I SAMUEL
Chapter 15
I Sa | UyCyr | 15:1 | Самуил Саулға мундақ деди: — Бешиңға яғ қуюп, сени Пәрвәрдигарниң Өз хәлқи болған исраилларға падишалиққа тайинлиғили Пәрвәрдигар тәрипидин әвәтилгән адәм мән болимән. | |
I Sa | UyCyr | 15:2 | Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар мундақ дәйдуки: «Исраиллар Мисирдин чиққан чағда, амаләкләрниң уларға қарши чиққанлиқлири үчүн, Мән амаләкләрни җазалаймән. | |
I Sa | UyCyr | 15:3 | Әнди сән амаләкләргә һуҗум қилип, пүтүн хәлқини мал-мүлүклири билән — әр-аял, бала-җақа, қой-кала, төгә вә ешәкләргичә ич ағритип олтармай тәл-төкүз йоқитивәт». | |
I Sa | UyCyr | 15:4 | Шуниңдин кейин Саул ләшкәрләрни Тилайимға жиғип, санақтин өткүзди. Пиядә ләшкәрләр сани Йәһуда қәбилисидин он миң, Исраилниң башқа қәбилилиридин болса җәми икки йүз миң чиқти. | |
I Sa | UyCyr | 15:6 | Андин қенларға: «Исраиллар Мисирдин чиққанда, уларға меһриванлиқ көрсәткәнтиңлар, шуңа силәрни амаләкләр билән қошуп йоқитивәтмәслигим үчүн, әнди амаләкләрдин бөлүнүп чиқип кетиңлар!» дәп хәвәр бәрди. | |
I Sa | UyCyr | 15:7 | Саул амаләкләрни Хавила дегән йәрдин таки Мисирниң шәрқидики Шур дегән йәргичә қоғлап қирип, | |
I Sa | UyCyr | 15:8 | амаләкләрниң падишаси Агагни тирик тутуп, қалған пүтүн хәлқини қилич билән тәл-төкүз йоқатти. | |
I Sa | UyCyr | 15:9 | Амма Саул билән хәлиқ Агагқа, шундақла семиз кала, қой, мозай вә қозиларға ич ағритип, қиммити бар малларни өлтүрмәй, қиммити йоқ әрзимәслириниң бириниму қоймай йоқитивәтти. | |
I Sa | UyCyr | 15:11 | «Саул Мәндин йүз өрүп, буйруғумни иҗра қилмиди, уни падиша қилғинимға пушайман қилдим». Самуил қәвәтла аччиқлинип, пүтүн кечә Пәрвәрдигарға налә-пәрият қилип чиқти. | |
I Sa | UyCyr | 15:12 | Самуил әтиси сәһәр қопуп Саулниң қешиға барғанда, униңға: «Саул Кармәлгә берип, өз шәривигә бир хатирә мунара қурғузуп, андин Гилгалға кетипту», дегән хәвәр йетип кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 15:13 | Самуил Саулниң йениға келиведи, Саул униңға: — Пәрвәрдигар сизгә бәхит ата қилғай! Мән Пәрвәрдигарниң буйруғини иҗра қилдим, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 15:14 | Самуил униңға: — Қулиғимға қойларниң мәрәшлири, калиларниң мөрәшлири аңлинидиғу, бу немә иш? — девиди, | |
I Sa | UyCyr | 15:15 | Саул униңға: — У адәмлиримниң амаләкләрдин алған олҗилири, Пәрвәрдигар Худайиңизға қурванлиқ қилиш үчүн улар семиз кала, қойларни аяп, сақлап қелишти. Қалғанлириниң һәммисини биз тәл-төкүз йоқитивәттуқ, — деди. Самуил Саулға қарап: | |
I Sa | UyCyr | 15:16 | — Тохтап тур! Мән саңа Пәрвәрдигарниң түнүгүн ахшам маңа дегән сөзлирини ейтип берәй, — деди. — Қени, мәрһәмәт, — деди Саул. | |
I Sa | UyCyr | 15:17 | — Гәрчә өзәңни муһим адәм әмәс, дәп һесаплап жүрсәңму, әмәлиятта исраил қәбилилириниң башлиғи әмәсмусән? — деди Самуил Саулға, — Пәрвәрдигар сениң бешиңға яғ қуйдуруп, сени исраилларниң падишаси қилди. | |
