккиси сәҗдигаһтин шәһәргә қайтип кәлгәндин кейин, өгүздә параңлашти, Саул өгүздә йетип қалди.
I Sa UyCyr 9:26  Таң атқан чағда Самуил өгүздә ятқан Саулни чақирип: — Орнуңдин тур, мән сени йолға селип қойимән! — деди. Саул орнидин туруп, Самуил билән чиқип кәтти.
I Sa UyCyr 9:27  Улар шәһәрниң четигә барғанда, Самуил Саулға: — Хизмәткариңға ейт, у авал меңип турсун, — деди. Хизмәткар кәткәндин кейин Самуил: — Сән мошу йәрдә тохтап турғин, саңа Пәрвәрдигарниң ейтқинини йәткүзүп қояй, — деди.