I Sa | UyCyr | 15:18 | Пәрвәрдигар саңа: «Берип, әшу гунакар амаләкләрни тамамән қиривәт, һәммисини йоқатқичә улар билән җәң қил», дәп әмир берип, сени йолға салған еди. | |
I Sa | UyCyr | 15:19 | Сән немә үчүн Пәрвәрдигарға бойсунмай, җәң олҗилирини елишқа алдирап, Пәрвәрдигар яман дәп қариған ишларни қилдиң? | |
I Sa | UyCyr | 15:20 | — Мән һәқиқәтән Пәрвәрдигарға бойсундум, — деди Саул Самуилға, — Пәрвәрдигарниң маңа көрсәткән йолида маңдим, амаләкләрниң падишаси Агагни тутуп, амаләкләрни тәл-төкүз йоқаттим. | |
I Sa | UyCyr | 15:21 | Адәмлирим болса: «Гилгалда Пәрвәрдигар Худайиңизға қурванлиқ қилайли», дәп тәл-төкүз қирип ташлинишқа тегишлик болған олҗиларниң ичидин әң яхши қой, калиларни таллап елишти, халас. | |
I Sa | UyCyr | 15:22 | — Пәрвәрдигар һәрқандақ көйдүрмә вә башқа қурванлиқлардин көрә, Өзигә бойсунушни яхши көрмәсму? — деди Самуил, — билгинки, бойсунуш қурванлиқ қилиштин яхшидур, Пәрвәрдигарниң буйруғиға бойсунуш қошқар мейини көйдүрүп һәдийә қилиштин әвзәлдур. | |
I Sa | UyCyr | 15:23 | Өз бешимчилиқ қилиш гунайи, җодугәрлик гунайиға охшашла ямандур. Җаһиллиқ гунайи болса, бутқа чоқунуш гунайиға охшашла еғирдур. Сән Пәрвәрдигарниң әмрини ташлавәткәнлигиң үчүн, Пәрвәрдигарму сени падишалиқтин елип ташлавәтти. | |
I Sa | UyCyr | 15:24 | — Мән гуна өткүздүм! — деди Саул Самуилға, — мән хәлиқтин қорқуп, уларниң гепигә кирип, Пәрвәрдигарниң буйруғиға вә сизниң гепиңизгә хилаплиқ қилиптимән. | |
I Sa | UyCyr | 15:25 | Әнди сиздин тиләйки, гунайимдин кечип, мән билән биллә қайтсиңиз, шуниң билән Пәрвәрдигарға ибадәт қилай. | |
I Sa | UyCyr | 15:26 | — Мән сән билән биллә қайтмаймән, — деди Самуил Саулға, — сән Пәрвәрдигарниң әмрини ташлавәткәнлигиң үчүн, Пәрвәрдигарму сени падишалиқтин елип ташлавәтти. | |
I Sa | UyCyr | 15:27 | Самуил арқиға бурулуп маңмақчи болуведи, Саул униң тониниң пешигә есилип, уни тартип житивәтти. | |
I Sa | UyCyr | 15:28 | — Пәрвәрдигар бүгүн Исраил падишалиғини сениң қолуңдин тартивелип, уни сәндин яхширақ бирсигә бәрди, — деди Самуил Саулға, | |
I Sa | UyCyr | 15:29 | — исраилларниң мәңгүлүк Худаси ялған сөзлимәйду, ирадисидин янмайду. У инсан әмәс, һәргиз ирадисини өзгәртмәйду. | |
I Sa | UyCyr | 15:30 | — Мән гунакармән, шундақ болған тәғдирдиму хәлқимниң ақсақаллири вә исраилларниң алдида йүзүмни қилип мән билән биллә қайтиң, шуниң билән мән Пәрвәрдигар Худайиңизға ибадәт қилай, — деди Саул. | |
I Sa | UyCyr | 15:32 | Самуил амаләкләрниң падишаси Агагни өзиниң алдиға елип келишни ейтти. Агаг өзичә: «Әнди өлүм ховупи өтүп кәтти», дәп ойлиди вә хатирҗәм һалда Самуилниң алдиға кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 15:33 | — Сән қиличиң билән аниларни балилиридин айриғантиң, худди шуниңға охшаш сениң анаңму өз оғлидин айрилсун, — деди Самуил вә Гилгалда Пәрвәрдигар алдида Агагни қилич билән чепип ташлиди. | |